Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири(11): “гоңәнтиң түрмисидә абдуләзиз мәхсумдәк мәшһур уйғурларму ятқаниди”

Мухбиримиз үмидвар
2023.04.06
Muhemmed-Emin-Bughra-Abduleziz-Mexsun-1947.jpg Абдуләзиз мәхсум (оңда) вә муһәммәдимин буғра, 1947-йил, үрүмчи
akademiye.org

Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси әхмәт игәмбәрди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлириниң муһим қисми сүпитидә өзиниң 1969-1979-йиллири арисидики 10 йиллиқ түрмә һаятини, җүмлидин җамаәт хәвпсизлик назарити түрмисидә көргәнлирини әсләп өтти. У ятқан мәзкур түрмә әйни вақиттики уйғурларниң бир қисим мәшһур сиясий әрбаблири, зиялийлирини өз ичигә алған милләтпәрвәрлири мәхсус қамап җазаға тартилған орунға айланған.

Әхмәт игәмбәрдиниң баян қилишичә, үрүмчи сайвағдики мәзкур түрмидә пүтүн өмриниң асасий қисмини җин шурен, шең шисәй, гоминдаң вә ахирида компартийәниң түрмилиридә өткүзгән мәшһур уйғур милләтпәрвәри, шаири абдуләзиз мәхсум ятқан. У, бу түрмидә өз идийәсидә чиң туруп, хитай компартийәсигә болған қаршилиқини давамлиқ ипадилигән.

Мәзкур түрмидә йәнә 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан инқилабиниң иштиракчилиридин әнвәр салиһҗан, аруп нәсиби вә башқа онлиған әрбабларму ятқан. Бу җайға йәнә 1958-1960-йилларда йәрлик милләтчи, оңчи унсур, әксилинқилабчи дегән җинайәтләр артилған зиялийлар, мәмурий әрбаблар, сөйүнгүл чанишеф қатарлиқ хитай компартийәси һакимийитигә қарши тәшкилатларни қурған яш зиялийлар, болупму 1969-1970-йиллири арисидики шәрқий түркистан хәлқ инқилабий партийәсиниң һәрикәтлиригә қатнашқанлар вә униң актиплириму соланған.

Әхмәт игәмбәрди мәзкур түрминиң совет мутәхәсисилириниң пиланлиши вә лайиһәлиши билән 1950-йилларда ясалғанлиқи, лекин 1960-йилларда түрминиң кеңәйтилип техиму мустәһкәм вә қатму-қат тосуқлар билән пухтилинип қайтидин ясап чиқилғанлиқини баян қилди. Униң ейтишичә, түрмидики 90% тин көпрәк мәһбус уйғур вә башқа йәрлик милләт кишилири болуп, уларниң һәммиси “сиясий җинайәтчи” һесабланған, хитай мәһбусларниң көпи болса иҗтимаий җинайәтчиләр иди. Хитай мәһбуслар түрмә сақчилириға маслишип тамақ тошуш, түрмә ишлирини қилишқа селинған.

Мәһбуслар йемәк-ичмәк җәһәттин қаттиқ қийнашқа учриған болуп, бир күндә икки вақ тамақ берилгән, йәни әтигәндә бир чинә қайнақсу билән көммә қонақниң чирип кәткән унидин ясалған 150 грамғичә болған “вовото” намлиқ нан, кәчтә бузулған сәй-көктатларниң қалдуқлиридин тәйярланған көктат сүйи ашу “вовото” билән қошуп берилгән, уссиз қоюш, ач қоюш, тоңлитиш, кишәнләш, уруш қатарлиқ түрлүк җаза тәдбирлири қоллинилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.