Тәңритағ садалири намлиқ шеирлар топлими нәшир қилинди

Йеқинда тәклимакан уйғур нәшрияти тәрипидин "тәңритағ садалири" намлиқ шеирлар топлими нәшир қилинди, бу шеирлар топлими пешқәдәм шаир султан мәхмут қәшқириниң узун йиллардин бири йезип топлиған шеири әсәрлиридин талланған шеирларни өз ичигә алған.
Мухбиримиз арслан
2009.03.27
tangritagh-sadaliri-sheir-305 Тәклимакан уйғур нәшрийати тәрипидин нәшир қилинған "тәңритағ садалири" намлиқ шеирлар топлиминиң муқава көрүнүши.
RFA Photo / Arslan

Бу шеирлар топлими 110 парчә талланған шеир, 3 баллада, икки дастан вә рубаийлардин тәркип тапқан.

Шаир бушеирлар топлимида пүткүл шеирлирини икки бөлүмгә айриған болуп биринчи бөлүми шаирниң 1950 ‏ - йилдин 1982 ‏ - йилғичә арилиқта язған әсәрлиридин талланған шеирлирини өз ичигә алған, иккинчи бөлүми болса 1982 ‏ - йилдин 2008 ‏ - йилғичә болған арилиқта язған иҗадийәт шеирлиридин тәркип тапқан.

280 Бәтлик бу шеирлар топлими шаир султан мәһмут қәшқәриниң 57 нәччә йилдин бири язған шеири әсәрлиридин талланма болуп, бу шеирларда вәтәнгә интилиш, зулумға қарши туруш, наһәқчиликни ечип ташлаштин ибарәт һәр хил пикирләрни бәдиий шәкилдә ипадиләнгән. Шаир бу шеирлар топлимиға йәнә вәтән ичидә елан қилинмиған яки нәшрият органлири тәрипидин елан қилинишқа тәстиқланмиған шеирлириниму қушумчә қилип киргүзгән.
 
Шаир султан мәхмут қәшқәриниң тәңритағ садалири намлиқ бу шеирлар топлими уйғур миллитигә болған қайнақ, сәмими муһәббәт, хитай мустәмликичиләрниң зулумида иңраватқан мәзлум хәлқниң һөрийити вә мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн елип берилған күрәшләрни асаси нишани вә муқәддәс ғайиси, уйғур хәлқиниң бүгүнки паҗиәлик вәзийити, қутулушниң йоли, вәтән һәсрити, тәбиәт гүзәллики, инсаний сөйгү муһәббәт, наданлиқ ‏ - җаһаләттин қутулуш үчүн илим ‏ - пәнгә йүрүш қилиш вә гүзәл әхлақи пәзиләтни тикләш, чирикликкә, номуссизлиққа қарши туруш қатарлиқ темиларни өз ичигә алиду.

Шаирниң 57 йилдин бири язған вәкиллик характеригә игә шеирий иҗадийитиниң талланған муһим бир қисимини өз ичигә алған бу китаб болуп, күчлүк дәвр роһиға игә шеири әсәрләрдур.
 
Пешқәдәм шаир вә язғучи султан мәһмут қәшқири илми, әдәбий вә сияси түрдә язған бир қанчә китаблиридин башқа йәнә шеир, баллада вә дастанлар топлими китаблириму нәшир қилинған. Шаирниң "йүрәк садаси", "көрәш нахшилири"," толун ай", "арман", " султан махмут қәшқириниң шеири әсәрлиридин талланма", тәңритағ садалири" қатарлиқ шеирлар топламлири нәшир қилинған.

Пешқәдәм шаир профессор доктур султан мәхмут қәшқири 1937 ‏ - йили шәрқий түркистанниң қәшқәр шәһиридә дуняға кәлгән, башланғуч мәктәпни қәшқәрдә, оттура мәктәпни ғулҗа шәһиридә түгәткән, 1956 - йили шәрқий түркистан ‏‏)шинҗаң( универистини пүттүргән, 1956 - йилдин 1982 ‏- йилғичә шәрқий түркистан ‏‏)шинҗаң( универистидә оқутқучилиқ қилған. 1982 ‏- Йили авғуст ейида аилиси билән түркийигә келип йәрләшкән. 1983 ‏- Йилдин 1994 - йилғичә истанбул университида, 1994 ‏ - йилдин 2004 ‏ - йилғичә тиракия университида оқутқучилиқ қилған. 2004 ‏ - Йили 8‏ - айда пенсийигә чиққан. Һазир шәрқий түркистан вәхпиниң муавин рәиси болуп хизмәт қилип кәлмәктә.

Шаирниң тәңритағ садалири намлиқ шеири

Тәңритағ, әй олуғ тағ, түврүкимиз сән,
Сән биз үчүн қутлуқ макан бөшүкимиз сән,
Тарихиңда әҗдадларға баш ‏- панаһ болған,
Сән бағримиз, қан томур вә йүрикимиз сән.

Сән бизләргә меһри деңиз ақ чачлиқ ана,
Азлиқ қилар қанчә дастан язсақму саңа,
Ғәзәл ‏, қошақ, нахшиларда сени күйләймиз,
Қәлбимиздин җараңлитип җушқунлуқ сада.

Қучақлириң нефит, кумуш алтунға толғач,
Тарихиңда талай қисмәт өтти бешиңдин,
Булаңчиниң икки көзи сениңдә болғач,
Сәл, топанлар төрәлди көп аччиқ йешиңдин.

Сениң үчүн дәря ‏ - дәря қанлар төкүлгән,
Етәклириң җуңғар тарим сирға көмүлгән,
Сениң батур әвладлириң көтүргәндә туғ,
Таҗавузчи әҗнәбийиниң бели пүкүлгән.

Сән аләмдә қәһриманлиқ намини алған,
Истиқлал вә һөрийәтниң сазини чалған,
Назугүмни қаттиқ асрап, пулат көксиңни,
Садир, ғәни, батурларға әйлигән қалқан.

Биз бу шеирлар топлими һәққидә шаир султан мәхмут қәшқәри билән сөһбәт елип бардуқ.
 
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиз.



Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.