Муса әпәнди: түркистан паҗиәси (5)

Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә, шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға аит бир қатар тәпсилатларни тонуштуриду.
Мухбиримиз үмидвар
2009.01.12
turkistan-fajiesi-kitap-305.jpg Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшвиқат бөлүми тәрипидин нәшир қилинған " шәрқий түркистан паҗиәси" намлиқ тарихий китабниң муқависи.
RFA / Arslan

Һөкүмәт қуруш йиғини

Муса түркистани өзиниң "түркистан паҗиәси" намлиқ әслимә китабида, төмүр ели қәшқәргә һөкүмранлиқ қилип, бир мәзгил өткәндин кейин туңганлар тәрипидин өлтүрүлгәнлики һәмдә қозғилаңчиларниң қайтидин ма җәнсаңниң қолидин қәшқәрни азад қилип, сабит дамолламниң башчилиқида мустәқил һөкүмәт қуруш үчүн һәрикәт қилғанлиқи һәмдә буниңға мунасивәтлик көплигән тәпсилатларни баян қилиду.

Муса түркистаниниң баян қилишичә, һөкүмәт қуруш мәсилисидә " истиқлал җәмийити" муһим рол ойниған болуп, бир күни истиқлал җәмийити қурултай өткүзиду. Қурултайға истиқлал җәмийитиниң әзалиридин башқа йәнә барлиқ әләмдар вә қәләмдарлар топлиниду.

Муса әпәнди китабида әшу дөләт қурулуш йиғини һәққидә тохтилип, " қурултайда һәммә бирдәк һалда нөвәттә қурулидиған һөкүмәт иши вә униңға кетәрлик хизмәтләр мәсилиси һәм дөләт тәшкилати вә башқиларни музакирә қилип, ахири бирдәк һалда дөләт намини шәрқий түркистан җумһурийити дәп бекитиш қарар қилинди, арқидин түрлүк қурулуш лайиһиләр түзүлди. Һөкүмәт кабинет әзалири сайлап чиқилди" дәп баян қилиду.

Муса әпәндиниң йезишичә, бу мәҗлис шу күни кәчкичә давамлишип, дөләт қуруш лайиһисини әмәлийләштүрүш әтисигә қалиду һәмдә әтиси һәрбий вә мәмурий ишларға алақидар кишиләр қайтидин топлинип, биринчи қарар бойичә шәрқий түркистан дөлитини қурушқа қошулғанлиқ имзалирини қоюшиду һәмдә униңға тамға - мөһүрләр бесилиду. Дөләтниң юқири дәриҗилик қомандани, офитсерлириниң сани 35 кишигә йетиду.

Һөкүмәткә сайланған мәзкур 35 нәпәр һәрбий вә мәмурий әрбаб айрим - айрим һалда "қур' ани кәрим" ни тутуп, бирдәк қәсәм ичиду. Ахирида улар бир - бирини тәбриклишип, җумһурийәт қурулғанлиқини мубарәклишиду.

Җумһурийәт күнидики қайнам - ташқинлиқ мәнзирә

Муса түркистани " әтиси һәрбий қоманданлар, мүлки әмәлдарлар, юрт намайәндилири, дөләт рәһбәрлири, истиқлал җәмийити, нәширят, маарип җәмийити, һилал әхмәр җәмийитиниң әзалири, дарилмуәллимин оқуғучилири миллий марш ейтип, түмән дәряси бойиға йетип келип, йиғин мәйданиға топлиниду. Әскәрләрдин йәттә миң, хәлқтин 13 миң болуп җәмий 20 миңдин артуқ адәм, мурасимға қатнашти, мурасимда шәрқий түркистан дөләт қурулуш баяннамиси оқуп өтүлди" дәп баянини давамлаштуриду.

Баяннамини шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш министири сабит дамоллам оқуған болуп, у бу дөләтниң рәһбирий системиси ,дөләт түзүлмиси һәмдә ташқи вә ички сиясити, дөләт қуруштики мәқсити һәм башқиларни тонуштуруп өтиду .

