Шәрқий түркистан миллий армийәсиниң ахирқи офитсериниң кәчмишлири (2)
2019.11.21
1944-1949-Йиллиридики уйғур қатарлиқ милләтләрниң миллий азадлиқ инқилабиға баштин ахири қатнашқан шәхсләрниң бири, шәрқий түркистан миллий армийәсиниң порудчики, қазақистанниң алмута шәһиридики абдуллаҗан әпәнди өзиниң миллий инқилабқа қатнишиш һаят мусапилири һәққидә тохтилип, өзиниң 1945-йили, 3-айдин башланған қорғастики қисқа муддәтлик һәрбий офитсерларни тәрбийәләш курсиға 460 курсантниң бири сүпитидә қобул қилинип, 6 айлиқ қаттиқ тәрбийәләштин өткәнликини баян қилди. Униң ейтишичә, улар 1945-йили, 9-айларда оқуш пүттүргәндин кейин, ғулҗа запас 4-пиядиләр полкиға тәқсим қилинған вә кейин азад нишанлиқ 2-полкта турған.
1946-Йили, 6-айда хитай тәрәп билән шәрқий түркистан җумһурийити тәрәп 11 маддилиқ битим имзалиғандин кейин, манас дәряси бойидики миллий армийә қошунлири қисқартилип, бир қисми ғулҗиға қайтқан болуп, битим бойичә миллий армийә 6 полкқа қисқартилған. Запас 4-пиядиләр полки билән ғулҗа пиядиләр 2-полки бирләштүрүветилип һәм қисқартилип, азадлиқ нишанлиқ пиядиләр 2-полкиға өзгәртилгән. Абдуллаҗан әнә шу полк тәркибидә ғулҗиға қайтқан.
Абдуллаҗанниң әслишичә, у азадлиқ нишанлиқ полкниң 2-баталйониниң штаби башлиқи вә кейин сиясий бөлүм башлиқи болған һәм 1947-йили, қалибек савәндә исян көтүргәндин кейин миллий армийә баш қоманданлиқ штабиниң буйруқи бойичә қалибек исянлирини бастурушқа қатнашқан.
Абдуллаҗан полкта бир мәзгил баталйон сиясий ишлар башлиқи болуп, хизмәт қилған болуп, униң ейтишичә, баталйон сиясий комиссариниң вәзиписи җәңчиләргә сиясий тәрбийә бериш, ички-ташқи вәзийәт, хәлқара вәзийәт қатарлиқлардин чүшәнчә бериш, хитай тәрәп билән битим түзүлгәндин кейин болса битимни иҗра қилишқа мәсилиләрдә тәлим-тәрбийә бериш болған. Көпинчә сиясий программа конспиклири юқиридин келәтти. Униң ейтишичә полк вә баталйонда имамларму бар болуп, улар әскәрләрни намаз оқушқа йетәкчилик қилиш, диний тәрбийә бериш қатарлиқлар билән мәшғул болатти. Әмма, намаз оқуш ихтиярлиқ болуп, бесим қилмайтти. Абдуллаҗан йәнә азад нишанлиқ полкниң бир мәзгил хоҗилиқ ишлирини башқурған болуп, бу бөлүмниң вәзиписи қошунниң қорал-ярақ, әскәрләрниң тәминати вә башқиларға мәсул болуш иди.
Абдуллаҗан таки 1949-йилиниң ахириғичә миллий армийә сепидә хизмәт қилған вә хитай компартийәси һакимийити уйғурлар диярини игилигәндин кейин һәрбий сәптин бошитилип, үрүмчидә икки йиллиқ сиясий кадирларни тәрбийәләш нәзәрийә курсида оқуп, бир мәзгил хизмәт қилғандин кейин, вәтәнни тәрк етип, 1950-йиллириниң ахирида совет иттипақиға көчүп кетип, алмутаға йәрләшкән.
Бу сөһбәтниң тәпсилатини аңлаң