Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири(13): тунҗи язғучилар қурултийи

Мухбиримиз үмидвар
2023.05.04
uyghur-yazghuchi-shair.jpg Турғун алмас, абдулһәй рози, зунун қадири қатарлиқ 1950-йиллардики бир топ атақлиқ уйғур язғучи вә шаирлар.
Photo: RFA

Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида 1957-йили 5-айда үрүмчидә чақирилған уйғур ели бойичә тунҗи қетимлиқ кәң көләмлик әдәбият-сәнәтчиләр қурултийи, җүмлидин язғучилар қурултийи һәққидә тохталди.

Уйғур елиниң 20-әсир тарихидики муһим бир сәһипә һесаблинидиған мәзкур қурултайға шу вақтидики шинҗаң институти тил-әдәбият факултетиниң оқуғучиси сүпитидә баштин ахири қатнашқан әхмәт игәмбәрди қатарлиқ яшларға мәзкур қурултай чоңқур тәсиратларни қалдурғаниди.

Уйғур елиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән язғучи, шаир, музикант вә башқа сәнәткарлардин болуп 700 гә йеқин адәм қатнашқан мәзкур чоң көләмдики үч күнлүк қурултай нәтиҗисидә язғучилар җәмийити рәсмий қурулуп, зия сәмәди җәмийәтниң рәисликигә сайланған.

Мәзкур қурултайға 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийитиниң сиясий, мәмурий, әдәбият-сәнәт вә башқа һәр саһәлиридә хизмәт қилған, хәлқ ичигә нами кәң тонулған зия сәмәди, ибраһим турди. Зунун қадири, абләй рози, нимшеһит, тейипҗан елийоф, әлқәм әхтәм, қурбан имин вә башқилар шуниңдәк йәнә абдукерим хоҗа, турғун алмас, рәһмитулла җари, имин турсун вә башқа йүзлигән яш язғучи-шаирлар иштирак қилған.

Қурултайниң әң чоң әһмийитиниң йәнә бири шуки, буниңға қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан, түркмәнистан қатарлиқ оттура асия җумһурийәтлириниң бир қисим даңлиқ язғучи вә шаирлириму келип қатнашқан. Буларниң ичидә атақлиқ қазақ язғучиси ғабит мусрипоф, уйғур язғучиси қадир һәсән, туңган шаир ясир шивази вә башқилар бар иди.

Әхмәт игәмбәрдиниң баян қилишичә, әнә шу 1955-1958-йиллири арисида уйғур әдәбияти, сәнити тез сүрәттә тәрәққий қиливатқанда, хитай компартийәси даирилири йәрлик милләтчиликкә қарши туруш һәрикити башлап, зия сәмиди, ибраһим турди вә башқа язғучиларни, зиялийларни һәмдә бир қисим мәмурий кадирларни “йәрлик милләтчи” дәп әйибләп җазалиған. Аталмиш истил түзитиш һәрикити билән бирләшкән бу һәрикәтләр нәтиҗисидә уйғур әдәбият-сәнити, мәдәнийити еғир зәрбигә учриған. 1957-Йили қурулған язғучилар җәмийитиму зәрбә бериш нишаниға айланған. Буниң билән ашу қурултай җәрянида пәйда болған юқири қизғинлиқ вә долқун пәсийип, худди су йүзидики көпүккә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.