Муса әпәнди: түркистан паҗиәси (4)

Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабида йәнә қәшқәрниң төмүр ели тәрипидин азад қилинғандин кейин йүз бәргән бир қатар вәқәләрни язиду.
Мухбиримиз үмидвар
2008.12.15
turkistan-fajiesi-kitap-305.jpg Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшвиқат бөлүми тәрипидин нәшир қилинған " шәрқий түркистан паҗиәси" намлиқ тарихий китабниң муқависи.
RFA / Arslan

Аптор төмүр ғази йәни төмүр елиниң бипәрвалиқи түпәйлидин қозғилаңчилар арисида ихтилаплар кeлип чиққанлиқини оттуриға қойиду.

Советниң маллирини алмаслиқ

Униң баян қилишичә; маарип идариси вә әвқап идариси дарилмуәллимин бинасиниң иккинчи қәвитигә җайлишиду. Маарип идариси маарип ишлирини техиму яхшилаш мәқситидә оқуғучиларға мәхсус форма кийдүрүшни қарар қилған болуп, бир қисим кишиләр совет иттипақиниң фабрикилирида тоқулған рәхтләрдин оқуғучилиқ формиси тиктүрүш тәшәббус қилсиму, лекин муса әпәндиниң тәшәббуси билән қәшқәрниң өзидә йәрлик устилар тиккән маталарни бояп, шуниңдин оқуғучилар кийими тиктүрүш қарар қилиниду.

Көпчилик бирдәк һалда қәшқәрниң өзиниң йәрлик мәһсулатини ишлитишиниң миллий тоқумчилиқ санаитини раваҗландуруш һәм миллий санаәтни қәдирләш үчүн пайдилиқ дегән қарарға келип, совет иттипақиниң мелини сетивалмаслиқни бекитиду.

Туюқсиз кәлгән совет ярдими

Бу күнләрдә йәнә валий юнус бәгниң пәрмани билән қизил һилал ай җәмийити билән хәстиханә вә йеңидин қурулған шипаханини башқуруш ишлири муса әпәнди билән абдулла ханға тапшурулиду. Улар кечә күндүз ишләп, қәшқәрдики мәзкур тунҗи шипаханиниң ишлирини күчәйтип, хәлқ ичидә яхши тәсиратларни қозғайду.

Әнә шу күнләрниң биридә қәшқәрдики совет иттипақи консулханисиниң қизил крест дохтурханисиниң аял дохтури сисяйова вә бир қанчә хадимлири билән дохтурханиға кирип келиду һәмдә 110 адәмгә йәткидәк сопун, ястуқ қатарлиқ һәдийә буюмлирини тапшуриду. Бу һәдийә буюмлирини тарқитиватқанда москвадин кәлгән рус адәм буларни вә дохтурханини сүрәткә алиду. Муса әпәнди дәрһал наразилиқ билдүрүп, әгәр буниң сиясий ғәрәз үчүн болса, һәддийиниң қобул қилинмайдиғанлиқини билдүриду. Шуниңдин кейин совет дохтурханисиниң бу аял дохтуриму мәзкур шипаханиға пат - пат келип, кесәл көрүш ишлириға ярдәмлишип туриду.

Бу вақитларда техи шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулмиған болуп, қәшқәр төмүр елиниң рәһбәрликидә турувататти. Қәшқәрдики совет иттипақи вә әнглийә консулханилири қәшқәр вәқәлирини йеқиндин көзитиватқан болуп, тарихий пакитларға асасланғанда, совет иттипақи өзиниң оттура асия райони җүмлидин пәрғанә вадиси билән чегридаш мәзкур районда милитарстлириниң һөкүмранлиқи ағдурулуп, йәрлик милләтләрниң өз һакимийитини қуруш һәрикәтлириниң әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң контроллуқни астиға чүшүп, бу җайниң совет иттипақиға қарши базиға айлинип қелишидин әндишә қилғанлиқи үчүн йәрлик қозғилаңчилар билән алақә орнитиш һәм уларниң ички әһвалини вә тәрәққият йүзлинишини чүшинишкә тиришқан иди.

Төмүр ели қәшқәрни игиләп турған бу вақитларда қәшқәр йеңи шәһәрдә маҗәнсаң башчилиқидики туңган күчлири мәвҗут болуп, униң қол астидики қошунларниң тәркибидә туңганлардин башқа йәнә җин шуренниң бир қисим әскәр - офитсерлириму бар болуп, һәрбий тәлим - тәрбийиси бир қәдәр яхши иди. Бу вақитта мадотәй ибраһим лозуң дегән кишиниң беғида турди һәмдә йеңи шәһәрдики маҗәнсаң билән мәхпий алақилар орнатти.

