Илшат һәсән; хитайниң мәқсити әхмәтҗан қасими қатарлиқ миллий қәһриманлиримизниң образини хунүкләштүрүш
2019.06.13
Йеқинда хитайниң һөкүмәт мәтбуати болған шинхуа агентлиқи, “нур” гезити вә “тәңри тағ тори” бирдинла 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиниң асаслиқ рәһбәрлиридин бири әхмәтҗан қасимини мәхсус хатириләп мақалә елан қилди.
Мақалиға “әхмәтҗан қасими шинҗаң хәлқиниң азадлиқ ишлири үчүн күрәш қилған” дәп мавзу қоюлуш билән биргә буниңға қайтидин хитай коммунист рәһбири мав зедоңниң 1949-йили, 11-айда бәргән: “әхмәтҗан қасими қатарлиқ бәш йолдаш һаят вақтида шинҗаң хәлқиниң азадлиқ ишлири үчүн қәһриманларчә күрәш қилип, әң ахирида җуңхуа хәлқ җумһурийитини қуруш ишлири йолида қурбан болди, бу пүтүн мәмликәт хәлқиниң мәңгү хатирилишигә әрзийду” дегән баһаси баш илавә қилинған.
Хитай һөкүмәт мәтбуатлири арқидин йәнә шәрқий түркистан миллий армийәси баш қомандани генерал исһақбек мунонофни хатириләпму мәхсус мақалә елан қилип, униң әхмәтҗан қатарлиқлар билән биргә йеңи-җуңго, йәни җуңхуа хәлқ җумһурийитини қуруш йолида қурбан болғанлиқини тәкитлигән.
Бу, хитай компартийәси һакимийитиниң 1944-йили, 11-айда ғулҗида қурулған мустәқил шәрқий түркистан җумһурийити вә инқилабиниң рәһбәрлиридин әхмәтҗан қасими қатарлиқларға берип келиватқан изчил баһаси болуп, хитай компартийәси өзиниң шинҗаңни тинч йол билән азад қилғанлиқи, әхмәтҗан қасими, исһақбек муноноф қатарлиқ рәһбәрләрниң “йеңи җуңго қуруш вә вәтәнниң бирлики үчүн күрәш қилғанлиқи” вә ахирида җуңхуа хәлқ җумһурийитини қуруш үчүн бейҗиңдики сиясий мәслиһәт кеңиши йиғиниға қатнишиш сәпиридә айропилан қазасиға учриғанлиқини муәййәнләштүргән. Бирақ, бир қанчә йиллардин буян хитай мәркизи мәтбуатлири болған шинхуа агентлиқи, нур гезити қатарлиқлар мундақ мәхсус әхмәтҗан қасимини қайта хатириләп мақалә елан қилип бақмиғаниди.
Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси, уйғур сиясий тарихий мәсилилири бойичә анализчи илшат һәсәнниң ейтишичә, һазирқидәк уйғур мәсилиси, болупму, хитайниң уйғур, қазақ вә башқиларға қарита йүргүзүватқан “тәрбийәләш” намида лагерларға солап, тәқибләш, уйғурларниң тили, мәдәнийити, дини етиқади вә миллий кимликигә еғир зәрбә бериватқан шараитта хитай һөкүмитиниң мәркизи мәтбуатлириниң бирдинла уйғур мустәқиллиқ күрәш тарихидики рәһбәрлирини хитайниң бирлики үчүн һәссә қошқан вә күрәш қилған дәп тәшвиқат қилиши ениқ пиланлиқ һәрикәт болуп һесаблиниду. Чүнки, һазир ғәрб алимлири, уйғурлар арисида уйғурлар дияриниң 19-әсирдә манҗу-чиң сулалиси тәрипидин бесивелинған земин икәнлики һәмдә хитай компартийәсиниң 1949-йили, бу земинни ишғал қилғанлиқи һәққидики қарашлар күчәймәктә.
