Түркистан паҗиәси (1)

Өткән әсирниң 30 - йиллирида пүтүн уйғур диярида йүз бәргән миллий азадлиқ һәрикәтлири һәққидә түрлүк әслимиләр уйғур елиниң ичи вә сиртида мәлум санда елан қилинди.
Мухбиримиз үмидвар
2008.10.27
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
turkistan-fajiesi-kitap-305.jpg Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшвиқат бөлүми тәрипидин нәшир қилинған " шәрқий түркистан паҗиәси" намлиқ тарихий китабниң муқависи.
RFA / Arslan

Әлвәттә, чәтәлләрдики уйғурларниң бәзилириниң бу дәвр һәққидики қол язма әслимилириму бар болуп, булар техи рәсмий нәшир қилиниш мумкинчиликигә еришәлмигән иди.

Йеқинда 30 - йилларда қәшқәрдә йүз бәргән миллий азадлиқ қозғилаң һәрикәтлири вә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға биваситә қатнашқан һәмдә кейин сәуди әрәбистанға кетип, шу йәрдә яшап вапат болған муса түркистаниниң "түркистан паҗиәси" мавзулуқ китаби нәшир қилинип тарқитилди.

Бу китабниң асасий қисими әйни вақитта қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләргә беғишланған болуп, һилал әхмәр җәмийитиниң қурғучиси муса әпәнди қәшқәр вәқәлириниң муһим шаһидлиридин биридур.

30 - Йиллардики қәшқәр сиясий тоқунушлар нуқтиси иди

Өткән әсирниң 30 - йиллиридики уйғур ели кәң көләмлик хәлқ қозғилаңлири билән толған, мурәккәп ички - ташқи зиддийәтләр әвҗигә чиққан бир дәвргә дуч кәлди.

1931 - Йили 2 - айда хоҗа нияз һаҗим қатарлиқлар рәһбәрликидики қумул қозғилиңиниң партлиши, бир мәйдан миллий азадлиқ һәрикитиниң пәрдисини ачқан болуп, қумул тағлирида янған бу ялқун тез арида пүтүн уйғур дияри җүмлидин тәңри тағлириниң җәнуб вә шималиға тутушуп, җин шуренниң милитаристлар һакимийитиниң йоқитилиши вә шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң бәрпа болушидәк сиясий вәзийәтни яратти.

Әйни вақиттики уйғур елидики чоң шәһәрләрниң бири шуниңдәк тәңри теғиниң җәнубидики әң чоң шәһәр һесабланған қәшқәр миллий азадлиқ қозғилиңиниң асаслиқ мәркизи сүпитидә барлиқ қораллиқ гуруппиларниң талишидиған муһим сиясий сәһнисигә айланған иди. Униң үстигә мәзкур шәһәрдә әнгилийә, совет иттипақи консулханилириниң вә шиветсийә, афғанистан қатарлиқ әлләрниң мунасивәтлик хадимлириниң өз паалийәтлирини давамлаштуруши түпәйлидин қәшқәрниң хәлқаралиқ тәсири вә орниму бәлгилик дәриҗидә ашқан, бу йәрдә ички күчләрниңла әмәс, бәлки ташқи күчләрниң мәнпәәтлириму өзара учрашқан һәм тоқунушқан иди.

Ундақта, қумул тағлиридин чиққан янғин қәшқәргә туташқан әшу ай, әшу күнләрдә бу йәрдә қандақ вәқәләр йүз бәрди? мәзкур соалларға һазирғичә уйғур елидики мәтбуатларда елан қилинған көплигән әслимиләр җаваб беришқа тиришқан болсиму, лекин әшу вәқәләрниң шаһидлиридин бири, 1934 - йили, совет иттипақи вә шең шисәйниң өч елишидин әндишә қилип, сәуди әрәбистанға қечип берип панаһлинип, шу йәрдә вапат болған муса әпәндиниң 80 - йилларда сәуди әрәбистанда йезип қол язма сүпитидә елан қилған, йеқинда истанбулдики сутуқ буғрахан маарип нәширияти тәрипидин қайтидин нәшир қилип тарқитилған " түркистан паҗиәси" намлиқ әслимиси техиму әтраплиқ мәлумат бериду.

Әсәрниң мәзмунлири

Муса әпәнди йәни кейинки вақитларда муса түркистани дәп нам алған бу затниң мәзкур китаби 240 бәттин тәркип тапқан болуп, әсәрни мәзмун даириси бойичә үч бөләккә бөлүш мумкин. Биринчи бөликидә аптор асаслиқи өзиниң бу әслимисини йезиштики мәқсити вә идийисини оттуриға қойған болса, иккинчи бөлики 19 - әсирдики яқуп бәг һакимийитидин тартип, таки 1934 - йили миллий азадлиқ һәрикити мәғлуп болуп, совет иттипақиниң ярдими астида пүтүн өлкә миқясида шең шисәй һакимийитиниң тиклинишигичә болған узун бир җәрянға беғишланған. Әлвәттә, бу бөләкниң мутләқ көп қисими 30 - йилларда қәшқәрдә йүз бәргән қозғилаң вәқәлирини тәпсилий әкис әттүрүшкә қаритилған.

Әсәрниң ахирқи аз бир қисими қозғилаңниң мәғлуп болушидин кейинки әһваллар, җүмлидин беғишлимиларға аҗритилған.

Өзбек пидаийлириниң әһвали һәққидә муһим йип учи билән тәминләйду

Муса түркистаниниң "түркистан паҗиәси" намлиқ китабиниң әһмийәтлик йери шуки, у өзи 20 - әсирниң башлирида пәрғанидин қәшқәргә көчүп келип маканлашқан өзбекләрдин болғачқа, қәшқәрдики қозғилаңға қатнашқан өзбек муһаҗирлириниң әһвали һәм уларниң паалийәтлирини яхши билгән. У, китабида сабит дамоллам қатарлиқ уйғур қозғилаңчилири билән бир сәптә шәрқий түркистан ислам җумһурийитини қурушқа қатнашқан өзбекләрдин сетивалдиҗан, йүсүпҗан қурбеши, сопизадә, зерип қари һаҗи қатарлиқ нәччә онлиған атақлиқ өзбек тарихий шәхислириниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бериду. Бу әсәр 30 - йилларда қәшқәрдә һәрикәт қилған мәшһур өзбек полкиниң паалийәтлири вә ахирқи тәқдирини чүшиништиму муһим йип учи билән тәминләйду.

Аптор йәнә шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулуши, мәзкур һөкүмәтниң ички - ташқи хизмәтлири, һилал әхмәр җәмийитиниң паалийәтлири, уйғур қозғилаңчилири билән туңганлар арисидики мунасивәтләр, қозғилаңчилар арисидики ички мунасивәтләр һәм зиддийәтләр җүмлидин истиқлал җәмйитиниң елип барған бир қатар паалийәтлири һәққидә тәпсилий учурлар бериду.

Әсәр уйғур - өзбәк оқурмәнлири үчүн чүшинишлик болған 30 - йиллардики әдәбий тилда йезип чиқилған болуп, йеңи нәшри әсли нусхисини сақлап қалған.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.