Русийә, қазақистан вә беларус иқтисадий бирлик үчүн келишим имзалиди
2014.05.29
Бүгүн русийә президенти виладимир путин қазақистан вә беларус дөләт рәһбәрлири билән “явруасия иқтисад бирлики” қуруш һәққидә келишим имзалиди.
2015-Йилидин тартип ишқа кириштүрүлүши пилан қилиниватқан бу иқтисад бирлики совет иттипақидин айрилип чиққан дөләтләрниң бир пүтүн иқтисадий гәвдә сүпитидә бирликкә келишини мәқсәт қилған.
Ройетрсниң хәвәр қилишичә, көзәткүчиләр буни путинниң сабиқ совет иттипақини әслигә кәлтүрүш қурулуши, дәп тәнқид қилған. Русийә президенти виладимир путин мәзкур иқтисад бирликиниң бундақ бир мәқсәт үчүн хизмәт қилидиғанлиқини рәт қилсиму, әмма у өзиниң сабиқ совет иттипақиниң әзалирини қайтидин русийәниң әтрапиға йиғиш арзуси барлиқини йошуруп бақмиған. Мәзкур иқтисад бирлики русийәниң америка вә ғәрб әллири қойған иқтисад ембарголириға қарши қурған бир тәшкилати, дәп қаралмақта.
Бүгүнки имза қоюш йиғиниға украина қатнашмиған. Беларус башлиқи бу һәқтә тохтилип “бүгүн аримизда украина йоқ.... Лекин мәйли балдур, мәйли кейин украина ахири бәхтниң зади қәйәрдә икәнликини тонуп йетиду” дәп сөз қилған.
Хәвәрдә ейтилишичә, сабиқ совет иттипақи дөләтлири арисида бир иқтисадий бирлик қуруш пикри 1994-йили дәсләп қазақистан президенти нурсултан назарбайеф тәрипидин оттуриға қоюлған, әйни чағда бу пикир анчә диққәткә елинмиған болсиму, әмма 2011-йилиға кәлгәндә бундақ бирлик қуруш пиланиниң дәсләпки лайиһилири түзүлгән. Бүгүн русийә, қазақистан вә биларус тәрипидин имзаланған келишим бу дөләтләрниң парламентлири тәрипидин тәстиқланғандин кейин 2015-йилидин башлап рәсмий күчкә игә болиду.