Һиндистандики түркий хәлқләрниң тарихи - “қәшқәрлик бәгләр” һәққидә

Мухбиримиз үмидвар
2013.03.03
begler-hindistan-turk-305.jpg Өзлирини бәгләр дәп атайдиған қәшқәрлик уйғурларниң әвладлири. 2013-Йили феврал.
RFA/Erkin Tarim

2011 - Йили түркийә радио - телевизийә идариси “ һиндистандики түркий хәлқләр” намлиқ һөҗҗәтлик филимни ишләп тарқатқандин кейин һиндистандики түркий хәлқләр түркийә һөкүмитиниң вә түрк җамаитиниң диққитини тартқан иди.

Арқидин түркийә һөкүмити буларға көңүл бөлүшкә вә түрк зиялийлар буларниң өрп - адәт вә сәнити һәққидә тәтқиқат қилишқа башлиди. Бу түркий хәлқләрниң ичидә қәшқәрдин көчүп барған “бәгләр” дәп атилидиған уйғурларниң барлиқи түркийидики уйғурларниңму диққитини қозғиған иди. Биз бу түркий хәлқләрниң тарихи вә өрп - адәтлири һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн “һиндистандики түркий хәлқләр” намлиқ һөҗҗәтлик филимниң режиссори, һаҗәттәпә университети түркологийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси мәрал учмаз ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Соал: мәрал учмаз ханим сиз һиндистандики түркләр намлиқ һөҗҗәтлик филимдә уларниң тарихиниму аңлитипсиз,алди билән һиндистандики түркләр һәққидики тәтқиқатлар һәққидә мәлумат бәрсиңиз.

Җаваб: тарихий һиндистандики түркий хәлқләр узун йиллардин бери муғал дәп атилип кәлгән иди. Буниңдин мәқсәт моңғуллар билән түркләрни пәрқләндүрүш. Буниң йәнә бир мәқсити болса бу түркий милләтләрни түркләрдин пәрқлиқ қилип көрситиш. Бу һәқтә йеқинқи йиллардин бери бәзи тәтқиқатларму болди. Һикмәт баюрниң “һиндистан тарихи” намлиқ үч томлуқ әсири бар. Ундин башқа роберт канфейлд һиндистандики түркләрниң парислишип кәткән түркләр икәнликини илгири сүриду. Бәзи битәрәп көз қараштики ғәрблик тарихчилар буларниң түрк икәнликини етирап қилишиду. Әмма омумий дуня тарихида буларниң исми муғал дегән нам билән атилип кәлгән. Шуңа мәнму һиндистанға бериштин бурун муғал дегән нам билән бәзи учурларға игә болдум. Түрк дәп издисәк һечқандақ бир учур тепилмайду, әмма муғал дәп издигән чағда һиндистандики түркләр һәққидә мәлуматларға еришкили болиду. Мәсилән, “бабурнамә” чағатай уйғур тили билән йезилған, кейин фарсчиға тәрҗимә қилинған һәм бүгүнки тилларғиму тәрҗимә қилинди. “бабурнамә” дә һиндистандики түркләрниң түрк қәвмидин икәнлики қәйт қилиниду.

Буларниң муғал дәп атилиши инглиз падишаһи җамус 1 вақтидин башланған. Җамус 1 һиндистанға әлчи әвәтип бабур билән көрүшиду. Бабур билән көрүшкәндин кейин муғал дәп атилишқа башлайду.

Соал: мәрал учмаз ханим сиз һиндистандики түркләр райониға барғандин кейин қандақ бир мәнзирә билән учраштиңиз?

Җаваб: у йәрдики түркләр өзлириниң түрк икәнликини билидикән. Бинакарлиқ толиму тәрәққий қилған икән. Булар тилини йоқитипту, әмма у йәрдики мәнзириниң түркистан районидики мәнзириләр билән асасән пәрқи йоқ. Инсанларниң турмуш шәкли, бинакарлиқ әсәрлири охшап кетиду. Мәсилән һиндистандики қутуп мунариниң дәл охшиши шәрқий түркистан вә өзбекистанлардинму тепилиду. Бу һәм һиндистан бинакарлиқ сәнитини бейитиду. Биз учратқан кишиләр вә мәнзириләр бизни һәйран қалдурди.

Соал: һиндистандики түркләрниң қайси тарихий дәврдә қайси түркий районлардин чиққанлиқи һәққидә ениқ мәлумат барму?

