Ғулҗа чақчақлири вә мәшрәпниң яш-өсмүрләрни тәрбийиләштики роли
2012.03.15

Ғулҗа чақчақлири юмуристик хусусийити, ейтиш шәкли, мәзмуни җәһәттин өзигә хас хусусийәткә игә бир хәлқ әдәбияти жаниридур. Ғулҗа чақчақлири узун тарихий мәзгил ичидә бәдийилишип мәшрәп түсини елип бүгүнгичә йетип кәлгән. язғучи мәмтимин һошур әпәнди язған “ғулҗа чақчақлири вә униң җәмийәттики роли” намлиқ мақалидә баян қилинишичә, ғулҗа чақчақлири узун тарихтин бери иккилик тутушуш, бир-бири билән тутушуш вә ялғуз ләтипә ейтиш қатарлиқ шәкилләрдә давамлишип, 1987-йилиғичә болған арилиқта ғулҗа чақчақлири пәқәт той-төкүн, мәшрәп вә олтурушлардила ейтилип кәлгән болса, 1987-йилидин тартип сәһниләштүрүлгән.
Мәмтимин һошур мақалисидә ғулҗа чақчақлирини тунҗи болуп сәһнигә елип чиққан кишиниң аблимит турсун икәнликини илгири сүргән. У мақалисидин йәнә ғулҗа чақчақлири вә мәшрәпниң яш-өсмүрләрни тәрбийиләштики роли һәққидиму тохталған. Биз ғулҗа чақчақлириниң қисқичә тарихи вә яш-өсмүрләрни тәрбийиләштики роли һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн һазир германийиниң мюнхен шәһиридә яшаватқан уйғур сәнәткари аблимит турсун әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ. Аблимит турсун бу һәқтә бизгә бәргән мәлуматида ғулҗа чақчақлириниң өзигә хас бир хусусийәткә игә бир сәнәт түри икәнликини уйғурларни миллий роһ билән тәрбийиләштиму интайин зор рол ойнап келиватқанлиқи, ғулҗа чақчақлириниң пәқәт инсанларни күлдүрүпла қалмастин, бәлки чоңқур ойға селиштәк алаһидә бир хусусийәткә игә икәнликини билдүрди.