Шималий атлантик әһди тәшкилати росийәни бу “бимәнә уруш” ни тохтитишқа чақирди

Мухбиримиз әркин
2022.02.25

Шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләрниң рәһбәрлири 25-феврал җиддий син йиғини өткүзүп, русийәни “бу бимәнә урушни тохтитишқа, һәрбий һуҗумға дәрһал хатимә беришкә, барлиқ қисимлирини украинадин чекиндүрүшкә, сөһбәт йолиға қайтип келишкә вә таҗавузчилиқтин ваз керчишкә” чақирған.

Шималий атлантик әһди тәшкилатниң билдүрүшичә, йиғинда барлиқ рәһбәрләр русийәниң ‍украинани сәвәбсиз вә йолсиз һалда ишғал қилишиға қарита ортақ инкас қайтурушқа қошулған. Бу йиғинға йәнә ш а ә т ниң йеқин шериклиридин финландийә, шветсийә шундақла явропа иттипақиму қатнашқан.

Ш а ә т рәһбәрлириниң баянатида “русийәниң һәркитигә қарита ш а ә т ниң һәйвә қилиш күчи вә мудапийиәси үчүн зөрүр болған тәдбирләрни алимиз. Иттипақдашлар ‛вашингтон шәртнамиси‚ ниң 4-маддисиға асасән музакириләрдә болди. Пүтүн иттипақдашлиримизниң бихтәрлики вә мудапийәсини қоғдаш үчүн пүтүн зөрүр тәдбирләрни вә қарарларни елишни давамлаштуримиз,” дейилгән. Буниң алдида америка президенти байден, русийә иқтисадиниң һалқилиқ пул-муамилә аппаратлириға, ширкәт вә шәхсләргә қарита әтраплиқ вә әҗәллик имбарго йүргүзидиғанлиқи, ш а ә т қисимлириға болған һәрбий ярдәмни күчәйтидиғанлиқини җакарлиған иди.

Хәлқара таратқуларниң ейтишичә, нөвәттә хитайниң русийәгә тутқан муамилиси “хитай русийәни йәң ичидә қоллаватамду‚ дегән гуманни техиму күчәйтмәктә икән. Хитай ташқий ишлар министирлиқи русийәниң украинаға һәрбий һуҗум қозғишини “таҗавузчилиқ” дәп етирап қилишни рәт қилип, униңға имбарго йүргүзүшкә қарши чиққан иди. “ню-йорк вақтигезити” ниң ашкарилишичә, америка йеқинқи 3 ай мабәйнидә хитай тәрәп билән 6 қетим учришип, хитай ташқий ишлар министири ваң йи вә хитайниң вашингтондики баш әлчиси чин гаңға русийәниң украинаға қошун киргүзидиғанлиқи, хитайниң русийә билән сөзлишип, буниң алдини елишини тәләп қилған болсиму, бирақ хитай тәрәп буниңға пәрва қилмиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.