Һидеюки:муһәммәд имин буғра вә ма җоңйиң һәққидә

Мухбиримиз үмидвар
2013.11.03
Memet-Emin--Bughra-305.jpg Муһәммәд имин буғра (1901-1965)
RFA/Arslan


Японийилик уйғур йеқинқи заман тарих тәтқиқатчиси һидеюки уйғур тарихиға аит нәшир қилинған мақалиләр топлимидики “японлар йетәлмигән земин - шәрқий түркистан” сәрләвһилик мақалисидә хотән әмири муһәммәд имин буғраниң японларға тунҗи қетим уйғур давасини аңлатқан шәхс икәнликини оттуриға қойған.

Уйғур тарих тәтқиқатчиси һидеюки мақалисидә уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш ғайиси вә әйни вақиттики японларниң уйғур елигә бериш арзуси тоғрисида тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған: шәрқий түркистан мустәқиллиқ һәрикитиниң мәқисити өз тупрақлирини қоғдаш,хитай контороллиқидин қутулуш, мустәқил дөләт қуруш дегәнликтур.Мундақчә ейтқанда хитайға қарши туруп японийигә йеқинлишиш совет иттипақидин қоғдиниш вә дөлитини әслигә кәлтүрүштур. Шәрқий түркистан болса истратегийилик җәһәттә наһайити муһим орун иди.Японийә әмма у йәргә йетип баралмиған.Көплигән япон җасуслири бу районға беришни арзу қилған болсиму,әмма улар мәқситигә йетәлмигән.Кейинки вақитларда әвәтилгән ахбарат хадимлири из - дерәксиз ғайип болған болуп,уларниң һечқандақ хәвири болмиған.Чүнки у чағда шәрқий түркистан толиму сирлиқ,сиясий орни толиму мурәккәп йәр иди.Японийә җасуслири уруштин илгири шәрқий түркистандин һечқандақ учур алалмиған.Бу йәр уларниң нәзиридә сирлиқ,мәхпий җай дәп қаралған.

Уйғур тарих тәтқиқатчиси һидеюки мақалисидә қумулда көтүрүлгән қумул қозғилиңи һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған: 1930 - йили шинҗаңда көплигән қозғилаңлар йүз бәрди.Әйни чағдики җин шурин һөкүмитигә қарши һәрикәт елип берилди.Қозғилаңниң асаслиқ көтүрүлүш сәвәби болса җиншуринниң түрлүк алваң,баҗ - селиқиниң дәрдидин хәлқ кәмбәғәллишип кәткән иди.

Һидеюки мақалисидә шиведсийилик експедитсийичи свен һедин өзиниң “қачқун маҗуңйиң” “йипәк йоли” “азғун көл” (лопнур көли) дегән китаплиридики җин шуринға даир учурларни мундақ баян қилған: җин шурин 1931 - йили қумулда ханлиқ түзүмни өзгәртип,ханлиқни йоқ қилип,өлкә түзүмини йолға қоймақчи болди.У қумулдики қәлә,ордуларни чеқип қумулни вәйран қилди.Җин шурин адәм қелипидин чиқан алвасти иди.

Аптор мақалисидә қумул қозғилиңиға ма җуңйиң қошуниниң ярдәм бәргәнлики тоғрисида тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған:

Җин шуринға қарши хоҗа нияз һаҗи қозғилаң көтәрди.Җин шурин қозғилаңни бастурмақчи болған хәтәрлик пәйттә хоҗа нияз һаҗи маҗуңйиңни ярдәм беришкә чақирған.Хоҗа нияз билән ма җуңйиң иккиси икки милләт болсиму,әмма иккилисила мусулман иди.Туңганлар болса асаслиқи гәнсу,ниңша,чиңхәй қатарлиқ өлкиләрдә яшайдиған мусулман хәлқләр иди.Җуңго компартийиси болса уларни хуйзулар дәп атайти.Маҗуңйиң болса гәнсуда туғулған,17 йешида армийигә қатнашқан.У,өзини армийидә пәрқлиқ тутқан иди.Ма җуңйиң хоҗа нияз һаҗиниң тәклипигә қошулуп шәрқий түркистанға киргән.У, уйғурлар тәрипидин мусулман қәһриман дәп тәриплинип,қизғин қарши елинған.У,өзиниң әскирий күчи билән җин шуринниң әскәрлирини қумулдин һәйдәп чиқирип,уйғурларни қоғдап қалған вә кейин өз юртиға қайтқан.

