Дохтур назим қәмбири язған `уйғур таамлири` намлиқ әсәр нәшрдин чиқти (1)

Назимбек қасимҗан оғли қәмбири язған `уйғур таамлири` намлиқ әсәр өткән һәптә йәни 2008 - йили декабир ейиниң ахирида бишкәктә нәшр қилинди.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.01.06
Nazim-Qembiri-kitap-305 Назимбек қасимҗан оғли қәмбири йазған `уйғур таамлири` намлиқ әсәр ниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Дохтур назим қәмбири китабида, дохтур сүпитидә, китабханларни уйғур таамлириниң асаслиқ ғизалири билән тонуштуруп, бәзи ғизаларни тәйярлаш усуллирини, тоғра ғизалинишниң пайда ‏ - зиянлири вә ашпәзликкә аит аталғулар һәм озуқлиниш қаидилири һәққидә йетәрлик аммибап саватларни оттуриға қоюш билән яшлиримизниң бу саһәгә аит аталғу ‏ - терминларни биливелишиға бу чаққан дәстур билән ярдәм қилиду.

Китабқа пәлсәпә пәнлириниң доктори, профессор, қирғизистан пәнләр академийисиниң пәхри академики, қирғизистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән илим - пән әрбаби әзиз исаҗаноғли наренбайев муқәддимә йезип бәргән болуп, у муқәддимисидә уйғур мәдәнийитигә шундақла уйғур таамлириға юқири баһа бәргән.

Китаб җәми 62 бәттин тәркип тапқан болуп, китабни қирғизистан уйғур иттипақи нәшр қилдурған. Китаб дохтур назим қәмбириниң `бизниң саламәтликимиз немини, қачан, қанчилик, қандақ вә немә үчүн истимал қилишимизға бағлиқ` дегән сөзи билән башланған болуп, китаб ичидә пүтүн уйғур таамлириниң рәсимлириму берилгәндин башқа, уйғур таамлири, көктат вә дора - дәрманларниң уйғурчә русчә вә хитайчә намлириму берилгән. Китабниң ахирида муәллип назим қәмбириниң тәрҗимиһали берилгән.

Бүгүнгичә уйғур диярида, қазақистанда, түркийидә уйғур таамлири һәққидә китаблар нәшр қилинған болуп, назим қәмбири язған китабниң юқиридики китаблардин пәрқи, муәллип назим қәмбириниң дохтур болғанлиқидур. Назим қәмбири уйғур таамлириниң кишиләрниң саламәтликигә болған мәнпий вә иҗабий тәсириниму изаһлап бәргән.

Булардин башқа назим қәмбириниң бу әсири уйғур ғизалиниш тарихини тәтқиқ қилиш үчүнму интайин муһим бир әсәрдур.
Nazim-Qembiri-305
Сүрәт, назимбек қасимҗан оғли қәмбириниң йеқинқи сүрәтлиридин бири.
RFA Photo / Erkin Tarim

Назимбек қасимҗан оғли қәмбири ғулҗа шәһиридики `үмид` мәктипини вә әхмәтҗан қасими намидики билим юртиниң дарилмуәллимин синипини тамамлиғандин кейин, 1951 - йилидин 1958 - йилиғичә хитайниң чаңчүн шәһиридә 1 - һәрбий тиббий университетиниң давалаш факултетини тамамлиған. 1966 - Йилидин буян қирғизистанда нерва кесәлликлири дохтури болуп ишлимәктә.

Бу йилларда москва, ленинград, миниски, ташкәнт, алмата, бишкәк шәһәрлиридә шәрқ тибабәтчилики, йиңнә билән давалаш, шипалиқ тәнһәрикәтләр, массаҗ, шипалиқ пәрһис қатарлиқ мутәхәссисликләр буйичә бирнәччә қетим салаһийитини ашуруш курслириға вә илмий муһакимә йиғинлириға қатнашқан.

Дохтур назим қәмбири 5 тиббий китаб, 200 дин көпрәк илмий вә аммибап мақалиниң муәллипидур. Назим қәмбири даим өз билимини мукәммәлләштүрүп кәспи буйичә яврупа, хитай, әрәб, парс вә уйғур тибабәтлирини давамлиқ өгинип келиватқан вирачтур.

Дохтур назим қәмбири йәнә, өз кәспидин башқа тил - әдәбият, тарих, саз - музика, шеирийәт, нахша иҗадийити биләнму шуғуллинидиған киши, шундақла миллий вә башқа хәлқләрниң ләззәтлик таамлириниң һәқиқий устиси.

Дохтур назим қәмбири уйғур, рус, хитай тиллирини мукәммәл билидиған, әрәб, фарс, немис тиллирини қисмән, қериндаш түркий хәлқләрниң тиллирини яхши билидиған көп тиллиқ тәрҗимандур.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримиз әркин таримниң бу һәқтики мәлуматиниң тәпсилатини аңлайсиз.
     

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.