Төмүр ғазиниң бипәрвалиқи һәм наданлиқи бәхтсизликкә йол ачти

Төмүр ели йәни, төмүр ғази гәрчә қәһриман қомандани болсиму, бирақ қәшқәрни игиләп турғанда бир қатар хаталиқларни садир қилди. Муса әпәндиниң йезишичә, милләт мәҗлисниң қарари бойичә төмүр елигә барлиқ һәрбий һоқуқни башқуруш вәзиписи берилгән болсиму, лекин у бәрибир мүлки ишларғиму арилашти. Ақсудин аилисини әкәлдүрүш үчүн еһтияҗдин артуқ әскәр әвәтти һәмдә өзи күн бойи оюн тамашиға берилип, һәрбий ишлардиму әстайидил болмай, муһим ишларда бипәрвалиқ қилиши кишиләргә яқмиди. У йәнә йеңи шәһәрдики туңганларниң түрлүк шүбһә ишлирини көрмәскә салди. Улар томур елигә дост көрүнүп, астириттин өз тәйярлиқини пухта елип барди. Һәтта мадотәйниң мәхпий пилани бойичә ибраһим лозуңға миллий қошун тәшкилләш орунлаштурулған болуп, төмүр ели буниңға қошулупла қалмастин бәлки бу қошунниң чиқимлириниму бәрди. Қәшқәрдә йүз бериватқан бу бир қатар әһвалларни билгән милләт мәҗлисиниң адәмлири түрлүк йоллар билән томур елигә әһвални уқтурған һәмдә һушяр болушни тәвсийә қилған болсиму, лекин у аңлимай қойди.

Қәшқәр вәзийити мана мушундақ мурәккәп турған бир пәйттә хотән қозғилаңчилириниң бир гурупписи сабит дамоллам башчилиқида қәшқәргә кәлди.

Муса әпәндиниң йезишичә, әслидә төмүр ели сабит дамолламниң қәшқәргә келишини қоллимиған болуп, лекин сабит дамоллам өзиниң қәшқәргә бериш пикридә чиң турған һәмдә ахирида қәшқәргә кәлгән. У қәшқәргә кәлгәндин кейин һәр саһә кишилириниң қизғин қарши елишиға еришкән һәмдә қәшқәрниң зиялийлири, өлималири билән көрүшүп, улар билән сөһбәтләр елип барған шуниңдәк қәшқәр валиси юнус бәг биләнму пат - пат көрүшүп, һөкүмәтни җумһурийәт усули бойичә башқуруш идийисини тәшәббус қилған.

Бир күни бир бөлүк һөкүмәт кишилири вә қәшқәрдики барлиқ илғар затлар бирликтә йиғин чақирған болуп, бу йиғинда һөкүмәтни җумһурийәт усули бойичә башқуруш лайиһиси оттуриға қоюлди, көпчилик бирдәк һалда буни қоллап, қутлуқ һаҗи шәвқи билән музәппәр бәгкә мәхсус бир программа түзүп чиқиш вәзиписи берилди. Әтиси рәсмий йиғин ечилип, мәзкур программа музакиридин өткүзүлди һәмдә төмүр бәгниң тәстиқлишиға сунулди.

Төмүр ели билән сабит дамолла арисидики ихтилаплар

Сабит дамоллам вә шаһ мәнсур қәшқәрниң илғар кишилири билән һөкүмәтни җумһурийәт усули билән башқуруш мәсилилирини музакирә қилип, мәхсус программиларни түзүп, җиддий иш елип бериватқанда сабит дамолламға қарши бир қисим кишиләр астириттин төмүр елини күшкүртүп, униң сабит дамолламни нәзәрбәнт қилип, қозғилаңчилар арисида ихтилап кәлтүрүп чиқиришиға йол ачти.

1933 - Йили 8 - айниң 8 - күни төмүр ели сабит дамоллам вә шаһ мәнсутни тутуп, уларни бир бағқа нәзәрбәнд қилип қойди һәм хотәндин кәлгән әскәрләрниң қоллиридики қораллири вә чомақлирини тартивалди.  Шуниң билән бир вақитта йәнә һапиз түәнҗаңни 500 әскәр билән йәркәнткә әвәтип, бу йәрдики хотән пидаийлирини қоралсизландурмақчи болди, арқидинла йәнә кичик ахун башчилиқида 300 кишилик қошун әвәтти.

Һапиз түәнҗаң башчилиқидики бу қошун хотән қозғилаңчилирини мәғлуп қилип, илгири - кейин йәркәнт, гума қатарлиқ җайларни ишғал қилип, давамлиқ һуҗум билән хотәнни алмақчи болди. Әнә шундақ күнләрдә төмүр ели қәшқәрдә маҗәнсаң башчилиқидики туңган әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлди. Муса әпәнди бу күнни 1933 - йили, 29 - сентәбир күни дәп язиду.

Муса әпәндиниң хуласиси

Муса әпәнди бу вәқәләргә ечинип, буниңдин мундақ хуласә чиқириду: " төмүр сиҗаңниң бу қилмиши билән миллий истиқлал йолидики күрәш сепи худди қанити юлуветилгән тохуға охшап қалди. Дүшмәнләр тамаша көрүп турғанда шәрқий түркистан муҗаһидлириниң әнә шундақ өзара җаңҗалға чүшүп кетиши һәр кимни ечиндурди. Шу иштин кейин сабит дамоллам шаһ мәнсурлар йеқинлири билән биргә яр җапасидин, пәләкниң җәвридин шикайәт, милләтниң бәхитсизликидин һекайәтләр қилип, тәқдирниң яхши күнлирини күтүп ятти."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.