Хитайда зиярәттә болуватқан тайланд баш министири: “мәндиму хитай қени бар”
2025.02.07
Хитайда зиярәттә болуватқан тайланд баш министири петоңтарин шинаватра хитай билән һәр түрлүк һәмкарлиқни күчәйтиш вә хитай саяһәтчилириниң тайландтики бихәтәрликигә капаләтлик қилишқа вәдә бәргәндә, өзидиму “хитай қени” барлиқини ейтқан.
“ройтерс агентлиқи” ниң хәвиридин қариғанда, петоңтарин шинаватра бу сөзни 6-феврал күни хитай “хәлқ гезити” ниң мәхсус зияритини қобул қилғанда дегән. Петоңтарин шинаватра тайландниң сабиқ баш министири таксин шинаватраниң қизи болуп, бу аилиниң әҗдадлириниң хитайниң җәнубидики гуаңдуңға тутишидиғанлиқи қәйт қилинидикән.
Петоңтарин шинаватра өткән йили 8-айда вәзипигә олтурған болуп, бу униң тунҗи хитай зиярити һәмдә тунҗи чәтәл зиярити болуп һесаблинидикән.
Шинаватраниң 5-февралдин 8-февралғичә елип баридиған 4 күнлүк зиярити, тайландта тутуп турулуватқан 48 уйғур мусапириниң хитайға қайтурулуш хәвпи күчәйгән һәмдә хәлқара буниңға җиддий диққәт қиливатқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән. Гәрчә, тайланд муавин баш министири һәмдә дөләт мудапиә министири фумтам вечаячай уйғур мусапирлар мәсилисидә күчлүк ғулғула қозғалғандин кейин баянат беришкә мәҗбур болуп, тайланд һөкүмитиниң уйғур мусапирларни хитайға қайтуруп бәрмәйдиғанлиқини, уларниң мәсилисини бир тәрәп қилишта кишилик һоқуқ вә хәлқара қанунға риайә қилидиғанлиқини тәкитлигән болсиму, бирақ нурғун кишилик һоқуқ көзәткүчилири хәвпниң йәнила аяғлашмиғанлиқини билдүрмәктә.
Болупму, тайланд баш министириниң бу қетим хитай билән ул әслиһә, токлуқ аптомобил, тор содиси вә бихәтәрлик қатарлиқ кәң саһәдә һәмкарлиқини мислисиз күчәйтидиғанлиқини оттуриға қоюши бу җәһәттики әндишиләрни күчәйтмәктә.