Аппақ хоҗиниң җуңғарларға тайинип, сәидийә дөлитини йоқитиши

Ихтиярий мухбиримиз қутлуқ қадири
2013.10.27
apaq-xoja-mazar-maziri-305.png Апақ хоҗа мазири
RFA/Qutluq


Японийидә сақлиниватқан уйғур елидики хоҗилар тарихиға аит тәзкирә вә қол язмилиқ мәнбәләр хели көп, буларниң бәзилири биваситә хоҗиларниң паалийәтлирини әкис әттүриду.

Хоҗилар тарихиниң әң муһим қисими аппақ хоҗиниң сәидийә дөлитини йоқитишидур. Бу һәқтә қол язмилар асасида мәлум тәтқиқатлар елип берилди, японийә алимлириму көп издәнди. Бу мәсилә һәққидә уйғур тарихчилириму бәзи әсәрләрни елан қилип, аппақ хоҗиниң маһийитини паш қилған иди. Ундақта аппақ хоҗа қандақ қилип, далай ламаниң алдиға берип, җуңғар қошунлирини башлап келип, сәидийә дөлитини ахилаштурди?

Уйғур тарихиниң бу паҗиәлик қисими төвәндикичә:

Тарихий мәмбәләрдә дейилишичә апақ хоҗа сәидийә ханданлиқи тәвәликидин қоғлап чиқирилғандин

Кейин,афғанистанниң бәдәхшан шәһиригә берип шу йәрдә сопилиқ билән шуғулланған.У,1677 - йили күздә җуңғарийидики торғат моңғуллириниң 27 - ламаси шиң җиң хопуниң далайни тавап қилғучи һәмраһлириға қошулуп, тибәтниң лихаса шәһиригә берип,додон серин җамбул лама йәни, 5 - әвлад далайниң қобул қилишиға муйәссәр болған.

Японийидики бир қисим уйғуршунас тәтқиқатчилар уйғур елидики апақ хоҗа тарихиға аит кона қол язма тәзкириләрни қәшқәр,йәкән,хотән вә кучарлардин топлиған болуп,бу һәқтә тохталған уйғур тарих тәтқиқатчиси ямагучи бу қол язмилар тоғрисида тохтилип мундақ деди:

- 1980 - Йилларниң ахиридин 1990 - йилниң бешиғичә шәрқий түркистанниң һәр қайси шәһәрлиридики кона китаппурчларниң яймилирида хоҗилар тәзкирисигә аит қол язмилар көп болуп,буниң көпинчә апақ хоҗа дәвридики вәқәләр әкс етилгән чағитай йезиқидики қол язмилардур.

Йеқинқи заман уйғур тарихини тәтқиқ қилған мәзкур япон тарихчисиниң баян қилишичә, апақ хоҗа далай ламаға сәидийә уйғур һакимийити үстидин шикайәт қилип,уни ағдуруп ташлашқа һәрбий ярдәм тәләп қилған.Далай лама апақ хоҗиниң тәлипигә қушулуп өзигә баш уридиған җуңғарийә хани ғалдан қунтәйҗигә сәидийә земинини исмайилхандин уйғурларниң “хоҗиси” апақ хоҗиға қайтуруп елип беришни буйруп намә йезип бәргән.Апақ хоҗа көккөл (чиңхәй) арқилиқ қумулға келип,1678 - йили баһарда,ғалдан қунтәйҗигә 5 - әвлад далайниң хетини тапшуруп бәргән.

Ғалдан хәтниң мәзмуни бойичә апақ хоҗини катта зияпәтләр билән күтүвелип сәидийә ханданлиқини ағдуруп,өзиниң бүйүк җуңғарийә дөлитини кеңәйтишни қарар қилған.

Аппақ хоҗа 1678 - йили 6 - айда ғалдан қошуп бәргән,ғалданниң оғли серин рабдан қоманданлиқидики 12 миң кишилик қошунни әгәштүрүп, қәшқәр тәвәсигә бесип кирип қәшқәрни бесивалған.Ғалдан қошунлири йәкәнгә һуҗум қилип йәкән хәлқини қирғин қилип,йәкән шәһәр ичидики алтун мәдрисигә кирип ибадәт қиливатқан кишиләрни,мәдрисиниң 360 ханилиқ һуҗириси вә пүтүн мәдрисни көйдүрвәткән.

Аппақ хоҗа шу йили сәидийә ханлиқини ағдуруп ташлап,өзиниң қорчақ һакимийитини тикләш урушида қолға чүшкән 300 нәпәр әсирни “уруш җинайәтчилири” сүпитидә бағлап,ғалдан қошунлириниң җазалишиға тапшуруп, ялап маңғузған.Аппақ хоҗа әмәлдарлири қәшқәрдин шу қетимда нурғун “тутқун” хотун - қизларни җуңғар әскәрлириниң хотун қилиши,ишлитиши үчүн өмүрвайәтлик ғалчилиққа тутуп бәргән.Аппақ хоҗа бир бөләк хотун - қизларни йиғип,ғулҗидики җуңғар әмәлдарлириға,“совға” қилип йоллап бәргән.

