'Йеңи оттура асия гиосиясити ' намлиқ китаб истанбулда нәшр қилинди

"Йеңи оттура асия гиосиясити" намлиқ китаб билги култүр сәнәт нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китаб әслидә язғучи муһәммәд риза вә диҗали тиеррий келлнер тәрипидин франсөз тилида йезилған болуп, түркийә чәкмәҗә ядро синақ ‏тәтқиқат мәркизиниң мудири доктур ришат узмән тәрипидин түркичигә тәрҗимә қилинған.
Мухбиримиз арислан
2009.12.25
Kitap-yengi-ottura-asiya-siyasiy-oyuni-305.jpg Сүрәт, билги култүр сәнәт нәшрийати тәрипидин истанбулда нәшр қилинған "йеңи оттура асийа гиосийасити" намлиқ китабниң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Arslan

Аптор китабта оттура асия дөләтлириниң хитай, русийә вә америка қатарлиқларниң тәсири күчиниң оттурисида қелиши шундақла хитайниң аҗиз ноқтилири, уйғурлар вә оттура асия хәлқиниң тил, дин вә күлтүр ‏- мәдәнийәт бирлики бир күни буларни бир ‏- биригә бирләштуридиғанлиқи, америкиниң оттура асиядики күчини хитай өзигә тәһдит дәп билидиғанлиқи һәққидә тәпсилий тохталған.

Бу китаб асаслиқи бир муқәддимә, 6 бөлүм вә бир хатимидин тәркип тапқан болуп, китабниң кириш сөзидә мундақ йезилған:

"Оттура асияда америка күчлириниң болушиға қарши турған русийә, америка билән һәмкарлишиш пикирини қоғдаш билән биргә, илгири мәвҗут болған икки дөләт оттурисидики сияси вә иқтисади мунасивәтләрни күчләндүрүп, бирләшмә бихәтәрлик келишиминиң паалийәтлирини йеңилап бу райондики тәсирини сақлап қелиш үчүн бәк актип һалда бир сиясәт йүргүзмәктә. Йәнә бир тәрәптин хитай дипломатийә мунасивәтлириму хусусән оттура асияда тәсири күчлүк бир вәзийәткә кәлди. Хитай һакмийити 11 ‏- синтәбир вәқәсидин илгири қурулған мунасивәтлиригә тайинип, оттура асиядики қошна дөләтләр билән икки тәрәплимә иқтисади, сиясий мунасивәтлирини чоңқурлаштуруш йолини таллиди. Йәнә бир тәрәптин, хитай даирилири америкиниң имтиязини тәңпуңлаштуруш мәқситидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң райондики ролини йеңидин илгири сүрүш мәқситини ашкарилиди. Бейҗиң билән москва районлуқ күчләр оттурисида бир тәңпуңлуқ яритип, оттура асияда америкини ялғуз қоюш мәқситидә районлуқ бир тосма қуруп чиқиш үчүн бу тәшкилатниң паалийәтлири ичигә, һиндистан, пакистан вә иранни қошуп киргүзүшкә келишим қилди. Йәнә бир тәрәптин йеңи деһли, ислам абад вә теһран, әнқәрә вә токюларму оттура асия җумһурийәтлиригә қизиқишқа башлиди. Бако, типлис - җейһан нефит турубиси линийисиниң қурулуши кафказийә нефит мәһсулатлириниң ақ деңизға қарап еқишида йеңи бир дәвир пәйда қилди. Буниңға параллил қилип, қазақистан земининиң шәрқини хитайниң шәрқий түркистан райониға улайдиған нефит туруба линийиси қурулуши, кәлгүси үчүн һеч көз юмушқа болмайдиған ақивәтләрни елип келидиғанлиқи оттуриға чиқти. Чүнки ениргийә мәнбәлириниң явру ‏- асия қитәсиниң шәрқ тәрипигә йүнилинишигә охшаш бир җәрян пәйда қилди."

Китабта йәнә, хитайниң оттура асиядики тәсири вә америка билән оттура асиядики риқабити һәққидә тохтилип мундақ йезилған:
 
"Совит иттипақиниң парчилиниши билән, русийиниң оттура асиядики сүмүргүчиликигә хатимә берилди вә тарихтики рус импиратурлуқи билән манҗу импиратурлуқи оттурисида бөлүнкән земинларға диққитимизни тартиду, русийә өзи оттура асиядин чекинди. Әмма хитай манҗу, чиң ханданлиқиниң импириялизимдин мирас қалған шәрқий түркистанға охшаш бир районни қол астида тутушни давам қилмақта. Бүгүн соғуқ уруш дәвиридә чиқмас коча дәп аталған оттура асия мәйдани билән шәрқий түркистан райони, асия вә яврупаға өтүшниң көврук вә кечиш ноқтиси болған тәбиий алаһидиликлиригә игә. 1991 ‏- Йилдин бири оттура асия йеңидин күчлүк хитайниң тәсир аситида қалди. Америка истратегийә баһалаш журнилида елан қилинған бир мақалидә, оттура асиядики чоң оюнниң 21 ‏- әсирдә америка билән хитайни қаршилаштуруп қойидиғанлиқи илгири сүрүлгән. Бу анализ, райондики һазирқи вәзийәткә қарайдиған болсақ, көптүрүвәткәндәк туюлсиму диққәт қилишқа тегишлик ноқта, он йилдин аз бир вақитта хитай һәқиқәтән оттура асия сәһнисидә муһим бир рол ойнимақта."

