'Шәрқий түркистан һәм миллий мустәқиллиқ` намлиқ әсәр түркийидә нәшрдин чиқти

Пешқәдәм шаир әхмәт игәмбәрдиниң `шәрқий түркистан һәм миллий мустәқиллиқ` намлиқ әсири , шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин нәшр қилинди.
Мухбиримиз әркин тарим
2010.02.11

Өткән ай истанбулда нәшр қилинған `шәрқий түркистан һәм миллий мустәқиллиқ` намлиқ китаб тил җәһәттин аммибап, чүшинишлик һәм ихчам қилип һазирланған болуп, китабқа җәми 95 парчә хәт-чәк, мақалә вә қисқа шеирлар киргүзүлгән. Бу китаб 429 бәттин тәркип тапқан болуп , буниңдики хәтләр-чәкләр әхмәт игәмбәрдиниң чәтәлдә яшиған 25 йил җәрянида һәр қайси шәрқий түркистан тәшкилатлириға, дөләт рәһбәрлиригә, аммивий тәшкилатларға вә тонулған затларға язған хәтләр вә чәтәлдә вапат болған тонулған кишиләргә язған тәзийәнамилиридин тәркип тапқан.

Тәклимакан уйғур нәшрияти мәсули тәтқиқатчи җелил туран әпәнди `шәрқий түркистан һәм миллий мустәқиллиқ ' намлиқ бу әсәрниң чәтәлдики шәрқий түркистан давасиниң йеқинқи заман тарихини өгиниш үчүн муһим әһмийәткә игә икәнликини көрсәтти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.