Илшат һәсән әпәндиниң қаришичә, 20-әсирдики икки қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийити, болупму 1944-1949-йиллиридики шәрқий түркистан җумһурийити наһайити муһим болуп, уйғурлар қазақ, қирғиз, татар, өзбек вә башқа милләтләр билән бирликтә күрәш қилип, шәрқий түркистан җумһурийитини бәрпа қилған. Бу өзи бир мустәқил һөкүмәт болуп, әлихан төрә вә кейинки әхмәтҗан қасими әнә шу инқилабниң рәһбәрлиридур. Әхмәтҗан қасими уйғур хәлқиниң һөрмәт қилған, қәдирлигән рәһбири, миллий қәһриманидур.
Қазақистандики уйғур тарихчиси “уйғурларниң қәдимдин һазирғичә болған миллий сиясий тарихи” мавзулуқ китабниң аптори қәһриман ғоҗамбәрдиниң қаришичә, әхмәтҗан қасими һәргизму хитай коммунист һөкүмити дегәндәк хитайниң бирлики үчүн күрәш қилған әмәс, у уйғур хәлқиниң азадлиқи үчүн күрәш қилған. Хитайниң уни мундақ мәдһийәлиши, бу земинни биз бесивалмидуқ, бу җай хитайниң бир қисми иди, әхмәтҗан қасими қатарлиқлар рәһбәрлик қилған миллий азадлиқ инқилаб “җуңго инқилабиниң бир қисми” дегәнни испатлаш үчүн тапқан баһанидур.
Униң ейтишичә, әхмәтҗан қасими миллий азадлиқ инқилаб қатнашқучилири, миллий армийә офитсер җәңчилири вә шәрқий түркистан хәлқиниң һөрмитигә еришкән даһийдур. 1991-Йилидин кейин әхмәтҗан қасими уйғур хәлқиниң тарихта өткән даһийси сүпитидә униң сүрәтлири оттура асиядики уйғур зиялийлири, содигәрлири, тәшкилатлириниң ишханилириға есилғаниди.
1990-2000-Йилларда, 1944-1949-йиллиридики инқилаб қатнашқучилиридин йүсүп бәк мухлиси рәһбәрликидики шәрқий түркистан миллий азадлиқ фронти, һашир ваһидий, сабит абдурахман рәһбәрликидики уйғуристан азадлиқ тәшкилати вә башқа тәшкилатлар әхмәтҗан қасимини өз даһийси сүпитидә йүксәк һөрмәт қилған иди.
Әхмәтҗан қасими 1944-йили, ғулҗа инқилабиға қатнишип, “азад шәрқий түркистан” гезитидә ишлигән, кейин һөкүмәт муавин катипи, һәрбий ишлар назири, һөкүмәт әзаси, хитай билән сөһбәт өткүзүш вәкили, 1946-1947-йили бирләшмә һөкүмәттә муавин рәис болған вә ғулҗиға қайтип пүтүн шәрқий түркистан миллий азадлиқ инқилабиға рәһбәрлик қилған. Хитай тәрәп, 1949-йили, 8-айниң 27-күни әхмәтҗан қатарлиқ рәһбәрләрниң бейҗиңға сиясий мәслиһәт кеңишиниң йиғиниға меңип, айропилан һадисисидә қаза қилғанлиқини җакарлап кәлсиму, әмма уйғурлар буниңға мутләқ ишәнмигән, әксичә уларни өлтүрүвәтти дәп қариған.
Илшат һәсәнниң қаришичә, әхмәтҗан қасими миллий қәһриман вә даһий болуп, у уйғур хәлқиниң азадлиқ, мустәқиллиқ йолидин әсла ваз кәчмигән, хитайниң уни “йеңи җуңго қуруш йолида өлгән”, “инқилаби қурбан” дәп баһалиши пүтүнләй ғәрәзлик вә униң образини хунүкләштүрүштур.
Гәрчә, хитай һөкүмити 70 йилдин буян әхмәтҗан қасимини “инқилаб қурбан”, “вәтәнниң бирликини һимайә қилған” дәп баһалап кәлсиму, әмма шәрқий түркистан җумһурийити қурған хәлқ, җүмлидин уйғурлар әхмәтҗан қасимини өз рәһбири, у уйғур хәлқиниң вә шәрқий түркистанниң азадлиқи үчүн күрәш қилған һәм бу күрәшләргә рәһбәрлик қилған дәп қарап, хитай тәшвиқатиға бойсунмиди.