Китабта йәнә, хитайниң пайда ‏- мәнпәәтлири вә аҗизлиқлири һәққидә тохтилип мундақ дейилгән:

"Шәрқий түркистанда хитайниң үч тәрәплимә пайда ‏- мәнпәәти бар. Асаслиқи бихәтәрлик, сода ‏- тиҗарәт вә тәбиий газларни йөткәш. Оттура асияда хитай чегралирида йеңидин мустәқил дөләтләрниң оттуриға чиқиши, хитайниң русийә билән мунасивәтлиириниң аҗиз икәнлики, хитай билән чегрилинидиған, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан қатарлиқ оттура асиядики қошнилириниң ичидики мәхпий уйғур паалийәтчилири, әң муһими түрк тил ‏- мәдәнийәтлиригә игә уйғурларниң мәвҗутлуқи хитайни кәң даирилик уйғур райониниң бихәтәрликини қоғдашқа мәҗбур қилмақта. Бу районниң җуғрапийилик алаһидиликиниң миллий пураққа игә болғанлиқи оттура асияда ислами еқим вә милләтчи еқимларниң хитай тәсиридин йоқири икәнлики бейҗиң даирлирини техиму қайғуландурмақта. Хитай һакимийити, афғанистан, таҗикистан яки пәрғанә вадисида йүз бәргән вәзийәтләрниң уйғур районида йүз беришидин қорқмақта. Чүнки шәрқий түркистандики түрк тилида сөзлишидиған хәлқләр билән чегриниң қарши тәрипидики хәлқләрниң күчлүк диний, миллий, тарихий вә күлтүр мунасивәтлири мәвҗут. Хитай, шәрқий түркистанда хитайға қарши һәрикәт қилалайдиған уйғур паалийәтчиләрниң оттура асияда яки афғанистанда арқа сәплириниң болушидин әндишә қилмақта. Омумий җәһәттин ейитқанда, оттура асияда йүз бәргән бир давалғуш шәртсиз һалда шәрқи түркистанға тәсир көрситиду. Бу һәқтә бейҗиң бу йеңи қошнилири ичидики йеңи вәзийәтләрни бәк диққәт билән күзитип кәлмәктә. 1990 ‏- Йилдин буян уйғурларни һуҗум нишаниға алған ички бастурушларниң артиши охшаш һалда хитай чегрилириниң йеңидин сизилишиға охшаш сәзгүр бир мәсилә бәс ‏- муназирә қилинмақта."

Китабта йәнә мундақ йезилған:

"Хитай, омумий чүшәнчисидә, америкиниң оттура асиядики тәсир күчиниң артишиниң мәлум муддәттин кейин өзигә тәһдит болушидин әндишә қилмақта. Бу районда америка истратегийиси дәсләптә, русийини нишан қилған болсиму, вашингитонниң өз мәнпәәти үчүн хитайдин айрилиш үчүн һәрикәт қилидиған бәзи аз санлиқ күчләргә ярдәм қилиш еһтималидин қайғуланмақта. Демәк бейҗиң даирилири үчүн муһим болғини, бу райондики истратегийилик аҗизлиқиниң вашингитон тәрипидин қоллинишиниң алдини елиш. Хитай бу җәһәттә, қошнилириға бу хил еһтималлиқниң хитай үчүн қобул қилинмайдиғанлиқини билдүрүш билән биргә, бу еһтималлиққа чәклимә қоюшни халайду. Һәр қандақ вәзийәттә бөлүнүш мәсилиси һәққидә бейҗиң қошна дөләтләргә ишинип кәлмәктә. Демисму, оттура асиядики дөләтләр уйғурларни қоғдаш үчүн күчлүк хитайға қарши чиқишни халимайду. Уйғурлар оттура асиядики хәлқләрниң һесдашлиқиға еришкән болсиму, уларниң һөкүмәтлири уларға ишәнмәйду. Әслидә қазақистан вә қирғизистанда көп санда уйғур хәлқи яшимақта. Хитай уйғур хәлқини намрат қалдуруш, бөлгүнчи күчләрни азайтишта әң муһим рол ойнайду дәп қаримақта вә шу усулда сиясәт йүргүзмәктә."

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.