Әхмәт игәмбәрди: мән шаһит болған уйғур қисмәтлири (17): үмидварлиққа толған истанбул қурултийи
2023.06.29
Австралийәдә яшайдиған 86 яшлиқ пешқәдәм уйғур зиялийси, шаир әхмәт игәмбәрди әпәнди өзи шаһит болған уйғур қисмәтлири һәққидики ағзаки тарихий баянлириниң бу қетимлиқ қисмида өзи муһаҗирәттә шаһит болған уйғурлар һаятидики әң зор вәқәниң 1992-йили истанбулда өткүзүлгән хәлқаралиқ шәрқий түркистан миллий қурултийи икәнликини билдүрди. У, 20-әсир уйғур тарихидики мәзкур тунҗи қетимлиқ хәлқаралиқ миллий қурултайниң уйғурларниң кейинки вә бүгүнки миллий сиясий күрәш программилирини бекитиш ролини ойниғанлиқини әслиди.
1992-Йили истанбулда чақирилған хәлқаралиқ шәрқий түркистан қурултийиниң бир зор әһмийити шуки, бу, 1949-йилидин кейин чәтәлләрдә чақирилған тунҗи нөвәтлик чоң көләмдики қурултай болуп, униңға 14 дөләттә яшайдиған уйғур вәкиллири қатнашқан. Қурултайниң йәнә бир әһмийити шуки, буниңда 1930-1940-йиллардики икки қетим мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити қурушқа қатнашқан вә 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийитидә дөләт баш катипи вә һөкүмәт әзаси болған абдурәуп мәхсум, шәрқий түркистан армийәси қоманданлиридин полковник зия сәмәди вә башқа офитсерларниң орун елиши иди.
Бу тарихий җәһәттин 1940-йилларда уйғур сиясий күрәш сепидә “ үч әпәнди” дәп аталған мәсуд сәбири, муһәммәд имин буғраниң сәпдеши әйса йүсүп алиптекинниң қурултайни тәшкилләш вә рәһбәрлик орнида болуши, җүмлидин уйғурларниң миллий мустәқиллиқ күриши йолида һәр хил сиясий көз қараш, мәйдан, уссул вә башқа һәр җәһәттин пәрқлиқ көз қарашларға игә затларниң бир йәргә җәм болуп, ортақ бир нишан вә программини бекитиши иди.
Истанбул қурултийи совет иттипақи йимирилип көплигән йеңи дөләтләр дуняға кәлгән, болупму оттура асия совет җумһурийәтлири мустәқиллиқ елан қилип, оттура асия районида йеңидин 5 мустәқил дөләтниң қурулуши билән уйғурлар зор илһам елип өзлириниң келәчикигә нисбәтән ишәнч турғузған, хәлқарада соғуқ мунасивәтләр уруши ахирлишип, дуняви йеңи тәртип орнитилип, демократик қиммәт қарашлири ғалибийәткә йүзләнгән бир дәвр иди. Түркийә җумһурийитиму техи хитай билән күчлүк һәмкарлиқ мунасивәт орнатмиған басқуч болуп түркий милләтчилик, пүтүн түркий хәлқләрни бир ортақ сиясий вә миллий қиммәт қарашлириға мәркәзләштүрүш күчийиватқан иди. Бу вақитта уйғурларму техи пүтүн явропа, америка вә башқа демократик әлләрдә диаспора һалитигә кәлмигән болуп, наһайити аз санда тарқақ һалда иди. Лекин, йилларниң өтүши билән уйғурларниң ғәрб мәмликәтлиригә тарқилиши тезләшти һәмдә тәшкилатлар қурулушқа башлиди. Әйни вақитта истанбул қурултийида рәисликкә сайланған әхмәт игәмбәрди әпәндиниң ейтишичә, мәзкур истанбул қурултийи өзиниң 12 маддилиқ хитабнамиси, йәни сиясий программиси арқилиқ қурулғуси тәшкилатлар, җәмийәтләр вә һәрикәтләр үчүн асас селиш, йол көрситиш ролини ойниди. Бу қурултай уйғур дәваси үчүн үмидварлиқ роһи бәхш әтти.