Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши: “хитай уйғур балилириниң ата-аниси билән җәм болушиға йол қоюши керәк”

Мухбиримиз әркин
2018.11.19

Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулуши 19‏-ноябир күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитини уйғур балилириниң лагерлардики ата-анилирини қоюп беришкә вә балиларниң ата-аниси билән җәм болушиға йол қоюшқа чақирған.

Мәзкур баянат 20‏-ноябир йетип келидиған “хәлқара универсал балилар күни” мунасивити билән елан қилинған. Баянатта балиларни ата-анилиридин мәҗбурий айрип, уларни дөләт қармиқидики ятақлиқ лагерларға орунлаштурушниң инсанлиққа қарши җинайәт шәкилләндүридиғанлиқини билдүргән.

Хитай һөкүмитиниң өткән йили 3‏-айдин башлап, уйғурларни кәң көләмлик йиғивелиш лагерлириға қамиши, миңлиған балиларниң қаранчуқсиз қелишини кәлтүрүп чиқарған. Даириләр қаранчуқсиз қалған балиларни уруқ-туғқанлириниң беқишиға беришни рәт қилип, уларни дөләт қармиқидики ятақлиқ орунларға йәрләштүргән. Балилар аталмиш “пәриштиләр мәктипи” дегән намдики бу орунларда пүтүнләй хитай тили вә хитай әнәнилири бойичә тәрбийәлинишкә башлиған иди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши баянатида “б д т ниң 20‏-ноябир универсал балилар күни йетип кәлгән бир пәйттә хитайни шәрқий түркистандики йиғивелиш лагерлирини тақап, уйғур балилириниң ата-анилири билән җәм болушиға йол қоюшқа чақириши керәклики” ни билдүргән. Баянатта илгири сүрүшичә, хитайниң бу һәрикити “кейинки әвлад уйғурларни уларниң тил, мәдәнийәт вә миллий әнәнилиридин айриветишни мәқсәт қилған системилиқ дөләт сиясити” икән. Бу нурғун җәһәтләрдин “инсанлиққа қарши туруш җинайитиниң тәбиригә чүшидикән.”

Буниңдин бурун канаданиң хитайда турушлуқ баш әлчиси хитайни балилар мәсилидә канададин савақ елишқа чақирған. Баш әлчи җон миккаллум хитайниң канаданиң өтмүштики йәрлик индиан балилирини тәрбийәләш мәктәплиригә солап тәрбийәлигәнликидәк қилмишидин савақ елиши керәкликини агаһландурған. У мундақ дегән: “әгәр сиз кишиләрни мәктәп яки қайта -тәрбийәләш лагерлириға мәҗбурлисиңиз, уларға өзиниң әнәнилири, дини, өтмүши яки етиқадидин ваз кечип, йеңи нәрсини қобул қилишни тәләп қилсиңиз, бу дегәндәк ақмайду.”

Б д т 1989‏-йили қарар мақуллап, һәр йили 20‏-ноябирни “универсал балилар күни” қилип бекиткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.