Уйғур районида өткән йили 27 милйон тонна нефит елинди

Мухбиримиз үмидвар
2016.01.18


Хитай нефит саһәси 2015 - йили, уйғур районидики төт нефитликтин 27 милйон 880миң тонна нефит алған.

Шинхуа ториниң бу һәқтики хәвиридин мәлум болушичә, қарамай нефитлики, тарим нефитлики, турпан - қумул нефитлики вә тарим ойманлиқиниң шимали тәрәплиригә җайлашқан тарим дәряси вадиси нефитликидин ибарәт төт чоң нефит базисидин ишләп чиқирилған хам нефит 2015 - йили, пүтүн хитай хам нефит ишләп чиқиришиниң 12,8 %ни игилигән болуп, мәзкур төт нефитликниң игилигән нефит мәһсулат нисбити йилидин - йилға ашмақта вә 2014 - йилидикидин 820 миң тонна нефитни көп ишләп чиқирилған.

Хитай нефит саһәси уйғур районидики нефитликләрдин еришидиған нефит миқдарини техиму көпәйтишни мәқсәт қилған болуп, шинхуаниң хәвиридә ейтилишичә, 2020 - йили, уйғур районида ишләп чиқиридиған хам нефит мәһсулат миқдарини 29 милйон тонниға йәткүзидикән,

Нефиттин башқа йәнә тәбиий газ ишләпчиқириш миқдарини техиму ашурулмақчи болуп, 2020 - йилиға кәлгәндә йиллиқ тәбиий газ ишләп чиқириш миқдари 36 милярд купметирға йәткүзилидикән.

Нөвәттә хитайниң ғәрбниң тәбиий газини шәрққә йөткәш, ғәрбиң нефитини шәрққә йөткәш қатарлиқ бир йүрүш қурулушларни күчәйтилмәктә.

Хитай һөкүмәт хәвәрлиридә ейтилишичә уйғур аптоном районидики нефит записиниң 22. 8 Милярд тонна икәнлики пәрәз қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.