Алматада уйғур усули һәққидики илмий тәтқиқат китабини тонуштуруш мурасими өткүзүлди

3-Декабир күни алматада “уйғур усули вә униң башлиниши, әнәнилири, сәһнидә гәвдилиниши” намлиқ илмий монографийисини тонуштуруш мурасими өткүзүлди.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2011.12.05

3-Декабир күни алматадики қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик музикилиқ уйғур тиятирида қазақистан җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән артиси, сәнәтшунаслиқ пәнлириниң намзати, уйғур тиятириниң баш балетчиси гүлнарә саитованиң рус тилида нәшр қилинған “уйғур усули вә униң башлиниши, әнәнилири, сәһнидә гәвдилиниши” намлиқ илмий монографийисини тонуштуруш мурасими болуп өтти.

Мәзкур әмгәк қазақистан мустәқиллиқиниң 20 йиллиқиға беғишланған болуп, мурасимға қазақистан сәнитиниң тонулған вәкиллири, шу җүмлидин қазақистан җумһурийитиниң хәлқ артиси, сәнәтшунаслиқ профессори болат аюханоф, даңлиқ уйғур уссулчилири халидәм җәлилова, турсунай иминова, шундақла сәнәтшунас алимлар, зиялийлар, тиятир коллектипи вә башқилар қатнашти.

Радиомиз зияритини қобул қилған уйғур тиятириниң баш дирижори азад бурһаноф гүлнарә саитованиң мәзкур китабиниң әһмийити һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.