Тәдриҗий тәрәққият нәзәрийиси вә униң чиқиш сәвәби

Явропа хәлқи омумйүзлүк етиқад қилидиған христиан дини қараңғулуқ әсирләрдә дин адәмлири тәрипидин бурмилинип, тәврат вә инҗил қатарлиқ муқәддәс китаблардики илаһий текистләргә аристотилға охшиған әйни вақиттики пәйласопларниң нәзәрийилири илаһий текист сүпитидә киргүзүлгән шундақла поплар оттуриға қойған шәхсий қарашларму илаһий текист түсини алған иди.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2013.01.10

“дин вә һаят 2000соалға җаваб” намлиқ әсәрдә мундақ дәп йезилған:
“явропада гүллиниш дәвриниң башлиниши билән тәврат вә инҗиллардики каинат вә җанлиқларниң яритилиши тоғрилиқ оттуриға қоюлған тәлиматларниң илим-пән алимлири кәшип қилған илмий һәқиқәтләр билән зит икәнлики испатланди. Шуниң билән илим-пән алимлири билән черкавлар оттурисида тарихтики мәшһур тоқунуш йүз бәрди. Бу тоқунуш нәтиҗисидә нурғунлиған тәбиий пән алимлири черкав һакимийити тәрипидин зиянкәшликкә учриди, һәтта бәзилири өлтүрүлди. Бирақ, ахирқи ғәлибә илим-пән алимлириға мәнсуп болди. Шундақ қилип явропада “дин илим-пәнгә қарши” дәйдиған уқум омумйүзлүк шәкилләнди. Шундақла, илим-пән алимлириму черкавлар билән болған тоқунушида өзлириниң ғәлибисини капаләтләндүрүш үчүн динниң тәлиматлириға зәрбә беридиған һәр қандақ бир қарашни, униң илмийлиқи яки әмәслики билән һесаблишип олтурмастинла қобул қилип, уни черкавларға зәрбә бериштә өзлири үчүн қорал қилидиған бир хил һаләт шәкилләнди.

Илим-пән алимлири черкавлар үстидин ғәлибә қилған, франсийидә буржуазийә инқилаби билән санаәт инқилабиму ғәлибигә еришкән, кишиләр арисида ‛дин-илим-пән билән зитлишиду‚ дегән қараш көккә көтүрүлгән мушундақ бир пәйттә, дарвин тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини оттуриға қоюп, черкавниң ‛инсан адәм ата билән һәвва анидин төрәлгән‚ дегән тәлиматиға қаттиқ зәрбә бәрди. Шуниң билән бу нәзәрийә илим-пән алимлириниң христиан черкавлириға зәрбә бериштә зор күчкә игә қоралиға айланди. Шу сәвәбтин илим-пән алимлири тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини худди тәврәнмәс илмий һәқиқәт сүпитидә қобул қилип, буниңға қарши оттуриға қоюлған һәр қандақ бир тәнқидни-гәрчә илмий тәнқид болсиму, диний ғәрәз билән оттуриға қоюлған, дәп қарап қобул қилиштин баш тартти. Мана шуниңдин бири бу нәзәрийә илим-пән алимлириниң һимайисигә еришип кәлгән иди. Һәтта бәзилири тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини илмий асасқа игә қилиш мәқситидә, әйни вақитларда, қезивелинған искилитларға охшиған бәзи пакитларни сахтилаштуруштинму әймәнмигән иди.”

Мәзкур әсәрдә йәнә мундақ дәп йезилған:
“илим-пән алимлириниң өз вақтида тәдриҗий тәрәққият нәзәрийисини қил сиғмайдиған һәқиқәт сүпитидә қобул қилғанлиқи бу нәзәрийиниң илмий һәқиқәт икәнликидин әмәс, бәлки “сер артер” ейтқандәк, бу нәзәрийини рәт қилиш дегәнлик илим-пән алимлириниң әшәддий дүшминигә айланған христиан черкавлириниң тәлиматлириға ишиниш вә уларға бойсунуш дегәнликтин дерәк берәтти. Шуниң үчүн илим-пән алимлири черкав һакимийитигә баш егиштин көрә дарвин нәзәрийисини, гәрчә һәқиқәткә уйғун кәлмисиму, қобул қилишни әвзәл көргән иди. Бирақ илим-пән алимлири өзлириниң әшәддий дүшмини болған черкав һакимийитини мәғлуп қилип, бир мәзгил өткәндин кейин, мана әмди, черкавлар билән болған тоқунушта өзлири үчүн яхши хизмәт қилған дарвин нәзәрийисиниң илмий һәқиқәт әмәсликини, униң ноқул нәзәрийә икәнликини, илим-пән тәрәққий қилғансери, хусусән физика вә биологийә илимлиридә зор илгириләш йүз бәргәндин кейин, бу нәзәрийиниң илмий асасқа таянмиғанлиқи күндин-күнгә ашкарилиниватқанлиқини елан қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.