Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири (15) : түрмә паҗиәлири вә иҗадийәтлири

Вашингтондин мухбиримиз үмидвар тәйярлиди
2023.06.01
Тарихниң садда үмид-арзулири: ташкәнттики уйғур оқуғучилириниң хрушофқа әрзи қилиши Әхмәт игәмбәрди әпәнди. 2009-Йили австралийә.
RFA/Ümidwar

Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида өзиниң 1978-1979-йиллири арисида хитай компартийәсиниң уйғур аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлики назаритиниң түрмә көмүр канида ишләш җәрянида көргән паҗиәлик вәқәләр вә түрмә һаятидики шеирий иҗадийәтлири һәққидә тохталди.

 Әйни вақитта җамаәт хәвпсизлик назарити үрүмчи шәһири йенидики мичүәнниң лусавго дегән йерида бир көмүр кан қурған болуп, мәзкур көмүр канда пүтүнләй мәһбуслар һәқсиз вә мәҗбурий ишқа селинған. Бу көмүр канда ишләйдиған мәһбусларниң көпини уйғурлар тәшкил қилған болуп, канниң шараитлири наһайити начар иди. Көмүр қезиш җәрянлирида өлүм-йетим һадисилири даим йүз берип туратти. Һәтта көмүр кан башлиқлири мәһбусларни әң хәтәрлик ишларға, мәһбусларниң кесәл болушиға қаримай уларни ишләшкә мәҗбурлайтти. Өлгән уйғурлар үчүн һечқандақ төләмму берилмәйтти. Әмма хитай мәһбуслар өлсә уларниң аилисигә төләм бериләтти, уларниң ичкири хитайдики аилә әзалири йөткәп чиқилип нопусқа орунлаштурулатти.

Әхмәт игәмбәрди әнә шу 10 йиллиқ қийин түрмә һаятида өз әдәбий иҗадийитини давамлаштурған болуп, түрмидә қәғәз, қәләм берилмигәнлики үчүн у шеирий иҗадийәтлирини каллисида йезип ядливелиш усули қоллинип, 2000 мисра әтрапида шеирни әнә шундақ шәкилдә хатирилигән. Әмма у 1978-1979-йили түрмә көмүр канида ишләш җәрянида қисмән қәғәз ишлитиш пурситигә игә болуп, кечилири каллисидики шеирлирини қәғәзгә чүшүргән. Көмүр канниң сиртқа сода ишлири билән чиқидиған бир хадими бу шеирларни мәхпий түрдә сиртқа елип чиқип кәткән, ахирида абдукерим һәсән исимлик әхмәт игәмбәрдидин бурунрақ түрмидин қоюп берилгән киши бу шеирларни топлап көчүрүп, әхмәт игәмбәрди чиққандин кейин қолиға тапшурған. Нәтиҗидә түрмидә йезилған бу қан-яшлиқ шеирлар әнә шу пидакарларниң ярдими билән сақлинип қалған һәм бир қисми чәтәлләрдә йоруқ көргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.