Шатгүл уйғур
2012.03.07

Аридин 24 йил өткән болсиму һазирғичә хитай һөкүмити бу қетимлиқ машина партлитиш вәқәсини кимниң пәйда қилғанлиқи яки қатилниң тутулған яки тутулмиғанлиқиға даир учурларни ашкарилиғини йоқ.
Әйни чағдики җамаәт пикригә асасланғанда машиниға бомба қойғучи хитай һөкүмитиниң уйғур елидә турушлуқ һәрбий газармисиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириға четилидиған болуп, су назаритиниң назири болған уйғур минофни қәстләп өлтүрүшни мәқсәт қилған икән, әмма машиниға шатгүл дадисидин бурун чиққанлиқи үчүн дадисиниң орнида вәқәгә дучар болуп қаза қилған.
Мәрһум шатгүл уйғур 80-йилларда көзгә көрүнгән талантлиқ кино артислириниң бири иди. У,1980-йили чаңчүн кино студийиси ишлигән “қалдуқ қар” намлиқ һекайә филимдә рол елип өзиниң тунҗи екран һаятини башлиған болса, униңдин кейин “рәнаниң тойи”, “артис болмайдиған қиз”, “сирлиқ карван” қатарлиқ филимләрдә арқа-арқидин рол елип өзиниң актйорлуқ саһәсидики талантини намаян қилған иди.
Шатгүл уйғур 1960-йили, 3-айниң 3-күни туғулған болуп, вәқәгә йолуққан вақтида әмдила 28 яшниң қарисини алған бәрна қиз иди.
Шатгүл уйғурниң өлүми 1980-йилларниң ахирида уйғурлар арисида йүз бәргән тәсири зор болған, уйғур җамаәт арисиға кәң тарқалған вә қаттиқ ғулғула қозғиған вәқәләрниң бири болған иди. Шуңа шаир ясин имин “шатгүл” намида китаб йезип, яш-өсмүрләр нәшрияти тәрипидин 1988-йилиниң ахирида нәшр қилдурған иди. Китабта шатгүл, дадиси уйғур миноф вә чоң дадиси минофахун қатарлиқ 3 әвлад кишиләрниң сәргүзәштлири баян қилинған болуп, китабқа йәнә шадгүлниң һаяти вә өлүмигә мунасивәтлик нурғун сүрәтләр киргүзүлгән. Китаб нәшр қилинип узақ өтмәй хитай һөкүмити тәрипидин чәкләнгән китаблар тизимликигә киргүзүлүп, китабханиларда сетиш мәний қилинди вә аптори ясин иминниң йезиқчилиқ һоқуқи чәклимигә учриди.
Һәммидин хәвәрдар бир қисим әрбабларниң әйни йиллири җамаәт сорунлирида билдүрүшичә шатгүлниң дадиси уйғур миноф әлсөйәр, җамаәт ишлириға көңүл бөлидиған, пәзиләтлик кишиләрниң бери болуп, су назаритигә назир болған йиллири уйғур җамаити үчүн нурғун яхши ишларни қилған икән.
“шатгүл” намлиқ китабта баян қилинишичә, шатгүл уйғурниң чоң дадиси минофахун 1947-йили -2-айниң 25-күни үрүмчидә йүз бәргән хитай гоминдаңчилириниң әхмәтҗан қасими башчилиқидики рәһбәрләргә қарши қозғиған 25-феврал вәқәсидә пуқрачә кийингән гоминдаң әскәрлири тәрипидин уруп өлтүрүветилгән. Минофахун шу йиллири бирләшмә һөкүмәт тәркибидики әмәлдарларниң бири болған бурһан шәһидиниң шопури һәм қоғдиғучиси болған.