Пешқәдәм тарихий шаһид вә тәтқиқатчи батур әршидинофниң әслимилири (4)
Мухбиримиз үмидвар
2010.04.08
2010.04.08

RFA
Миллий армийә үрүмчини ишғал қилиш алдида совет иттипақиниң бесими билән, манас дәряси бойида тохтап қалған һәмдә 1950 - йили, хитай азадлиқ армийисиниң 5 - корпуси қилип, өзгәртилип, ахири пүтүнләй әмәлдин қалдурулған.
Шәрқий түркистан миллий армийисиниң адәм сани көпәйгәндә 40 миңға йәткән болуп, 3 генерал һәм нәччә онлиған полковник, подполковник шуниңдәк хели көп санда майор вә башқа офитсерларға игә иди. Миллий армийә уйғурларни асас қилған һәр қайси милләтләрниң оғул-қизлиридин тәркип тапқан иди.
Мана шу қәһриман миллий армийә уйғурларниң 20 - әсир тарихидики шанлиқ шәҗәриси болуп қалди.
Шәрқий түркистан инқилаби вә армийиси әйни вақитта сабиқ совет иттипақи һөкүмитиниң қоллиши һәм ярдимигә еришкән. Һазир алмутида яшаватқан 84 яшлиқ сабиқ миллий армийә офитсери батур әршидиноф өз әслимилирини тәқдим қилди һәмдә совет иттипақиниң бу инқилаб вә армийини қоллиғанлиқи, кейин мәзкур инқилаб вә армийини өзлири набут қилғанлиқини оттуриға қойди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.