Хитайниң ташқорған наһийәсигә айродром селиш пилани диққәт қозғиди

Мухбиримиз әркин
2019.10.14

Хитай һөкүмити уйғур илиниң таҗикистан, афғанистан вә пакистанға чегридаш муһим истратегийәлик орунға җайлашқан ташқорған наһийәсигә айродром селишни қарар қилған. Хитайниң памир егизликидики таҗиклар мәркәзлик олтурақлашқан бу йирақ наһийәгә айродром селиш пиланиниң мәқсити көзәткүчиләрниң алаһидә диққитини қозғимақта.

Техи йеқиндила хитайниң таҗикистанниң ташқорғанға чегридаш “һилал ай райони” дики горни-бәдәхшан областида һәрбий база қурғанлиқи, мәзкур базиниң уйғур райони-таҗикистан чеграсиға 30 километир, таҗик-афған чеграсиға 14 километир келидиғанлиқи ашкариланған. Мана әмди униң мәзкур базиға бир қанчә он километир келидиған җайға айродроми селишни қарар қилғанлиқи мәлум болди.

“тәңритағ” ториниң хәвәр қилишичә, хитай дөләтлик ислаһат вә тәрәққият комитети 12‏-өктәбир күни өзиниң торида мәзкур органниң “шинҗаңдики ташқорғанда айродром ясаш қурулушиниң мумкинчилики һәққидики доклат” ни тәстиқлиғанлиқи, 1 милярд 630 милйон йүән мәбләғ селип, ташқорғанға айродром селишқа қошулғанлиқини билдүргән.

Хәвәрдә ташқорған айродроминиң қурулуши қәшқәр вилайитиниң омумий қатнаш-транспорт системисиға пайдилиқ икәнлики, бу шу җайниң қатнаш шараитини яхшилап, қутқузуш ишлириға капаләтлик қилидиғанлиқи, районлар арисидики иҗтимаий‏-иқтисади тәрәққиятниң қәдимини маслаштуридиғанлиқи илгири сүрүлгән. Хитай һөкүмити буниң алдида ташқорған наһийәсидики нурғун намрат таҗик, уйғур деһқан-чарвичиларни “қутқузуш” намида қәшқәрниң ички қисмидики җайларға йөткигән иди.

Хитай таратқулириниң хәвиридә қәйт қилинишичә, айродромниң асаслиқ қурулуши 45 метир кәңликтики, 3800 метир узунлуқтики бир учуш йоли, 3000 квадрат метирлиқ бир йолучилар зали, бир мунар вә 800 квадрат метирлиқ бир авиатсийә бинаси қатарлиқ әслиһәләрни өз ичигә алидикән. Анализчиларниң пәрәз қилишичә, даириләр мәзкур айродромни вақти кәлсә һәрбий ишларда ишлитиш мәқситидә қурмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.