Алмутада “әхмәтҗан қасими талланма әсәрлири” йоруқ көрди
2018.08.30
Йеқинда алмутада 1944-1949-йиллири уйғур елидә елип берилған миллий-азадлиқ һәрикити рәһбәрлириниң бири әхмәтҗан қасиминиң талланма әсәрлири йоруқ көрди. Уни нәшргә тонулған язғучи, журналист абдухалиқ мәһмудоф тәйярлиған. Китаб 1950-йили “шинҗаң хәлқ демократийә иттипақи” ниң баш иҗраий һәйити тәрипидин нәшр қилған шу намлиқ китаб асасида йоруқ көрди. У 12 басма тавақ һәҗим билән 500 тиражда чиқирилди.
Радийомиз зияритини қобул қилған абдухалиқ мәһмудоф әпәнди бу һәқтә мундақ деди: “бу әхмәт әпәндиниң иш җәряни давамида сөзлигән, мәтбуатта елан қилған 29 мақалисидин тәркиб тепипту. Һәммисини оқуп чиқтим. У кона йезиқта, кона имлада йезилған икән. Өзүмниң китабини нәшр қилишниң орниға мушуни чиқиришни мақул көрдүм. Сәвәби униңда шу шәрқий түркистан дәвридики һәр хил гәп-сөзләр һаятимизда көп. Шуларға һәқиқий җавабни мушу китабта тапқили болидикән.”
Абдухалиқ мәһмудофниң ейтишичә, әхмәтҗан қасиминиң техи йоруқ көрмигән әсәрлири йәниму болуши мумкин икән. Әнә шуларни тепип, толуқлап нәшр қилишниң муһимлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “китабниң сөз бешида әхмәтҗан қасиминиң әсәрлирини келәчәктә нәшр қилимиз дегән йәрлири бар. Бирақ уни хитайниң нәшр қилғанлиқини мән билгиним йоқ. Бу китабни биринчи қетим көрүшүм. Һәр һалда нәшр қилинди. Буни пәқәт әнә шу дәвр тарихиға қизиқимән дегән адәмләр оқуйду дәп ойлаймән. Һәр бир уйғур кичиккинә болсиму милләт үчүн бир хизмитини қилсун дәйдиған шоарлар бар. Буниңға мән қошулимән. Мән мушу ишим билән хәлқимгә кичиккинә бир пайдилиқ иш болуп қаламдикин дәп нәшр қилдим. Әмди бу хәлққә қандақ тәсир көрситиду, уни келәчәктә көримиз дәп ойлаймән.”
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди әпәндиниң пикричә, әхмәтҗан қасими әсәрлириниң қайта нәшр қилиниши чоң йеңилиқ икән. У 1992-йили мәшһур язғучи турсун қаһһари тәрипидин әхмәтҗан қасими әсәрлири нәшр қилинған болсиму, әмма бу икки нәшр оттурисида пәрқләрниң бар икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “селиштурсам, йеңи китабтики 29 мақалә, нутуқлириниң ичидә пәқәт үчтин бир қисми бурун чиққан икән, үчтин иккиси чиқмиған, йәни намәлум сәвәбтин әң муһимлири чиқмиған. Мәсилән, шәрқий түркистан җумһурийити, шу вақиттики азадлиқ һәрикитиниң мәқсити, битим, шундақла “иттипақ” тәшкилати охшаш көплигән сиясий мәсилиләр.”
Қәһриман ғоҗамбәрди әхмәтҗан қасиминиң һаяти вә паалийитидики бәзи мәсилиләргә җавабни мәзкур китабтин тепишқа болидиғанлиқини тәкитләп, йәнә мундақ деди: “бурун һәр түрлүк талаш-тартишлар болған иди. Әхмәтҗан қасими мустәқилчиму я мустәқилчи әмәсму дегәнгә охшаш.”
Қәһриман ғоҗамбәрдиниң ейтишичә, мәзкур китабта орун алған бәзи мақалә вә нутуқлар бүгүнки күндиму өз маһийитини йоқатмиған икән. У мундақ деди: “бизниң уйғуристан-шәрқий түркистанда, әлвәттә, бу мақалиләрниң һәммиси аллиқачан йоқ қилинған. Чәт әлдә буниң әсли нусхилириниң бесилип чиқиши муһим әһмийәткә игә. Һазирқи миллий-азадлиқ һәрикәт рәһбәрлири, сиясий паалийәтчиләр өзлириниң күндилик нәзәрийиви билимидә 20-әсирдики икки җумһурийәтниң тарихида болған вәқәләрни обйектип тәтқиқ қилип, хуласә, савақ чиқирип, һәрикәт қилмиса, тәкрар-тәкрар шундақ хаталиқларға дуч келиду, алдиниду. Шуңа биз өзимизниң тарихини, миллий-азадлиқ һәрикитини яхши билишимиз керәк. Шу замандиму миллий-азадлиқ күрәш болған, һазирму шу. Шуни ейтиш керәкки, әхмәтҗан қасими инқилаб дегән сөзни аз қоллиниду.”
Игилишимизчә, әхмәтҗан қасиминиң хатирисигә беғишланған башқиму шундақ китаблар илгириму нәшр қилинған. Мәсилән, миллий армийә офитсери, атақлиқ язғучи мәсүмҗан зулпиқарофниң 2009-йили “әхмәт әпәнди һәққидә һекайәтләр” намлиқ китаби, 2014-йили мәхсут қасиминиң “вәтән оғли” намлиқ һөҗҗәтлик тарихий дастани йоруқ көрди. Буниңдин ташқири йәнә 2014-йили алмута шәһиридә әхмәтҗан қасиминиң 100 йиллиқиға беғишланған чоң йиғин өткүзүлгән иди.