Пешқәдәм тарихий шаһид вә тәтқиқатчи батур әршидинофниң әслимилири (3)

1944 - Йили 12 - ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийисиниң тәсис қилинғанлиқиға 65 йил тошти. Қазақистанниң алмута шәһиридә яшаватқан 84 яшлиқ әдәбиятшунас батур әршидиноф 1944 - 1949 - йиллиридики миллий азадлиқ инқилабқа қатнашқан.

Шәрқи түркистан атлиқ қисимлиридин бир көрүнүш. RFA

У миллий армийиниң офитсери болуп, узун мәзгил һәрбий мәктәп, миллий армийә баш қоманданлиқ шитабида хизмәт қилған. 1949 - Йилидин кейин 13 - дивизийә шитабида генерал муһәммәд имин иминофниң қол астида ишлигән иди.

Сабиқ миллий армийә офитсери батур әршидиноф әпәнди билән өткүзгән сөһбитимиздә, у, сабиқ совит иттипақиниң миллий азадлиқ инқилабқа көрсәткән һәрбий - сиясий тәсири, җүмлидин совет иттипақиниң инқилабниң ғәлибә қилишидин тартип таки мәғлуп болушида муһим рол ойниғанлиқини көрсәтти.

Бүгүнки күнләрдә хитай һөкүмити тәрипидин "үч вилайәт инқилаби" дәп атиливатқан 1944 - 1949 - йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң җәңгивар мунтизим қошуни болған миллий армийә 1945 - йили 8 - апрелда қурулған болуп, бу инқилаб вә армийә әйни вақитта сабиқ совет иттипақи һөкүмитиниң қоллиши вә ярдимигә еришкән.

Миллий армийә офитсери батур әршидинофниң ейтишичә, миллий армийә тәркибидә таки 1946 - йили битим түзүлгичә болған арилиқта көплигән совет иттипақилиқ офитсерлар ишлигән һәмдә совет армийисиниң тәсири күчлүк болған.
 
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org