Муса әпәнди дөләт қурулуш мурасимида хәлқниң қайнам - ташқинлиқ һессиятқа чөмгәнлики, һәммә яқни хушаллиқ , тәнтәнә хитаблири қаплиғанлиқи, өзлириниң һоқуқлирини өзлири қоллирида тутушниң капалити һесабланған мустәқил дөлитиниң қурулғанлиқидин һаяҗан яшлириниң төкүлгәнликини җанлиқ тәсвирләйду.

Җумһурийәт қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өз баянлирини мундақ давамлаштуриду: " баш вәкилниң хитаби тамам болғандин кейин йәнә башқа дөләт рәһбәрлиримиз сөзгә чиқип тәнтәнилик сөзлә билән өз тәбриклирини билдүрүшти. Арқидин шадлиқ мурасими башлинип, миллий музика челинишқа башлиди. Қириқ бир пай топ оқи етилди. Топ етилған һаман шәрқий түркистанниң тарихи, миллий көк байриқи һаваға көтүрүлди, ай юлтузлуқ миллий көк байриқимиз көк бағрида ләпилдәшкә башланған бу саәттә ихтиярсиз тарихтики шан - шәвкәтлик һакимийәт дәврлирини әслитип турди. Арқидин оқуғучилар дөләт маршини орунлиди."

Бәхтлик минутлардики хушаллиқ көз яшлири

Муса әпәнди, җумһурийәт елан қилинған мәйдандики кәйпиятни мундақ тәпсилий тәсвирләйду:

"Бу күни мәйданға топланған кишиләрниң роһи кәйпияти башқичә иди. Хушаллиқидин күлүп турған чеһирләрни, өзини тутулмастин йиғлап турған шад көзләрни 'я алла бу бәхтлик күнләргиму улушидикәнмиз, худайимға түмән миң шүкрә'! дәп өтмүшниң қара тутқунлуқ дәвригә нәпрәт яғдуруп турған кишиләрни һәр йәрдә көргили болатти. Хушаллиқидин сәрхуш болуп һәйрәт көзлири билән намайишқа пүтүн барлиқи билән берилип, қарап қалған юртдашларни бу ишлар һәқиқәтән һаң таң қалдурмақта иди. Челиниватқан миллий музикилар вә гүмбүрләп етиливатқан шадиянә топларниң авази йирақ - йирақларға кәтмәктә иди. Баяннамә тарқитип берилгән болуп, хәлқ уни топ - топ болуп, оқушуп бир - биригә чүшәндүрүшүп, өз көңүллирини көтүрүшмәктә иди. Шу әснада намайишчилар топи шәһәр сиртидики түмәндин шәһәр ичигә қарап йүрүшкә башлиди, улар шу маңғиничә һәйәт әзалириниң башчилиқида удул һейтгаһ мәйданиға келип тохтиди. Дәсләп баш вәкил сабит дамоллам андин кейин һәр қайси назирлар, натиқлар тәшвиқаткбһилар арқидин сарайниң өгзисидики пәштаққа чиқип, сөз қилди. Сөз қиливатқан шу пәйттә қәшқәрдики қораллиқ қисимлар сәп - сәп болуп атлиқ вә пиядә һалда һейтгаһ мәйданида көрәктин өтүп турди."

Мана бу 1933 - йили 12 - ноябир күни, қәшқәрдә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулғанлиқини җакарлаш мурасим паалийитигә биваситә қатнашқан муса әпәндиниң нәқ мәйдан тәсвиридин ибарәт болуп, муса әпәндиниң йезишичә, мурасим болуп, бир қанчә күндин кейин назирлар мәҗлисиниң биринчи йиғини ечилип, дөләтни идарә қилиш һәм хизмәтләрни башлашниң конкрет чарә - тәдбирлири музакирә қилиниду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.