Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири (14): австралийәгә кәлгән тунҗи уйғурлар
2023.05.18
Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида өзиниң 1979-йили түрмидин қоюп берилгәндин кейин 6 йил өтүп, австралийәгә көчмән болуп келишигә мунасивәтлик җәрянлар һәм уйғурларниң бу дөләткә маканлишиши тарихи һәққидә тохталди.
Ундақта австралийәгә уйғурлар қачан вә қандақ сәвәбләр билән маканлишишқа башлиди? әхмәт игәмбәрдиниң баян қилишичә, әң дәсләп австралийәгә қәшқәрдики әнглийә консулханисида ишлигән йеңисарлиқ патигүл ханим әнглийә консулханисида ишләйдиған пакистанлиқ йолдиши вә өзиниң иниси әхмәт билән биргә 1948-йили кәлгән. Улар сиднейға орунлишип шу йәрдә он нәччә йил яшиғандин кейин 1960-йилларда америкаға көчүп кәткән. Уйғурларниң австралийәгә келиш тарихи әнә шулардин башлиниду. Униңдин кейин, уйғурларниң австралийәгә келиши 2-дуня урушидин кейин бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар комитети тәрипидин йолға қоюлған 1917-1930-йиллири арисида чар русийә вә совет иттипақидин қечип чиқип хитай вә башқа бирқисим әлләргә орунлишип қалған рус вә башқа милләтләргә мусапирлиқ салаһийити бериш программиси бойичә австралийәгә кәлгән бирқисим татар, рус, өзбек вә башқиларға четишлиқ иди. Қалған уйғурлар 1970-1980-йиллардин башлап әнә шу татар, өзбек вә һәтта қисмән шалғут русларға четишлиқ һалда келишкә башлиған.
1960-1970-Йилларда хитайниң шәрқий шимали, шаңхәй вә уйғур елидин, 1962-йилиғичә болған арилиқта совет иттипақиға қайта көчүп кетиштин қорқуп, өз орунлирида қәп қалған руслар вә руслар билән хитайлардин болған шалғутлар әнә шу ақорус мусапирлири салаһийити билән австралийәгә көпләп келип йәрләшкәниди.
Бу мусапирлар қошуниға или, үрүмчи қатарлиқ җайлардики өзлириниң әсли кәлгән йериниң совет иттипақи икәнликини көрситәлигән аз бирқисим татарлар, өзбекләр вә башқиларму қошулған. Бирақ уйғурларға биваситә бу салаһийәт берилмигәниди.
Әхмәт игәмбәрди әпәндиниң ейтишичә, у өзи 1979-йили түрмидин қоюп берилип 1980-йили әнә шу ақорус мусапирлар программиси салаһийитигә еришип австралийәгә көчүшкә башлиған бир татар аилисиниң қизиға өйлинип, өзиму әнә шу программиға четилип аяли билән биргә австралийәгә кетишкә һәрикәт қилған. Әмма аран 1985-йили хитай һөкүмитиниң йол қоюши арқисида аилиси билән биргә австралийәниң аделайд шәһиригә келип маканлашқан.
Австралийәгә уйғур елидин кәлгән уйғур, татар, өзбек, қирғиз, қазақ вә һәтта рус вә шалғутлар (переродкилар) әйни 1980-1990-йилларда өзара алақидарда бир-бири билән уйғур тилида сөзлишәтти.
Әлвәттә, уйғурлар 1980-йилларниң ахиридин вә 1990-йиллардин башлап, болупму 1997-йилидики ғулҗа вәқәси һәм 2009-йилидики үрүмчи қәтлиамидин кейин тойлишиш, саяһәт, оқуш вә башқа йоллар билән австралийәгә түркүмләп келип көпинчиси сиясий панаһлиқ вә мусапирлиқ салаһийити билән олтурақлишип, изчил көпийип һазирқидәк бирқанчә миң адәмгә йетидиған диаспораға айланған. Бу вақитларда уйғурлар биваситә хитай һөкүмитиниң зиянкәшликигә учриғанлиқи билән сиясий панаһлиқ салаһийитигә еришәлиди.