8-Нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт байримида шәрқий түркистан кечиси өткүзүлди

Түрк дунясиниң әң катта учришишлиридин бири болған 8-нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт байрими 9-айниң 9-күни әнқәрәниң әтимәсқут районида тәнтәнилик өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.09.12
mujahit-we-sumeyya-qeshqerli-shiir-oqumaqta-305.jpg 4 яштики муҗаһит қәшқәрли билән 11 яштики сүмәйя қәшқәрли декламатсийә қилмақта. 2011-Йили 10-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Байрамниң ечилиш мурасими параттин өтүш билән башланди. Бу параттин өтүш мурасимиға әтимәсқут районлуқ һөкүмәт башлиқи әнвәр дәмирәл, милләтчи һәрикәт партийиси муавин башлиқи, парламент әзаси садир дурмаз, парламент әзалири, һәрқайси сиясий партийиләрдин вәкилләр, 30 әтрапида аммиви тәшкилатниң мәсуллири, түркий җумһурийәтләрдин кәлгән дипломатларлардин болуп көп санда киши қатнашти.

erkin-tarim-rayon-bashliqi-enwer-demirel-385.jpg
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим район башлиқи әнвәр дәмирәл билән. 2011-Йили 10-сентәбир. Түркийә.
RFA/Erkin Tarim

8-Нөвәтлик хәлқара әтимәсқут мәдәнийәт вә сәнәт фестивалиниң ечилиш мурасимида районлуқ һөкүмәтниң башлиқи әнвәр дәмирәл сөз қилди. У сөзидә “түрк мәдәнийити, сәнити, өрп-адитини әкс әттүргән буюмларни бу йәрдә бир йәргә елип кәлдуқ” деди. Адриятик деңизидин сәддичингичә болған кәң земиндики түрк дунясини бу байрамда учраштурғанлиқини баян қилған әнвәр дәмирәл, мустәқил болған түрк җумһурийәтлири вә мустәқил болалмиған түркий милләтләрниниң мәдәнийәт вә сәнити һәққидә техиму көп мәлумат игиси елиш үчүн пүтүн хәлқни бу мәйдандики бөлүмләрни екскурсийә қилишқа чақирди.

Бу мәдәнийәт сәнәт байрими әнқәрәниң ғәрбигә җайлашқан әтимәсқутта чоң бир мәйданда өткүзүлмәктә. Мәйданниң әтрапида түркийиниң 35 вилайитидин кәлгән җәмийәт вә вәқипләр ачқан бөлүмләр бар, булар бөлүмләрдә шу районниң өрп -адәт вә мәдәнийәтлири әкс әттүрүлгән буюмлар вә йемәк-ичмәкләр сетилмақта. Булардин башқа әзәрбәйҗан, түркмәнистан, қазақистан, қирғизистан, ирақ түркмәнлири, татарлар вә уйғурларму бөлүм ечип өз дөлитини вә өрп-адәтлирини тонуштурмақта.

tamashibinlar-sherqiy-turkistan-shiirni-alqishlidi-385.jpg
Тамашибинлар шәрқий түркистан намлиқ шеирни алқишлиди. 2011-Йили 10-сентәбир. Түркийә.
RFA/Erkin Tarim

8-Нөвәтлик хәлқара анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт байриминиң 2-күни әзәрбәйҗан, шәрқий түркистан вә түркийиниң токат вилайитигә аит болуп, булар өзлириниң сәнәт номурлирини көрсәтти. Уйғурлардин 4 яштики муҗаһит қәшқәрли билән 11 яштики сүмәйя қәшқәрли декламатсийә қилған “бир вәтәнки шәрқий түркистан” намлиқ шеир миңларчә кишиниң қаттиқ алқишлишиға еришти. Шәрқий түркистан кечиликидә йәнә һайрулла әпәнди сөз қилип шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити һәққидә мәлумат бәрди вә әтимәсқут районлуқ һөкүмәтниң башлиқи әнвәр дәмирәлгә уйғурлар намидин совғат буюмлири тәқдим қилди. Кейин әзәрбәйҗанлиқ сәнәтчиләр сәнәт номурлири көрсәткәндин кейин түркийиниң даңлиқ нахшичиси надидә султан консерт бәрди. 9-Айниң 10-күнидики шәрқий түркистан, әзәрбейҗан вә токат кечилики бу консерт билән ахирлашти.

10 Күн давамлишидиған бу сәнәт байримида оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркий милләтләр һәр ахшам сәнәт номурлири көрсәтмәкчи. Униң үстигә һәр ахшам түркийиниң даңлиқ сәнәтчилиридин бири консерт бәрмәктә. Булар қирач, надидә султан, орхан һақалмаз, һүля полат, ибраһим әрқал, елиф қарли, хатичә, мурат кәкилли, фәрһат гөчәр қатарлиқ сәнәтчиләрдин ибарәт. 8-Нөвәтлик хәлқаралиқ анатолийә мәдәнийәт вә сәнәт байрими 9-айниң 18-күни ахирлашмақчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.