“йипәк йоли тарим” ашханиси японийиликләрниң яхши баһасиға еришкән
2012.06.13

Дуняниң әң чоң шәһәрлиридин бири болған японийиниң токйо шәһиридики “йипәк йоли тарим” ресторани 2 йил бурун ечилған болуп, ләззәтлик уйғур тамақлири билән японийилик херидарларниң яхши баһасиға еришкән.
Биз өткән ай японийидики вақтимизда ашханида ғизаландуқ вә ашхана хоҗайини сираҗидин керим әпәнди билән бу ашхана һәққидә сөһбәт елип бардуқ. У бизгә бу ресторанниң дуняниң әң чоң шәһәрлиридин ню-йорк, франсийиниң пайтәхти париж, русийиниң пайтәхти москва вә түркийиниң истанбул шәһәрлиридә ечилған уйғур ашханилиридин кейин ечилған ашхана болуп, уйғур тамақ күлтүрини шундақла уйғурларни японийиликләргә тонутушта муһим рол ойнаватқанлиқини деди.
У уйғур ашханилириниң дуняда көпийиши керәкликини, әмма буниң алдидики әң чоң тосалғуниң уйғур ашпәзләрни чәтәлгә елип чиқишниң қийинлиқида икәнликини баян қилип өтти.
“йипәк йоли тарим” ашханиси японийиниң токйо шәһириниң шинсу районида 2010-йили 5-айниң 10-күни ечилған болуп, ашханиниң ичи пүтүнләй уйғур әнәниси бойичә безәлгән. Буниңдин башқа ашханиниң ичигә уйғурларниң кийим-кечәклири чалғу-әсваблири вә уйғурлар тонутулған китаблар қоюлған.