' Уйғурниң орни нәдә? ' намлиқ әсәр түркийидә нәширдин чиқти
Мухбиримиз әркин тарим
2009.03.12
2009.03.12

RFA Photo / Erkin Tarim
Бу әсәр апторниң тәрҗимиһали вә кириш сөз қисимидин башқа 86 мақалисидин тәркип тапқан болуп, булар апторниң 1992 - йилидин 1998 - йилиғичә болған арилиқта язған, әслимә, уйғурларниң келәчики, хәлқара мунасивәтләр һәққидә тәһлил, истратегийә һәм сияси мәзмунларни өз ичигә алған мақалилиридин ибарәт.
"Уйғурниң орни нәдә?" намлиқ китабниң кириш сөзидә обзорчи, сиясийон сидиқ һаҗи розиниң тәрҗимиһали әтраплиқ һалда баян қилинған.
Тәклимакан уйғур нәшрияти мәсули абдуҗелил туран әпәнди бу әсәрниң қиммити һәққидә тохтилип, әгәр йеқинқи заман уйғур тарихида билинмигән бәзи мәсилиләрни вә дуня уйғур қурултийи башлиқи рабийә қадир ханимниң түрмигә кириштин бурунқи һаяти һәққидә мәлумат игиси болушни халиғанлар үчүн интайин муһим бир әсәр икәнликини тәкитлиди.
Абдуҗелил туран әпәнди йәнә бизгә бәргән мәлуматида, тонулған обзорчи сидиқһаҗи розиниң "уйғурниң орни нәдә?" намлиқ бу 3 томлуқ әсириниң толуқ нәшир қилинип болғандин кейин, сидиқ һаҗи әпәндиниң "уйғурлар қандақ болуп мустәмликә болуп қалди?" намлиқ бир әсириниңму нәшир қилинидиғанлиқини ейтти.
Биз бу әсәр һәққидә техиму көп мәлумат елиш үчүн китабниң аптори сидиқ һаҗи рози әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, сидиқ һаҗи рози әпәнди билән өткүзгән сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.