Җуңғар әмәлдари ғалдан қәшқәрдин илиға қайтмақчи болғанда, аппақ хоҗа 400 миң яқа есил тон - сәрупай, 400 миң сәр күмүш тәңгә йоллуқ қилип, шундақла һәр йили 400 миң сәр күмүш тәңгә улпан тапшурушини вәдә қилған.

Аппақ хоҗа шуниң билән қәшқәргә “хан” болушқа башлиған.Әмма, қәшқәр хәлқи аппақ хоҗиниң һакимийитигә қарши күрәшни пәқәтла тохтатмиған.1679 - Йили әтиязда қәшқәр һакими исмайилханниң иниси,үчтурпан хәлқи билән җуңғар һамийлиқидики аппақ хоҗа күчлиригә қарши қозғилаң көтүрүп,ақивәттә апақ хоҗини җуңғар ақ сөңәклири билән биллә қошуп қәшқәрдин қоғлап чиқарған.Әмма аппақ хоҗа бу мәғлубийитигә тән бәрмәй,қәшқәр тәвәсидики өзиниң мухлислирини қутритип,ташқий җәһәттин ғалдан қунтәйҗиниң йәнә 15 миң кишилик таллан;ған атлиқ қошунини ишқа селип,шу йили күздә муһәммәд имин ханниң қан төкмәслик шәртигә қол қоюп сулһилишип,шундақла муһәммәд иминханға күй оғул болуп,қәшқәрдә “шерик” ханлиқ мәртивисигә игә болған.Ақивәттә аппақ хоҗа муһәммәд имин ханни сүйиқәст билән өлтүрүп,өзи тәхиткә чиққан.Буниң билән 165 йил һөкүм сүргән сәидийә ханлиқи ахирлишип,қәшқәрдә аппақ хоҗа һәмшәрикчиликидики җуңғар һакимийити қәшқәрдә һөкүм сүрүшкә башлиған.

Апақ хоҗа һакимийәт бешиға чиққандин кейин өзиниң “ишқийә”мәзһипини асас қилған сопизимни ханлиқниң диний вә ханлиқ тәлимати қилған.300 Миңдин ошуқ мурит топлап,улар арилиқ “ишқийә” мәзһипини пүтүн уйғур елигә,һәтта оттура асияға тарқитишқа дәвәт қилған.Буниң билән қәшқәрдә “хан хоҗа ордиси”,йәкәндә “алтунлуқум”,турпанда “әшабулкәһф”,кучарда “мәвланә әршиддин вәлилулла”,

Ақсуда “қирмиш атам” қатарлиқ мазарлиқларни,“ишқийә” мәзһипини тарқитидиған мәркәз қилған.Аппақ хоҗа ислам дини шуарини егиз көтүрүвалған болсиму,маһийәттә ислам тәлиматлириға зит һалда пәқәт пир,хоҗа - ишанларниң тәлиматини мәркәз қилған һалда сопизм тәлиматини тәшвиқ қилған.Буниң билән аппақ хоҗа нурғун мусулманларни өзигә мурит болушқа дәвәт қилди.Апақ хоҗа барғанла җайида кишиләр өзлириниң әқидилириниң күчлүкликидин атлирини йилқиси билән,қойлирини қотини билән,калилирини еғили билән апақ хоҗиға һәдийә қилип дуасини алған.

Әслидә 1640 - йилларда атисидин сопилиқни өгинип,қәшқәрдики даңлиқ ваизлардин болуп қалған аппақ хоҗа 1644 - йиллири бир нәврә иниси хоҗа абдулла ишан тәрипидин дини һоқуқ талишиш адавити билән зәһәрләп олтүрветилгән атиси муһәммәд йүсүп хоҗиниң орнида өзини “пир” дәп елан қилған. Аппақ хоҗа өзини “муһәммәд әләйһиссаламниң 27 - әвлад нәвириси” дәп атап,қәшқәр мусулманлири арисида: “худаға йеқинлишишниң бирдинбир йоли сүлүккә кириш..Хоҗам аллаһниң әмири билән мөмиминләргә “пир устаз”болуш үчүн кәлгән әвлиядур. Пәйғәмбәр билән охшаштур. Мөминләр пәйғәмбәргә иман ейтип динниң пүтүн әрканлирини орунлиған билән <пир> тутуп қол бәрмисә охшашла гунаһкар болиду.Қилған ибадәтлири қобул болмайду” дегәндәк ислам тәлиматлириниң роһиға пүтүнләй зит болған тәшвиқатларни тарқитип,надан хәлқләрни өзигә мурит болушқа чақирған.Вә өзигә мурит болғанлардин селиқ алмаслиқни йолға қойған.Өзигә қарши болған <“исақийә” чиләрни көпләп өлтүргән.

Аппақ хоҗиниң муритлири униң үчүн өлүшкә,униң буйруқини иҗра қилишқа шәртсиз қариғуларчә бойсунуп,апақ хоҗа үчүн көплигән бигунаһ инсанларни өлтүрүвәткән.

Мана бу уйғур хәлқиниң иккигә парчилинип, бир - бири билән өзара уруш қилип һәм иттипақлашмай, ақивәттә мустәмликә түзүм астида җаһаләттә қелишиниң асаслиқ сәвәблиридиндур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.