Американиң муавин ташқий ишлар министири: “хитай американиң тарихтики әң чоң рәқиби”

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.20

Америка ташқий ишлар министирлиқиниң муавин министири курт камбел (Kurt Campbell) америка дөләт мәҗлисиниң бир қетимлиқ гуваһлиқ йиғинида агаһландуруп, “хитай американиң тарихтики әң чоң рәқиби” дегән.

Курт камбелниң тәкитлишичә, америка-хитай арисидики риқабәттә технологийә йетәкчилик орунни игиләйдикән. Курт камбел бу агаһландурушни америка авам палатаси ташқий ишлар комитетиниң 18-сентәбир күни өткүзүлгән “һинди-тинч окян районидики чоң күчләр риқабити” намлиқ гуваһлиқ йиғинида ейтқан. Курт камбел, американиң чоқум илғар технологийә саһәсигә мәбләғ селиш салмиқини ашуруши керәклики, чүнки “америка-хитай арисидики риқабәттә технологийә саһәсиниң йетәкчи орунда туридиғанлиқи” ни билдүргән.

Шуниң билән бир вақитта курт камбел йәнә, хитай билән русийәниң һәмкарлиқи вә украина урушиниң йөнилиши, һинди-тинч окян районидики йошурун тоқунушқа чоңқур тәсири болидиғанлиқини ейтқан. Курт камбел мундақ дегән: “дөләт истратегийәси нуқтисидин ейтқанда, һинди-тинч окян райони мәсилисидә биз еһтияҗлиқ болған әң муһим иш, икки партийәсиниң һәмкарлиқидур. Бизниң мушу йолда кетиватқанлиқимизға ишинимән. Мениңчә, кишиләр шуни тонуп йәттики, бу биз тарихта дуч кәлгән әң чоң риқабәт”.

Курт камбелниң тәкитлишичә, америка технологийәгә мәбләғ селишқа мәркәзлишипла қалмай, бәлки йәнә деңиз армийәсигә болған мәшиқ вә тәрбийәләшниму күчәйтиши керәк икән.

Бу йиғинда йәнә авам палатаси ташқий ишлар комитетиниң рәиси майкел мәккаул (Micheal McCaul), америка-хитай арисидики риқабәтниң ноқул һәрбий күч вә иқтисадий җәһәттики йетәкчилик орунни талишиш күриши әмәсликини ейтқан. Униң тәкитлишичә, америка-хитай арисидики риқабәт “21-әсирниң қаидә тәртипи вә йәр шари күчләр тәңпуңлуқини шәкилләндүрүш риқабити” икән. Бу қетимлиқ гуваһлиқ йиғини авам палатасиниң өткән һәптә хитайға мунасивәтлик 28 хил қанун лайиһәси мақуллишиниң арқисидинла өткүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.