Шветсийидә қазақистанлиқ той риясәтчиси оқуған “уйғурум” намлиқ шеир той қатнашчилирини һаяҗанға салди
2012.11.15

Безиләр һәтта орта асия җумһурийәтлиридин мәхсус той риясәтчилирини тәклип қилип, той кәйпиятини техиму җанландурмақта.
Бу қетим стокһолмда өткүзүлгән тойға қазақистандин тонулған той риясәтчисини мәхсус тәклип қилған болуп, той риясәтчилики уйғур, рус вә шивет тиллирида тәң елип берилди. Уйғур тилида риясәтчилик елип барған батур әпәндиниң қизиқарлиқ сөзлири вә қәлбләрни ләрзигә салидиған уйғурлар һәққидә оқуған шеирлири тойниң кәйпиятиға өзгичә түс бәрди.
Биз тойда оқулған шеирниң мәзмунидин радио аңлиғучилиримизни хәвәрдар қилиш үчүн, тойдин кейин батур әпәндини зиярәт қилдуқ. Батур әпәнди зияритимизниң биринчи җүмлисини “уйғурум” дегән шеири билән башлиди.
Той риясәтчилики уйғур той мәдәнийитиниң өзгичә алаһидиликлириниң бири болуп, тойниң тәртиплик, қизиқарлиқ вә тәрбийиви мәнә билән өткүзүлүшидә кәм болса болмайдиған муһим амилдур. Шуңа уйғур хәлқи тарихтин буян той риясәтчиликигә алаһидә әһмийәт берип кәлгән болуп, юрт-юрт, мәһәллә-мәһәлиләрдә той риясәтчилики билән шуғуллинидиған мәхсус кишиләр барлиққа кәлгән. Адәттә той риясәтчиликини билимлик, қизиқчи, нутқи яхши, һөрмәткә сазавәр кишиләр өтәйду.