Давид алтон әнглийә һөкүмитиниң хитайниң кишилик һоқуқ хатирисидики позитсийәсини тәнқид қилған

Вашингтондин мухбиримиз ирадә тәйярлиди
2024.11.21

Әнглийәдики бир қисим парламент әзалири әнглийә һөкүмитиниң хоңкоңлуқ кишилик һоқуқ актиплириниң ақивитигә көңүл бөлмигәнликини әйиблигән һәмдә йәнә әнглийә һөкүмитиниң уйғурларға қаритиливатқан ирқий қирғинчилиқи һәққидики позитсийәсигә соал қойған.

Әнглийә парламентиниң әзаси давид алтон (David Alton) 20-ноябир әнглийә парламентидики йиғинда қилған сөзидә, әнглийә һөкүмитиниң хитайниң 7 нәпәр әнглийә парламент әзасиға қойған җаза тәдбирини бикар қилиш бәдилигә әнглийәниң уйғур қирғинчилиқи билән шуғулланғанлиқи сәвәбидин хитай әмәлдарлириға қойған җаза тәдбирини бикар қилишни ойлишиватқанлиқи һәққидә хәвәр чиққанлиқини тилға алған. У, парламенттики һөкүмәт вәкилидин бу хәвәрниң тоғра яки ялғанлиқини сориған. У сөзидә “ирқий қирғинчилиқ билән шуғулланған әмәлдарларға қоюлған җазани бикар қилиш бәдилигә әнглийәлик парламент әзалириниң җазасини бикар қилиш әхлақий җәһәттин қәтий хата бир һәрикәт вә биз буни қәтий қобул қилмаймиз” дегән.

Давид алтон йәнә, әнглийә һөкүмитиниң хоңкоңлуқ демократийә паалийәтчилириниң әһвалиға көңүл бөлмигәнликини, хитай һөкүмити әнглийә пуқраси болған җиммий ләйни өз ичигә алған җәмий 45 нәпәр хоңкоңлуқ паалийәтчигә җаза һөкми елан қилған күни әнглийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә бир рәсмий баянат елан қилмиғанлиқини тәнқид қилған.

Әнглийәниң әмгәкчи партийәсиниң һакимийәт бешиға келиши билән, әнглийә баш вәзири болуп сайланған кийир стармир (Keir Starmer) ниң йеқиндин буян хитай билән болған иқтисадий вә сиясий алақини зор көләмдә әслигә кәлтүрүшни мәқсәт қилған сиясәтләрни қанат яйдуруши күчлүк диққәт қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.