Түркийиниң уйғур наһийисидики уйғурлар билән сөһбәт

Түркийиниң амася вилайитидики уйғур наһийисидә өткүзүлгән 13-нөвәтлик сәнәт байримиға, 700 йилдин буян түркийигә келип олтурақлашқан уйғурлардин 5000 әтрапида киши қатнашти.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2011.09.06
uyghur-nahiyisi-giribi-305.jpg Түркийидики уйғур наһийисиниң герби. 2011-Йили 4-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

9-Айниң 4-күни түркийиниң амася вилайитидики уйғур наһийисидә 13-нөвәтлик сәнәт байрими өткүзүлди. Бу байрамға амасяға 700 йил бурун келип олтурақлишип қалған уйғурлардин башқа түркийигә кейин келип олтурақлашқан истанбул, әнқәрә вә қәйсәрилик уйғурлардин болуп 5000 әтрапида киши қатнашти. Биз бу сәнәт байрими җәрянида байрам һәққидә шундақла уйғурларниң бүгүнки әһвали һәққидә көз қарашлирини елиш үчүн уйғур наһийисидики уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Уйғур наһийисидики уйғурлар турмушини немә билән қамдайду? дегән соалимизға наһийә башлиқи мурат сатилмиш әпәнди мундақ җаваб бәрди:
Хәлқимиз йеза-игилик вә чарвичилиқ билән турмушини қамдайду. Хәлқимизниң көпи чарвичилиқ билән шуғуллиниду. Амася вилайити түркийә бойичә чарвичилиқта алдинқи қатарда туриду. Инсанлиримизниң көпи турмушини чарвичилиқ билән қамдисиму бизниң мевә-көктатлиримизму даңлиқ. Бу районни гөш вә көктатлар билән тәминләймиз.

Мурат сатилмиш әпәнди бүгүнки фестивалда уйғур наһийисидики уйғурлар билән шәрқий түркистандин йеқинқи йилларда түркийигә келип олтурақлашқан уйғурлар бир йәрдә җәм болдуңлар, немиләрни һес қиливатисиз? дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“биз өз қериндашлиримизни тепивалдуқ. Худайим буйруса буниңдин кейинму бу мунасивитимиз давамлишиду. Мән бу җәһәттә қолумдин кәлгәнни қилимән. Түркийә билән шәрқий түркистандики уйғурлар оттурисида көврүк қуруш, уларни техиму йеқиндин чүшиниш үчүн қолумдин кәлгәнни қилимән. Уйғурлар һәққидә көп мәлуматим йоқ, шуңа техиму көп мәлумат игиси болушни халаймән.”

murat-satilmish-we-hayrullah-efendi-385.jpg
Мурат сатилмиш вә һайруллаһ әпәнди түркийиниң амася вилайитидики уйғур наһийисидә өткүзүлгән 13-нөвәтлик сәнәт байримида. 2011-Йили 4-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Уйғурларға немә демәкчисиз дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“әң ахирида уйғурларниң сәвирчан болушини үмид қилимән. Бу йәрдә 7400 уйғур қериндиши бар. Пүтүн уйғурларға бәхт-саадәт тиләймән. Радиомиз арқилиқ уларға һөрмитимни, салимимни йоллаймән. Уйғурларниң бир қисми бу йәрдә, уларни унтумисун.”

700-yil-burun-turkiyege-kelgen-uyghurlar-385.jpg
700 Йил бурун түркийигә кәлгән уйғурлар. 2011-Йили 4-сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Әминә әрдал исимлик бир аял, сиз ким болисиз? дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:
“биз бу йәрлик уйғур. Оттура асиядин келиптикәнмиз. Дадам 56 йешида аләмдин өтти, дадам бизниң уйғур икәнликимизни дәйтти. Мениң қизим университетта оқуйду, шәрқий түркистандики вәқәләрни көрүп көңли бәк йерим болиду.”

Әминә ханимниң түркийә болу иззәтбайсал университетида оқуватқан қизи гүлизар радиомизға өз туйғулирини баян қилип мундақ деди:
“мән толуқ оттура мәктәптики вақтимда Уйғур дөлити, Уйғур Дегән сөзләргә бәкла қизиқаттим. Телевизийиләрдин 2-3 қетим хитайниң уйғурларни өлтүрүватқанлиқини көрүп бәк көңлүм йерим болди. Уйғур тәшкилатлириға әза болуп, мәктипимиздә уйғурларни тонутай дәймән. Мән уйғурлар үчүн хизмәт қилишни халаймән.”

Уйғур наһийисидә бурун оқуған кишиләр аз болғачқа өз тарихини тәтқиқ қилғанларму болмиған, йеқинқи йиллардин бери университетқа оқушқа өткән оқуғучиларму көпәймәктә, улар уйғур тарихи һәққидә издинишкә башлиған. Булардин бири самсун 19-май университетиниң тарих факултети 3-синип оқуғучиси садиқ турал.

У уйғур наһийисиниң тарихи һәққидә бизгә мәлумат берип мундақ деди:
“тарихи мәнбәләргә қариғанда бу наһийидики уйғурлар 1300-йиллирида шәрқий түркистандин бу йәргә келип олтурақлашқан. Қисқа вақит ичидә бу райондики хәлққә маслашқан. Мениң тәтқиқатлиримға қариғанда бизниң бу йәрдики уйғурлар билән шәрқий түркистандики уйғурлар охшап кетиду. Буниңдин кейин бу һәқтә техиму көп тәтқиқат елип бармақчимән.”

Сиз тарих факултетида оқуғучи икәнсиз, кәлгүсидә уйғур тарихи тәтқиқати билән шуғулланмақчиму? дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
“мән бу һәқтә факултетимизниң мудиридин ярдәм тәләп қилдим. Университет оқуғучилириниң тарих архипханилириға кирип тәтқиқат елип беришиға рухсәт йоқ икән. Әмма магистир вә доктор оқуғучилирини тарих архипханилириға киришкә рухсәт қилидикән. Шуңа мән кейинки йилларда тарих архиплири асасида уйғур тарихини тәтқиқ қилмақчимән. Һазирму давамлиқ уйғур тарихи һәққидики китабларни оқуватимән.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.