Шәрқий түркистан миллий армийәсиниң ахирқи офитсериниң кәчмишлири (1)

Мухбиримиз үмидвар
2019.11.14
sherqiy-turkistan-jumhuriyiti-milliy-armiye-chong-ofitserliri-ghulja.jpg Шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәсиниң чоң офитсирлири, ғулҗа, вақти ениқ әмәс
RFA/Oyghan

У миллий армийәниң тунҗи офитсерлиридин бири иди

Бу йил, 12-ноябир күни 1933-йили қурулған шәрқий түркистан ислам җумһурийитигә 86 йил, 1944-йили, 12-ноябир күни ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитигә 75 йил тошти. Биринчи қетимлиқ шәрқий түркистан җумһурийитиниң шаһитлири һазир йоқ болсиму, әмма иккинчи җумһурийәткә шаһит болғанлар наһайити аз санда һаят яшимақта. Әнә шуларниң бири сабиқ шәрқий түркистан миллий армийәсиниң порудчики, алмутадики 93 яшлиқ абдуллаҗан әпәндидур.

Абдуллаҗан әпәнди, 1944-йили, ноябирда ғулҗа қозғилиңи партлиғанда қозғилаңчилар қатариға қошулған вә кейин миллий армийәгә қатнишип, ғулҗа запас 4-полки вә ахирида “азад нишанлиқи 2-полк” та баталйон сиясий комиссарилиқ, штаби башлиқлиқ дәриҗисигичә көтүрүлгән болуп, шәрқий түркистан миллий армийәсигә таки 1950-йилиғичә офитсер болуп хизмәт атқурғаниди.

Абдуллаҗан әпәнди, шәрқий түркистан җумһурийитиниң 75 йиллиқи мунасивити билән өзиниң шәрқий түркистан җумһурийити дәвридә көргәнлири вә болупму миллий армийәдики мусапилирини әсләп өткәниди.

Шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурулушиға шаһит болған абдуллаҗан 1944-йили, 7-ноябир күни ғулҗа қозғилиңи партлиғанда или гимназийәсиниң оқуғучиси иди.

Шәрқий түркистан җумһурийити һөкүмити партизанлири 1944-йили, 11-айниң 21-күни қорғас, йәни чилпәңзә наһийәсини азад қилип, сүйдүңни қоршиған вә ғулҗа шәһиридики һәрәмбағ, айродром вә лаңшаң қатарлиқ үч нуқтиға киривалған дүшмән қошунлиригә қоршап зәрбә бериватқанда, 12-айдин башлап, қорғаста һәрбий офитсерларни тәрбийәләш курси ачқан. Абдуллаҗан, әнә шу курсқа таллинип, 1945-йили, 2-айдин башлап иккинчи түркүмдики офитсерлар болуп тәрбийәләнгән.

Абдуллаҗанниң әслишичә, шуниңдәк мәзкур курста униң дости осман тайирофму мәхсус тәрбийә көргәниди. Кейин осман тайироф, миллий армийәниң мусапилири һәққидә әсәр язған болуп, у миллий армийәниң мәзкур тунҗи курсиниң әһвали һәққидиму мәлумат қалдурған.

Осман тайирофниң хатирилишичә, шәрқий түркистан һөкүмитиниң мәзкур биринчи қетимлиқ һәрбий курси 1944-җили 1-декабир күни башланған болуп, бу, 425 тин артуқ уйғур, қазақ, рус, татар, өзбек, туңганлардин тәркиб тапқан офитсерларни тәйярлаш қисқа муддәтлик (3айлиқ) һәрбий курси иди. Оқутқучилар совет иттипақидин кәлтүрүлгән болуп, һәр күнлүк дәрс мәшғулати 11 саәт қилип бәлгиләнгән. Курсантлар партизанлар ичидин төвәндики шәртләргә лайиқ һалда таллап елинған: биринчидин, 6-синиптин юқириқи мәлумати болуши керәк, иккинчидин, тән саламәтлики яхши болуши керәк, үчинчидин, 18 яштин 25 яшқа қәдәр болуши керәк, тән қурулуши вә җисманий қуввити, пәм-парасити, әқил-идраки қатарлиқ адәмләрдә болидиған хусусийәтләр яхши болуш асасий өлчәм қилиниши керәк

Биринчи қетимлиқ курс пиядиләр офитсерлирини тәрбийәләш болуп, 425 адәм 10 визвотқа бөлүнүп, қаттиқ тәрбийәлинип, 1945-йили, 28-феврал күни пүттүргән. 2-Қетимлиқ курс, 3-айдин башланған болуп, әнә шу өлчәм бойичә 460 курсант қобул қилинип, 6 айлиқ қаттиқ тәрбийиләштин кейин, 1945-йили, 8-айларда оқуш пүттүргән. Бу офитсерлар миллий армийәниң һәр қайси қисимлириға тәқсим қилинған. Абдуллаҗан иккинчи түркүмдә тәрбийәләнгән болуп, у ғулҗа запас 4-пиядиләр полкиға тәқсим қилинған, у кейин азад нишанлиқ 2-полкта турған.

Қорғастики һәрбий курста тәрбийәләнгән дәсләпки 425 офитсер 1945-йили, 8-апрел күни миллий армийә қурулған чағда һәр қайси қошунларға тәқсим қилинған.

Шуни әскәртиш мумкинки, шәрқий түркистан җумһурийити миллий армийәси 1945-йили, 8-апрел рәсмий қурулғанда җәмий 7 полк, 5 мустәқил баталйон, бир ескадрондин тәркиб тапқан болуп, 1945-йилиниң ахириға кәлгәндә 17 полкқа көпәйгән һәмдә миллий армийәниң пиядә поклириниң һәммиси, манас дәряси бойида мудапиә турғаниди. Абдуллаҗанму манас дәряси бойида турған.

Көп көрүлгән хәвәрләр
Тарих-бүгүн
Uyghur-Alimliri-tusinay-teyipowa
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.