Германийә һөкүмити хитайға тақабил туруш мәқсәт қилинған йеңи истратегийәсини елан қилди

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2023.07.13

Германийә һөкүмити хитайға қаритидиған сиясәтлирини бәлгиләйдиған хитай истратегийәсини елан қилған. Бир қанчә айдин бери музакирә қилиниватқан бу истратегийәниң явропаниң омумий хитай истратегийәсини бәлгиләйдиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

13-Июл күни, германийә һөкүмити тәрипидин рәсмий тәстиқлинип елан қилинған һөҗҗәттә мундақ дейилгән: “хитай өзгәрди. Бу өзгиришниң вә хитайниң сиясий қарариниң нәтиҗисидә бизму хитайға болған көз қаришимизни өзгәртишимиз керәк”.

Ройтерс агентлиқиниң дейишичә, йеңи истратегийәдә хитай “системилиқ рәқиб” дәп аталған. Бу 64 бәтлик истратегийә һөҗҗити хитай һөкүмитиниң тинч окян районидики зомигәрлик һәрикәтлириниң күчийиши вә һәмдә тәминләш зәнҗирлириниң бихәтәрлики әндишисидин кейин хитайға болған истратегийәлик тайинишчанлиқини азайтиш тәқәззаси нәтиҗисидә оттуриға чиққаникән.

Германийә баш министири олаф шолз тивиттерда қилған сөзидә: “бизниң мәқситимиз бейҗиңдин айрилиш әмәс. Әмма хитайға болған һалқилиқ беқинишни азайтишни мәқсәт қилған” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.