Җаваб: һикимәт баюрниң, әрдоған мәрчилниң, салим җоһчиниң бу һәқтики тәтиққатлириға қариғанда вә ғәрбликләрниң муғаллар һәққидики тәтқиқатлириға асасланғанда, әң дәсләп 5 - әсирдә ақ һунлар һиндистанға келишкә башлиған. 1010 - 1187 - Йиллири ғәзнәвиләр мәзгилидә, андин дәлһи түрк падишаһлиқи мәзгилидә вә бабур мәзгилидиму түркләр һиндистанға йәрләшкән. Таки һиндистан ишғалиғичә түркләрниң һиндистанға көчүши изчил давамлашқан. Мәсилән, көләмәнләр, халачлар, туғлуқлар, бабурийларниң һәммисиниң йилтизи түркләрдур. Бу кишиләр һазирғичә күлтүрлирини давам қилмақта. Исимлири арқилиқ өз кимликини намаян қилмақта. Әң муһими буларниң һәммисидә дегүдәк түрклүк еңи бар икән.

Соал: мәрал ханим өзлирини бәгләр дәйдиған түркий хәлқ һәққидә мәлумат бәрсиңиз. Улар һәққидә қандақ мәлуматларға игә болдуңлар?

Җаваб: шундақ у йәрдә қәшқәрдин кәлгән бәгләр бар икән. Буларниң йүзи ақуш келидикән. Шәрқий түркистанлиқларға охшайдикән. Бу түркий хәлқләр қәйәрдин кәлгән болса шу әсли кәлгән йәрләрниң алаһидиликини қоғдап қапту. Буниң билән биргә йәнә өзи яшиған районниң тәсиригиму учрапту.

Бәгләр бизгә қәшқәрдин кәлгәнликини сөзләп бәрди. Биз ишлигән һөҗҗәтлик филимләрдә уларниму сөзләттуқ, қәшқәрдики адәтләрниң қандақ икәнликини, адәтлирини вә күлтүрлирини бу йәрдә қандақ давамлаштуриватқанлиқи, балилириға буни қандақ сиңдүриватқанлиқини ейтип бәрди. Бәгләр бәк яхши яшаветипту. Зиялийлири көп икән. Оқумиғанларму бар икән, әмма йәнила оқуғанлар көп санлиқни игиләйдикән.

Соал: рәсмий болмиған истатестикиларға асасланғанда һиндистанда 20 милйон әтрапида түркий хәлқ бар икән. Сиз учратқан түркләрниң өз тиллирини қайта өгиниш майиллиқи бармикән?

Җаваб: болмамдиған?! у йәрдикиләр һәтта бир парчә хәт йезип бизниң уни баш министирға тапшуруп беришимизни өтүнди. У хәттә мунулар йезилған:

“бизму түрк, бизниң авазимизғиму қулақ селиңлар. Биз бу йәрдә яшаватимиз, әмма түркийә вә түркистан районидики қериндашлиримиз бизни ташливәтти. Күлтүримизни сақлап қалдуқ. Әмма тилимизни йоқитип қойдуқ. Биз тиришиватқан болсақму балилиримизниң күлтүрлирини давам қилалмай қелишидин әнсирәймиз. Күлтүр йоқ болса һәммә немә йоқ болиду. Һәтта динму йоқ болиду.”

Тәтқиқатчи мәрал ханим уларниң түркийигә болған майиллиқини чүшәндүрүп мундақ деди:

Уларниң балилирини түркийидә оқутқуси бар икән. Улар бизгә я өзлириниң түркийигә берип түркчи өгәнгүси барлиқини, я болмиса түркийиниң бу йәргә оқутқучи әвәтишини үмид қилидиғанлиқини, түркистан билән һиндистан, түркийә билән һиндистан райониниң күлтүр алақиси орнитишини үмид қилидиғанлиқини ейтти. Улар өз алдиға түркләр уюшмиси қурупту. Гезитләрни чиқирипту. Радийосиму бар икән. Толиму әпсус, түркистан вә түркийә районидикиләр булардин бихәвәр.

Соал: бу филим ишләнгәндин кейин һиндистандики түркләр билән түркийидики түркләрниң алақә орнитишиға иҗабий тәсир көрсәттиму?

Җаваб: чәтәлдики түрк вә қериндаш милләтләр башқармисидин йүзгә йеқин һиндистанлиқ түркләргә оқуш мукапат пули беридиған болди. 20Си түркийигә келип болди. Һазир түркийидә түркчә өгиниватиду. Диний ишлар министирликиму уларни оқуш мукапат пули билән тәминлимәкчи, бәзи оқуғучилар келип болди. Ундин қалса юнус әмрә иниститутиму у йәрдә шөбә қурди. Улар түркләргә түркчә өгитиду. Һөҗҗәтлик филимниң буларға сәвәп болуши һәқиқәтән бизни сөйүндүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.