Аптор мақалисидә шиведсийилик експедитсийичи свен һединниң ма җуңйиң тоғрисида өз әсәрлиридә бәргән учурлар тоғрисида тохтилип,бу һәқтә мундақ баян қилған: свен һеден ма җуңйиңни көрмигән.Лекин униң ташқий қияпитини тәсвирләп көплигән нәрсиләрни язған. Ма җуңйиң һәққидә мундақ учурларни бәргән: маҗуңйиң егиз бойлуқ, оруқ кәлгән, әқиллиқ йигит болуп у,һәммә нәрсини асанлиқчә биливалалайду. У,толиму зирәк, хуш - чақчақ йигит иди. Свен һеден бу учурларни башқилардин аңлиған учурлар болуп у,йәнә башилардин аңлиған ма җуңйиң тоғрисидики учурларни мундақ баян қилған: ма җуңйиң әскәрләргә милтиқ,тапанча етишни өгитип.Әскәрләр билән даим путбол ойнашти. У,әскәрләргә толиму қаттиқ қол болуп,әгәр бирәр әскәр хаталиқ өткүзүп қойса уни көпчиликниң алдида етиветитәтти.

Уйғур тарих тәтиқатчиси һидеюки мақалисидә маҗуңйиңниң бу хил чус характерини японийилик һәрбий генерал ода нобунагаға охшайду дәп тәсвирлигән.

Тарихчи һидеюки мақалисидә хотән әмири муһәммәд имин буғра һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған:тарихий мәлуматларда дейилишичә,йипәк йолидики бостанлиқ ичидики хотәндә мудәррис өлүма муһәммәд имин буғра башчилиқида қозғилаң көтүрүлүп,қозғилаң ғәлбигә еришип,муһәммәд имин буғра хотәндә хотән ислам ханлиқи қурулғанлиқини җакарлиған.Вә өзи шу ханлиқниң әмири дәп тонулған.Хотән ислам ханлиқи һилал ай,юлтузлар чүшүрүлгән йешил байрақни дөләт байриқи қилған.Мусулманлар календарини қолланған.Улар хотән чәрчән,чақилиқ қатарлиқ җайларни өзигә тәвә қилған.Уйғурларниң нами японийидә анчә тонуш болмиған.Лекин хотән әмири муһәммәд имин буғра болса японлар билән уйғурларниң достлуқ орнитишида көврүклүк рол ойниған киши болуп,у әң дәсләп японлар билән чоңқур достлуқ орнатқан киши.Шуңа уни япон - уйғур достлуқ тарихида һәргиз унтушқа болмайду.Уни чоқум әсләшкә тегишлик шәхс.

Зияритимизни қобул қилған уйғур тарих тәтқиқатчиси ямагучи муһәммәд имин буғра һәққидә тохтилип мундақ деди:

Муһәммәд имин буғра шәрқий түркистан тарихидики муһим шәхсләрниң бири болуши билән биргә японийә билән шәрқий түркистанниң дәсләпки қәдәмдә өз - ара чүшиниш вә достлуқ орнитишта муһим рол ойниған шәхс.

Уйғур тарих тәтқиқатчиси секиока мақалисиниң ахирисида шәрқи түркистан ислам җумһурийитиниң баш министири сабит дамолла һәққидә тохтилип бу һәқтә мундақ баян қилған: шәрқий түркистан ислам җумһурийитиниң баш министири сабит дамолла болса муһәммәд имин буғраниң йеқин дости болуп,улар бирликтә хоҗа нияз һаҗиниң қозғилиңини қоллиған вә қатнашқан.Улар бирлишип ғайәт зор күч һасил қилип бирликтә қәшқәргә һуҗум қилған.Бу чағда қәшқәрдики җин шуринниң иниси җиншуҗи өзини өлтүрүвалған.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.