Пешқәдәм тарихий шаһид вә тәтқиқатчи батур әршидинофниң әслимилири (4)

Бүгүн 8 - април күни, 1944 - йили, 12 - ноябирда ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң миллий армийисиниң тәсис қилинғанлиқиға 65 йил тошти. Миллий армийә өзиниң 5 йиллиқ мәвҗут болуп туруш җәрянида көп қетим ғәлибилик җәңләрни қилип, или, алтай вә тарбағатай һәмдә ақсу вә қәшқәрниң бир қисим җайлирини азад қилған иди.

Шәрқи түркистан атлиқ қисимлиридин бир көрүнүш. RFA

Миллий армийә үрүмчини ишғал қилиш алдида совет иттипақиниң бесими билән, манас дәряси бойида тохтап қалған һәмдә 1950 - йили, хитай азадлиқ армийисиниң 5 - корпуси қилип, өзгәртилип, ахири пүтүнләй әмәлдин қалдурулған.

Шәрқий түркистан миллий армийисиниң адәм сани көпәйгәндә 40 миңға йәткән болуп, 3 генерал һәм нәччә онлиған полковник, подполковник шуниңдәк хели көп санда майор вә башқа офитсерларға игә иди. Миллий армийә уйғурларни асас қилған һәр қайси милләтләрниң оғул-қизлиридин тәркип тапқан иди.

Мана шу қәһриман миллий армийә уйғурларниң 20 - әсир тарихидики шанлиқ шәҗәриси болуп қалди.

Шәрқий түркистан инқилаби вә армийиси әйни вақитта сабиқ совет иттипақи һөкүмитиниң қоллиши һәм ярдимигә еришкән. Һазир алмутида яшаватқан 84 яшлиқ сабиқ миллий армийә офитсери батур әршидиноф өз әслимилирини тәқдим қилди һәмдә совет иттипақиниң бу инқилаб вә армийини қоллиғанлиқи, кейин мәзкур инқилаб вә армийини өзлири набут қилғанлиқини оттуриға қойди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org