Тәнқидму қиммитиңизгә қарап болиду

Һеч иш қилмиған адәмни һечким тәнқидлимәйду. Әмма бирәр иш қилған, хусусән бирәр утуқ қазанғанларға мәдһийидин көпрәк тәнқидләр яғиду.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.03.01

Инсанларниң күндилик турмушида тәнқид вә тәнқидләш дегәнләр болуп туриду. Шу ениқки, түзитиш бериш вә ислаһ қилиш мәқсити билән қилинған тәнқидниң пайдилиқ икәнликини һечким инкар қилмайду.

Әмма тәнқид биравдин өч елиш яки утуқ қазанған биригә көз қизартиш мәқсити билән елип берилғанда, һәргиз иҗабий нәтиҗә бәрмәйду. Бу вақиттики тәнқид көрәлмәсликниң түрткиси билән оттуриға чиққан сәлбий тәнқид болуп қалиду.

Мәшһур ислам мутәпәккури муһәммәд ғазали “һаятиңизни йеңилаң” намлиқ әсиридә мундақ дәп язиду: ‏
‏- Көрәлмәсликтин ибарәт бу рәзил илләт инсанлар йәр йүзигә пәйда болғандин бири мәвҗуттур. Дуняда шундақ инсанлар барки, биравда камаләтниң аламәтлири җилвиләнсә яки аллаһ ата қилған бирәр талант оттуриға чиқса, улар қаттиқ биарам болуп, изтирап чекиду, таки бу артуқчилиқ йоқалмиғучә қәтий раһәт алалмайду.

Бу немә үчүн шундақ болиду? чүнки көрүмсиз гүзәлликни өзи үчүн тәһдит, әқилсиз әқилни өзи үчүн дүшмән дәп қарайду.

Америкидики“инсаний мунасивәтләр институти” ниң қурғучиси деил карник “нурғун кишиләр мәдәнийәт яки шөһрәт яки утуқ җәһәттә өзлиридин үстүн туридиғанларни қарилаш арқилиқла өзлиригә тәсәлли тапалайду” дегән икән.

Көрәлмәсләр һечкимгә зиян йәткүзәлмәйду

Муһәммәд ғазали мәзкур әсиридә йәнә мундақ дәп язиду:
Қәдимдә бир әрәб шаири мундақ дегән икән:
Сәвр қилғин һәсәт қилса, сәвриң уни өлтүрәр,
Түгәп қалса йеқилғулар, отму өзин көйдүрәр.

Йәнә бир шаир мундақ дегән икән:
Қавиған һәр бир итқа атмақ болса иди бирдин ташни,
Бесип чүшәр иди ташниң баһаси алтун-күмүшни.

Америкилиқ язғучилардин бири мундақ дегән икән:
‏-Кишиләрниң тилини бағлап қойғили күчүм йәтмәйдиғанлиқи үчүн күчүм йетидиған ишни қилишни биливалдим, у болсиму, кишиләрниң тәнқидлиригә вә маламәтлиригә пәрва қилмаслиқтур.

Америкиниң сабиқ рәислиридин бири ибраһам линколин “әгәр маңа кәлгән тәнқидләрни оқумақчи болсам, мениң вақтимниң һәммиси уларни оқуш вә рәддийә бериш биләнла өтүп кәткән болатти. Шуңа мән маңа қаритилған тәнқидләргә пәрва қилмаймән. Муһим болғини вәзипәмни толуқ ада қилиштур. Чүнки мән вәзипәмни толуқ ада қилип, нәтиҗә яриталисам, маңа қаритилған бу тәнқидләр өзлүкидин йоқилип кетиду” дегән икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.