Хитай һөкүмити уйғур дияридики сиясәтлирини техиму чоңқурлаштурмақчи

Мухбиримиз әзиз
2021.07.13

Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикитини америка башчилиқидики бир қисим ғәрб дөләтлири “ирқий қирғинчилиқ” дәп етирап қиливатқанда хитай һөкүмитиниң бу қәбиһ қилмишни техиму кеңәйтмәкчи болуватқанлиқи диққәт қозғиди.

Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ тори” ниң 13-июлдики хәвиридә ейтилишичә, уйғур аптоном районлуқ партком йеқинда мәхсус уқтуруш тарқитип “партийә мәркизий комитетиниң йеңи дәврдики шинҗаңни идарә қилиш истиратегийәсини техиму чоңқур йилтиз тартқузуш лазим” дәп көрсәткән. Мәзкур истратегийәниң мәркизи нуқтиси изчил “иҗтимаий муқимлиқ вә узақ мәзгиллик әминлик” болуп кәлгәнлики мәлум.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқ хатирисидә ши җинпиңниң сөзлигән сөзини өгиниш июл ейида қанат яйдурулмақчи болған “партийә истилини паклаш” тәшвиқат ейидики муһим мәзмунларниң бири икән. Бу һәрикәтниң дәсләпки нәтиҗиси сүпитидә турпан, хотән қатарлиқ җайларда “партийә интизамиға хилаплиқ қилған” дегән әйиб билән бир түркүм рәһбирий кадирлар “ғулитилған”. Уларниң ғулаш әһвали болса шу җайларда һәрқайси партийәлик кадирларға қоюп берилгән “сақчи ибрәт филимлири” дә “етиқадини йоқатқан кадирлар”, “ачкөзлүккә берилгән чивинлар” дегәндәк намларда баян қилинған.

Хитай һөкүмитиниң бу хилдики һәрикәтлири һәмдә уни “чоңқур йилтиз тартқузуш” тоғрисидики давраңлирини муһаҗирәттики уйғур анализчилар “нөвәттики сиясий вәзийәтниң техиму қаттиқ йөнүлүшкә қарап маңидиғанлиқиниң бешарити” деди. Мустәқил анализчи елшат һәсән бу һәқтә тохтилип “хитай компартийәси тарихтин буян ‛истил түзитиш‚ намида партийәниң дүшмәнлирини ғулитип кәлгән. Әмдиликтә болса бу арқилиқ өзлири ‛тәрбийәләп чиққан‚ уйғур коммунист рәһбәрләрни йоқитишниң койиға чүшмәктә” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.