Арзугүл турсун хәлиқара җәмийәтниң арилишиши билән дохтурханидин қоюветилди

Арзугүл турсунниң 6 ай 3 һәптилик һамилиси мушу бир һәптә ичидә 3 қетим өлүмдин қутулди. Тунҗи қетим 13 ‏ - ноябир күни йәни пәйшәнбә күни ғулҗа шәһиридики су дәрваза дохтурханисида опиратсийә қилинмақчи иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2008.11.18
Uyghur-aile-bala-305.jpg 2008 - Йили 14 - ийул, қәшқәр кочилириниң биридә бир уйғур аилиси.
AFP Photo

Бу күни дохтурхана намәлум тәшкилат вә намәлум шәхисләрниң җиддий агаһландуруши билән оператсийини 17 ‏ - ноябирға йәни дүшәнбә күнигә кечиктүрди. Арзугүл турсун йәкшәнбә дохтурханидин қечип кәткәнлики үчүн, һамилә иккинчи қетимлиқ хәтәрдин аман қалди. 3 ‏ - Қетимда, һамилә бүгүн йәни 18 ‏ - ноябир сәйшәнбә күни или областлиқ ана - балилар дохтурханисида опиратсийә қилинмақчи болди. Арзугүл турсунниң дадиси турсунҗан һәсән тохтамға мәҗбурланған һалда қол қоюп болған иди.

Һамилиниң 3 ‏ - қетимлиқ қутулушиға америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси сәвәб болди. Баш әлчи сәйшәнбә күни әтигәндә хитай ташқи ишлар министирлиқи билән көрүшмәкчи иди. Дәл мушу вақитта или областлиқ ана - балилар дохтурханисида арзугүл турсунниң балисини чүшүрүш опиратсийиси болмақчи иди.

Биз дәл мушу пурсәттә мәзкур дохтурханиға телефон ачтуқ. Дохтурханидики хадим, оператсийиниң техи башланмиғанлиқини, рәһбәрләрниң бу ишни музакирә қиливатқанлиқини, дохтурларниң юқиридин буйруқ күтүватқанлиқини билдүрди.

Биз бу дохтурханиға үрүмчи вақти кәч саәт 7 дә йәнә бир қетим телефон қилдуқ. Сестиралар арзугүл турсунниң чүштин кейин саәт 4:25 тә дохтурханидин чиққанлиқини билдүрди. Биз арзугүл турсунниң һамилисини чүшүрүшкә мәсул хадим рәшидәдин әһвал игилидуқ. Арқидинла арзугүл турсунниң дадисиниң өйигә телефон қилдуқ.

Һөрмәтлик оқурмәнләр, бир һәптидин бери дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, америка дөләт мәҗлиси хитай ишлар комитетиниң мәсули киристофер симит, америка авам палата әзаси җио питтс, америкиниң бейҗиңда турушлуқ баш әлчиси кларик рәнт қатарлиқ әрбаблар арзугүл турсун мәсилисигә җиддий көңүл бөлгән иди.

Буларниң ичидә, америка баш әлчисиниң хитай һөкүмити билән елип барған дипломатик алақилириниң һәл қилғуч рол ойниғанлиқи пәрәз қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.