Түркийидә уйғур излири (3)
Мухбиримиз әркин тарим
2010.09.08
2010.09.08
RFA Photo / Erkin Tarim
Биз 8 - айниң 22 - күни уйғурларниң тарихий излирини издәп бүнян наһийисиниң самағир йезисиға кәлдуқ. Самағир йезисида әслидә 457 нопус бар болуп, һазир 100 әтрапида нопус қалған. Бу йеза бир қарашқа урушта харап болған ташлинип кәткән йезиға охшап кәтсиму, йәнила бу йәрдә яшаватқан инсанлар бар икән.
Самағир йезисидики яшлар һәр хил сәвәбләр түпәйлидин чоң шәһәрләргә көчүп кәткәчкә йезида момай вә бовайларла қалған. Йезиға кәлгинимиздә һойлисида олтурған мустафа беязит исимлик 70 яшлиқ бир кишини көрдуқ. У киши йенимизға келип "йезимизға хош кәпсиләр" дәп бизни күтүвалди.
Биз өзимизниң уйғурлуқини тонуштурғандин кейин "йезидики гүмбәз һәққидә мәлумат берәләмсиз?" дәп сориғинимизда мустафа таға бәкму сөйүнди вә бизни бу йәрдики бир дөңниң үстигә җайлашқан гүмбәзгә башлап маңди. Биз гүмбәзгә қарап маңғач униң билән сөһбәт елип бардуқ.
-- Бу йезиниң исми немә?
-- Самағир йезиси.
-- Самағир исми нәдин кәлгән икән?
-- Бу йәрдә қәбриси бар болған абдурахман ғази, мәлик ғази билән җәң қилипту . Җәңдә абдурахман ғази "салма қир" йәни "қоюп бәрмәй өлтүр" дәп буйруқ бәргән икән. Бу йезиниң исми әнә шу сөздин кәлгән. Бу гүмбәз һәққидә мустафа әрарслан исимлик киши китаб язди. Униң ейтишичә бу гүмбәз түркистандин кәлгән самағир ноян исимлик бир қоманданниң қәбриси икән. Йезимиздики инсанлар һәр даим бу гүмбәзгә келип дуа қилишиду - дәп җаваб бәрди бовай.
Гүмбәзниң ичидә абдурахман ғазиниң қәбриси бар болуп, қәбриниң аяғ тәрипидики тамға ай юлтузлуқ көк байрақ сизилған. Бу байрақниң қачан сизилғанлиқини сориғинимизда, бовай буниң хели узун заманлар илгири сизилғанлиқини ейтти.
Самағир йезисини айлинип болғандин кейин мустафа беязит таға бизни өйигә тәклип қилип қизғин күтүвалди. Мустафа беязит тағиниң аялиму худди уйғур деһқанлириға охшашла бизгә меһман достлуқини көрсәтти. Мустафа таға бизниң уйғурлиқимизни билгәндин кейин һаяҗанланғанлиқидин ихтиярсиз һалда бизни қучақлап бағриға басти. У бизгә: "мән телевизордин шәрқий түркистанда болуватқанларни көрүп туруватимән. Өткән йили 5 - июлда хитайлар уйғур қериндашлиримизни қиривәтти. Көңлимиз бәк йерим болди. Худа силәргә ярдәм қилсун" деди.
Мән, др. Нәбиҗан турсун, хайруллаһ әфәндигил әпәнди, қәйсәридә туғулуп чоң болған абдулқадир түмтүрк қатарлиқ кишиләр бу тарихий йезидин айрилған вақтимизда мустафа беязит аилиси биз билән худди өз пәрзәнти билән хушлашқандәк хошлишип бизни йолға селип қойди.
Түркийидә нәшир қилинған тарих китаблирида бу самағир йезисиниң исминиң 13 - әсирдә анатолийини башқурған илханлар дөлитиниң валилиридин самағир ноянниң исмидин кәлгәнлики йезилған. Тарих китаблирида самағир ноян һәққидә төвәндики мәлуматлар берилгән.
Моңғуллар анатолийини башқурған дәвр илханлар дәври дәп атилиду. Моңғуллар анатолийини түркий қовмлардин болған валийлар арқилиқ башқурған икән. Самағир ноян 1265 - 1277 - йиллирида абақа хан тәрипидин илханларниң қоманданлиқ унвани билән анатолийигә әвәтилгән бир киши икән.
Самағир ноян 13 - әсирдә илханлар дөлитигә тәвә қәйсәриниң валиси болуп хизмәт өтигән. Даңлиқ тарихчи профессор доктор зәки вәлиди тоған, самағир ноянниң қара татар қәбилисидин келип чиққанлиқи, йәни униң әсли нәслиниң моңғул икәнликини язған.
Тарихчи профессор доктор ахмәт темур болса самағир ноянниң түркистандин кәлгән, түрк нәслидин келип чиққан җәсур қәһриман икәнликини язған.
Профессор доктор һарун гүнгөр әпәнди, "қәйсәридики муқәддәс җайлар" мавзулуқ мақалисидә, самағир йезисидики абдурахман ғази қәбрисини, самағир султан қәбриси дәп атиған. Шуниң билән тарихчилар арисида абдурахман ғази қәбрисиниң самағир ноянниң қәбриси икәнлики һәққидики көз қараш үстүнлүкни игилигән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.