Турғун алмасниң 'уйғурлар' намлиқ әсири түркийидә нәшир қилинди
Мухбиримиз әркин
2010.04.21
2010.04.21

RFA Photo / Erkin Tarim
Әсәр 445 бәттин тәркип тапқан болуп әсәрниң таш вариқи қаттиқ муқавилиқ қилип лайиһиләнгән , таш вариқиға ақ ат минип кетиватқан мәргәнниң сүрити чүшүрүлгән.
Турғун алмасниң бу әсири 1990 - йили үрүмчидә нәшир қилинип узун өтмәй хитай һөкүмити тәрипидин мәни қилинип йиғивелинған иди.
1924 - Йили қәшқәрдә дуняға кәлгән турғун алмас, 2001 - йили 9 - айниң 11 - күни үрүмчидә вапат болған иди. Башланғуч мәктәпни қәшқәрдә пүттүргәндин кейин, аилиси билән бирликтә ғулҗиға орунлашқан турғун алмас, 1940 - вә 1970 - йиллирида түрмигә қамалған. Түрмидин чиққандин кейин "тутқун", "тәнлирим япрақ", "ана тупрақ" дегәнгә охшаш көплигән шеирлири елан қилинған.
Даңлиқ тарихчи турғун алмасниң әдәбий әсәрлиридин башқа "һунларниң қисқичә тарихи", "идиқут уйғур дөлити" вә "қәдимқи уйғур әдәбияти" намлиқ әсәрлириму нәшир қилинған.
Язғучи вә тарихчи турғун алмасниң "уйғурлар" намлиқ әсирини түркчигә тәрҗимә қилған аһсән батур әпәнди, бу китабни тәрҗимә қилиш пикри сиздә қандақ пәйда болди? дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди: "мән өзбекистандики вақтимда бу китабниң исмини аңлиған идим, әмма уйғурчиси мәндә йоқ иди. Җелил туран исимлик бир уйғур достум уйғурчисини бәрди. Бу китабниң русчә тәрҗимисиниму таптим. Һазирғичә бу китабниң түркчигә тәрҗимә қилинмаслиқи бир әйип иди. Мәнчә бу китабни түркчигә тәрҗимә қилиш арқилиқ бир бошлуқни толдурдуқ."
Др. Аһсән батур әпәнди бу әсәрниң илмий қиммити һәққидә тохтилип мундақ деди: "мән китабниң кириш сөзидиму яздим. Асасий пайдилиниш китаби дәп қобул қилишимиз керәк. Чүнки турғун алмас хитайчини яхши билгәчкә, хитай мәнбәлиридә мундақ дейилгән демәй, көпрәк өз көз қарашлирини язған. Бу әсәр алаһидә бир әсәр. Йәни тарихчилар пайдилиниш материяли қилип қолланса болиду."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.