Тарихий шаһит мәсуд әхмәтофниң нилқа қозғилаңчилири һәққидә әслимилиридин (1)
2017.12.21

Мәлумки, 1944-йили уйғур елиниң или, алтай вә тарбағатай вилайәтлиридә башланған миллий-азадлиқ һәрикәт нәтиҗисидә шәрқий түркистан җумһурийити қурулған иди.
Мәзкур азадлиқ һәрикитиниң әвҗ елишида болупму нилқа қозғилиңи муһим рол ойниди. 1943-Йилниң күз айлирида нилқиниң ғәрбий шималиға җайлашқан уластай дегән йәрдә тәшкилләнгән қозғилаңчи әтрәтләр гоминдаң әскәрлиригә қарши һәрикәт қилишқа башлиған иди. Қозғилаңчилар сепи бара-бара көпийип, нәтиҗидә улар яхши қоралланған дүшмән қошунлириға қарши шиддәтлик җәңләрни елип барди. Мәзкур әтрәтләр хәлқ тәрипидин “партизанлар” дәп аталди. Әнә шу уластайда һәрикәт қилған партизанлар билән биллә йүрүп, көплигән вәқәләрниң шаһити болғанларниң бәзилири һазирму һаят. Шуларниң бири һазир алмута вилайити уйғур наһийәсиниң мәркизи чонҗа йезисида истиқамәт қиливатқан мәсуд әхмәтофтур.
М. Әхмәтоф 1926-йили һазирқи уйғур наһийәсиниң кичик ақсу йезисида дуняға кәлгән. 30-Йиллири униң ата-аниси совет һакимийити тәрипидин бай- кулакларға қарши йүргүзүлгән бастуруш сиясити ақивитидә уйғур елигә көчүп кетишкә мәҗбур болған. Биз әнә шу чонҗа йезисида яшаватқан м. Әхмәтофни зиярәт қилғинимизда у шу чағда көргән еғирчилиқларни һекайә қилди.
Тарихий материялларға қариғанда, уластайдики қозғилаңчиларниң биринчи әтритини уйғур пәрзәнти ғени батур, иккинчисини татар хәлқиниң вәкили патих муслимоф, үчинчи әтрәтни қазақ хәлқиниң пәрзәнти әкбәр башқурған иди. Көплигән милләтләр вәкиллиридин тәркиб тапқан бу партизан қошунлири кейинрәк ғени батурниң рәһбәрликидә 1944-йилниң ноябир ейиниң бешида ғулҗида көтүрүлгән аммиви қораллиқ қозғилаңға келип қошулған һәм уруш мәйданида һәл қилғучи күчкә айланған. М. Әхмәтоф қозғилаңчилар ичидә болупму қазақ батурлириниң көп болғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
М. Әхмәтофниң ейтишичә, қозғилаңчилар аилилирини өзлири билән биллә елип йүргән. У дадиси әхмәт ибраһимоф билән болуп, көплигән вәқәләрниң шаһити болғанлиқини билдүрди. М. Әхмәтоф исянчиларни йоқитишқа кәлгән гоминдаң әскәрлириниң көп вақит өтмәйла қозғилаңчилар тәрипидин тармар қилинғанлиқини һәм бу җәрянда көп миқдарда қорал-ярақ вә оқ-дора олҗа алғанлиқини оттуриға қойди.
Тарихчи қәһриман ғоҗамбәрдиниң 2009-йили нәшр қилинған “уйғурлар” намлиқ китабида ейтилишичә, нилқа наһийәсиниң аһалиси шу вақитларда 50 миңдин ошуқ болуп, уларниң арисида уйғурлардин ташқири қазақлар, өзбекләр, татарлар вә руслар болған. Хитайлар болса асасән әмәлдарлардин, сақчилардин, һәрбийләрдин вә уларниң аилилиридин тәркиб тапқан иди. 1944-Йили, қозғилаңчилар нилқа наһийәсиниң көплигән йезилирини дүшмәндин тазилап, 7-өктәбирдә нилқини ишғал қилған.
Алмута шәһиридә истиқамәт қиливатқан нилқа қозғилиңиниң йәнә бир шаһити турди нурҗанниң ейтишичә, қозғилаңниң партлишиға болупму шең шисәйниң һәддидин ашқан рәһимсиз сиясити сәвәб болған. У хәлқниң қолиға қорал елип, өз һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқан басқунчиларға қарши адаләтлик урушқа көтүрүлгәнликини оттуриға қойди.