Марко рубйо 2021-йилиму уйғурлар мәсилиси үчүн күч чиқармақчи болди
2020.12.23
Йиллардин буян америка дөләт мәҗлисидә уйғурлар мәсилисини әң күчлүк тәкитләп кәлгән кеңәш палата әзалиридин марко рубйо 23-декабир күни өзиниң 2021-йиллиқ хизмәтлиригә лазимлиқ мәбләғ вә хираҗәтләрни кепилликкә игә қилғанлиқини җакарлиди. Буниңдин бир күн илгири болса у бу һәқтики мәбләғ уқтуришини алқишлайдиғанлиқини билдүрүп, буниң бир қисими уйғурлар дуч келиватқан зиянкәшликниң характерини бекитишкә сәрп қилинидиғанлиқини билдүргәниди.
Марко рубйониң тор бетидики уқтурушта “уйғурлар дуч келиватқан паҗиәләр, болупму хитай компартийәсиниң шинҗаңдики инсанийәткә қарши җинайәтлири һәққидә һазир тағдәк испатлар йиғилип болди. Әмди америка һөкүмитиниң бу һәқтә ениқ қарар елиш пәйти йетип кәлди” дейилиду.
Уқтурушта марко рубйониң 2021-йилида йәнә “уйғурларни мәҗбурий әмгәккә селишни чәкләш қануни” ниң мақуллиниши үчүн күч чиқиридиғанлиқи, болупму бу хил мәҗбурий әмгәкниң қайси характердики зулум болидиғанлиқи һәққидә қарар елишниң зөрүрлүки алаһидә тәкитлиниду. У бу һәқтә сөз қилип “хитай компартийәси 21-әсиргә вә дуня демократийәсигә түрлүк җинайәтләр арқилиқ хирис қиливатиду. Шуңа бу җәһәттики хизмәтни давам қилдуруш наһайити муһим” дегән.