Туркистан паҗиәси (3)

Өткән әсирниң 30 - йиллирида қәшқәрдә йүз бәргән бир қатар инқилабий һәрикәтләргә вә сабит дамолла рәһбәрликидики шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң қурулушиға биваситә иштирак қилған муса әпәнди өзиниң " түркистан паҗиәси" мавзулуқ әслимә китабиниң баш қисмида йәнә 1933 йили, 2 - айниң 2 - күни таң сәһәр вақтида қозғилаңчилириниң бирликтә қәшқәргә һуҗум қозғап, бу шәһәрни ишғал қилғанлиқини язиду.
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.19
turkistan-fajiesi-kitap-305.jpg Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәшвиқат бөлүми тәрипидин нәшир қилинған " шәрқий түркистан паҗиәси" намлиқ тарихий китабниң муқависи.
RFA / Arslan

Қәшқәрдики төмүр ғази дәври вә милләт мәҗлиси

Муса әпәндиниң йезишичә,қәшқәр азад қилинип, узун өтмәй кучар тәрәптин келиватқан төмүр ели башчилиқидики қозғилаңчиларму қәшқәргә йетип келип, қизғин қарши елинип, қәшқәргә орунлишиду вә арқидинла төмүр ғази билән биргә шең шисәйгә қарши уруш қилған туңганларниң ма җәнсаң башчилиқидики қошуниму қәшқәргә йетип келип, йеңи шәһәргә орунлишиду. Муса әпәндиниң баян қилишичә, нәтиҗидә уйғурлар билән туңганлар арисида уруш болмай, иттипақлиқ орнитилиду.

Муса әпәндиниң баян қилишичә, төмүр ели қәшқәрни алғандин кейин, истиқлал җәмийити ашкара паалийәт башлиған болуп, истиқлал җәмийитиниң тәшәббуси билән қәшқәрниң зиялийлири, байлири, илғар пикирлик адәмлири шуниңдәк төмүр ели билән биргә кучар, турпан, ақсу қатарлиқ җайлардин кәлгән қошун башлиқи сүпитидә тонулған әрбаблар бирликтә қәшқәр миллий мәҗлиси қуруп чиқилиду.

Муса әпәнди " төмүр ғази башлиқ бир бөлүк һәрбий қомандани, мәмурийлар миллий мәҗлисиниң пәхри әзаси болди, қалған әзалар " истиқлал җәмийити "ниң илгирики әзалири, қәшқәр, атушниң көзгә көрүнгән оқумушлуқлири, мунәввәрлиридин тәркип тапти. Милләт мәҗлисиниң қарари бойичә, төмүр ғазиниң илгирики лүйҗаңлиқ унвани сиҗаңлиққа, осман елиниң лйәнҗаңлиқ унвани лүйҗаңлиққа өстүрүлди. Дамолла шәмсидин ахуном қәшқәрниң һакимлиқиға сайланди, сабиқ вали мадаринниң валийлиқ хизмити әмәлдин қалдурулуп, валийлиққа юнус бәг сайланди.

Мадаринниң валийлиқ хизмити вә мөһрини тездин юнус бәгкә тапшуруп, өзи халиған бир җайда әркин яшиса болидиғанлиқи қарар қилинди. Әмма, мадотәй милләт мәҗлисиниң бу қарарини қобул қилмиди" дәп язиду.

Мадотәйни қәшқәрниң бир қисим катта ,нопузлуқ адәмлири қоллиған икән

Муса әпәнди немә үчүн ма шавву йәнә мадотәйниң қәшқәр миллий мәҗлисиниң бу қарарини қобул қилмиғанлиқиниң сәвәби һәққидә тохтилип, буниң икки сәвәби барлиқи, йәни, бириниң қәшқәрдики юқири қатламдики, катта нопузлуқ адәмләрниң мадотәйни қоллиши, йәнә бириниң йеңи шәһәрдики маҗәнсаң башчилиқидики туңган күчлириниң уни қоллиғанлиқи икәнликини көрситиду.

Униң йезишичә, мадотәйни қоллиған бу қәшқәрликләр мадотәйниң қәшқәр кона шәһәрдә бурунқидәк дотәй болуп туриверишини, һөкүмәт ишлирини һәммә тәрәп өзара иттипақлишип йүргүзүши керәкликини тәләп қилған. Чүнки мадотәйниң илгирики юрт башқуруши, юрт чоңлири вә байлар алдида яхшичақлиқи, қәшқәрдики байлар вә тиҗарәтчиләрни мадотәйгә майил қилип қойған иди.

Мадотәй милләт мәҗлисиниң қарарини қобул қилмиғандин кейин, милләт мәҗлиси күч ишлитип, мадотәйниң дотәй ямулини қоршивалиду, мадотәй қаршилиқ көрситиду, икки тәрәп арисида җәң партилайду. Бу вақитта маҗәнсаң ариға чүшүп, мадотәйни милләт мәҗлисиниң қарарини қобул қилишқа көндүриду. Шуниң билән мадотәй ямулни бошитип, барлиқ пул - мал вә башқа пуллуқ, баһалиқ нәрсиләрни мәпиләргә селип, сәмәндики ибраһим лозуңниң беғиға чиқип кетиду. Төмүр ели ямулға кирип, уни игиләйду һәмдә юнус бәгму валийлиқ хизмитигә киришиду.

Муса әпәнди төмүр елиниң мадотәйни қоюп бәргәнликини тәнқид қилип, " мустәбит чиң һөкүмитигә 18 йил садақәтмәнлик билән хизмәт қилған, муҗаһидларға қарши уруш қилған дүшмән мадотәйгә төмүр сиҗаң вә униң низамидин әпәндини өз ичигә алған мәслиһәтчилири тәрипидин азадлиқ берилип, сәмәндики бағқа қоюп берилди" дәп хуласилайду.

Юнус бәгниң икки иши

Шуниңдин кейин, валий юнус бәг бир қатар муһим ишларға киришкән болуп, юнус бәгниң төмүр елиниң рәһбәрликидә биринчи болуп қилған иши маарип идариси қуруш болуп қалиду, маарип вә әвқап ишлири мудирлиқиға абдукеримхан мәхсум қоюлиду.

Юнус бәгниң иккинчи қилған иши қәшқәр ишғал қилинғанда қурулған хәстәхана вә униңдин кейинрәк қурулған қизил һилал ай җәмийитини рәсмий дөләтлик орган қилип бекитишидур. Абдукерим хан мәхсум тунҗи болуп, қәшқәр нобешидики бутханиниң бир қисимини бузуп, қайтидин ясап, дарилмуәллимингә өзгәртиду һәмдә барлиқ оқуғучи вә оқутқучиларниң қатнишиши билән дағдуғилиқ ечилиш мурасими өткүзиду. Бу мурасимға, төмүр ели, валий юнус бәг қатарлиқ қәшқәрниң барлиқ һәрбий - мәмурий әмәлдарлири, илғар кишилири қатнишиду. Әтисидин башлап, дарилмуәллиминдә дәрс башлиниду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.