Явропа-хитай сода маҗираси җиддийләшти, хитай явропа коняклирини тәкшүридиған болған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.01.09

Явропа иттипақиниң өткән йили 9-айдин башлап әрзан баһалиқ хитай токлуқ аптомобиллириниң явропада төкмә қилип сетилишиға қарита тәкшүрүш елип беришидин кейин, хитайму явропаниң алий дәриҗилик һарақ мәһсулатлириға қарита тәкшүрүш елип баридиған болған. “байлиқ” журнилиниң 8-январ елан қилған хәвиридә қәйт қилинишичә, хитайниң бу қарари BYD ға охшаш дөләт игиликидики даңлиқ хитай токлуқ аптомобил ширкәтлириниң мәһсулатлирини төкмә қилип сетилишиға хатимә бәрмәкчи болуватқан явропа иттипақиға қарита йүргүзгән өч елиш тәдбири икән. Хәвәрдә, ши җинпиңниң бу риқабәттә коняк қатарлиқ даңлиқ явропа һарақ мәһсулатлирини нишанға елишиниң явропа-хитай сода маҗирасини җиддийләштүргәнлики қәйт қилинмақта.

Мәлум болушичә, нөвәттә дөләт игиликидики хитай BYD токлуқ аптомобил ширкитиниң әрзан баһалиқ мәһсулатлири сетилиш җәһәттә америка токлуқ аптомобил ширкити теслани бесип чүшкән. Америкадики токлуқ аптомобил базири анализчилири “байлиқ” журнилиға “нөвәттә һечкимниң баһада BYD билән риқабәтлишәлмәйдиғанлиқи” ни билдүрүшкән.

Явропа иттипақи хитайдин қалса 2-чоң токлуқ аптомобил базири болуп, өткән йили 11-айғичә 1 милйон 400 миң аптомобил сетилған. Хәвәрләрдә, волкисвагенға охшаш даңлиқ германийә аптомобил ширкәтлириниңму, баһада хитай билән риқабәтлишәлмәйдиғанлиқидин шикайәт қилғанлиқи қәйт қилинмақта. Хәвәрләрдә билдүрүшичә, хитай токлуқ аптомобиллириниң риқабәттә үстүнлүккә еришишидә униң аптомобил батарийәлирини интайин әрзан баһада ишләпчиқириши һалқилиқ рол ойнимақта икән. Һалбуки, чәтәл тәтқиқат орунлириниң доклатлирида, токлуқ аптомобил батарийәсиниң муһим материяли болған литий мәһсулатлирини ишләпчиқиришта уйғур мәҗбурий әмгәк күчлириниң ишлитиливатқанлиқини агаһландуруп кәлгән. Нөвәттә, чақилиқ наһийәсиниң лопнур базиридики йеңи материяллар санаәт бағчисиниң хитайдики әң чоң литий ишләпчиқириш базилириниң биригә айланғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.