"мана бу түркий милләтләрниң ортақ тарих китаби"

0:00 / 0:00


һөрмәтлик радио аңлиғучилар бүгүнки тарих вә бүгүн программимизда түркийә қиршеһир ахи - әвран университети оқутқучиси дотсент доктор күршат зорлу әпәндиниң 14 - март күни йеничағ гезитидә илан қилинған "мана бу туркий милләтләрниң ортақ тарих китаби" мавзулуқ обзорини аңлитимиз. у, обзорини мундақ башлайду:

өткән һәптә елан қилинған обзоримда түрк академийәси тәрипидин тәйярланған әргәнәқон вадисиниң рәсимлирини силәр билән ортақлашқан идим. бүгүнки мақаламда түрк дунясиниң ортақ тарихи тоғрисидики китабни силәргә тонутмақчимән. алди билән шуни демәкчимәнки, түрк дунясиниң бирлики вә келәчәки үчүн ортақ тарихиниң йезилиши интайин муһим әһмийәткә игә. бундақ бир китабниң йезилиши пүтүн түркий милләтләрниң бир - биригә болған сәлбий көз қарашлирини йоқ қилиш вә түркий милләтләрниң бир - биригә болған чүшәнчисини чоңқурлаштуруш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә. түркийәликләр, қазақлар, қирғизлар, өзбәкләр, әзәрбәйҗанлиқлар вә башқа пүтүн түркий милләтләр оттурисида ортақ тарих көз қаришини тикләш түрк бирликини әмәлгә ашуруш үчүн пайдилиқ болиду. мана буниң тунҗи қәдими һесаблинидиған ортақ тарих китаби вә ортақ түрк тарихи дәрслик китаби йезиш хизмитиму ахирлишай дәп қалди. түрк дуняси тунҗи қетим өз тарихини язди. түрк дуняси ортақ тарихи йезиш қарари 2012 - йили қирғизистанниң бишкәк шәһридә чақирилған түркий җумһурийәтләр алий кеңиши йиғинида мақулланған иди. 2013 - йили гәбзәдә, 2014 - йили бодрумда чақирилған түркий җумһурийәтләр алий кеңиши йиғинлирида мәзкур китаб һәққидә қайта - қайта музакирә елип берилип, китабниң қайси дәвирни өз ичигә алидиғанлиқи бекитилди. бу китабда түркий милләтләрниң миладин кейинки 15 - әсиргичә болған ортақ тарихи баян қилинған. мәқсәт яш гуруппириға қарап оқуғучиларға бу мәзгилдики тарих тоғрисида мәлумат бериштин ибарәт.

др. күршат зорлу әпәнди обзорида түрк дуняси ортақ тарихини өгитиштики мәқсәт тоғрисида тохтилип мундақ дәп язиду:

1 - ортақ түрк тарихидики тарих аталғулирини өгитиш вә тәрәққий қилдуруш. 2 - оқуғучиларниң тарихий вәқәләрни чүшиниши вә уларни тәһлил қилиш қабилийитини өстүрүш. 3 - түрк дунясиға зор төһпә қошқан тарихий шәхисләрни өгитиш. 4 - оқуғучиларниң түркий милләтләрниң күлтүри вә мәдәний мираслириға болған қизиқишини ашуруш.

мәзкур китабни түзүш хизмитидә вәзипә өтүгән проф. др. дархан һидирали немә үчүн түркий милләтләрниң ортақ тарихи 15 - әсиргичә болған дәвирни өз ичигә алиду? дегән соалимизға, түркий қовимләрниң 15 - әсиргичә болған тарихиниң түрк тарихиниң алтун дәври һесаблинидиғанлиқини ейтти.

др. күршат зорлу әпәнди йәничағ гезитидә елан қилинған "мана бу түркий милләтләрниң ортақ тарих китаби" намлиқ обзорида китабниң мундәриҗси тоғрисида мәлумат берип мундақ дәп язиду:

түркий қовимләрниң ортақ тарихи төвәндики мәзмунларни өз ичигә алған:

1 - дуня тарихида түрк тарихиниң орни, 2 - һун импәрийиси вә униңдин кейинки түрк ханлиқлири, 3 - түрк хақанлиқлири, 4 - тунҗи түрк ислам дөләтлири: қараханилар вә идил - булғар дөлити, 5 - оттура әсир түрк дөләтлири, 6 - түрк - моңғол имперйәлири, 7 - төмүрләң дөлити, 8 - җәнубий вә ғәрбий асия түрк ханданлиқлири, 9 - османли импәрйәси, 10 - түрк дунясиниң мәниви вә күлтүр мираслири.

др. күршат зорлу әпәнди мақалисида түркий милләтләрниң ортақ тарихи намлиқ китабда түркий тиллар тоғрисидиму мәлумат берилгәнликини баян қилип мундақ дәп язиду:

түркий тиллири алтай тиллири аилисигә мәнсуп болуп, түркий тилларни шәрқий явропадин сибирийәгичә вә хитайниң ғәрбигичә болған кәң земинда 180 милйон киши тәрипидин ана тил сүпитидә, иккинчи тил сүпитидә ишлитиватқан түркий милләтләрни қошқан вақтимизда 250 милйон киши тәрипидин қоллинилмақта. дуняда әдәбий тили вә йезиқи бар 30 әтрапида түркий тил мәвҗут. әң көп киши тәрипидин ишлитиливатқан тил түркийә түркчисидур. түрк дунясиниң ортақ тарихи намлиқ китабда түрк тили ишлитиливатқан йәрләр төвәндикидәк берилгән:

1 - оттура ася, 2 - сибирйә, 3 - алтайлар, 4 - шәрқий түркистан, 5 - идил - яйиқ, 6 - кузәй қафқазйә, 7 - қара деңизниң шимали, 8 - анатолйә, 9 - балқанлар.

др. күршат зорлу әпәнди обзорида түрк дуняси уқуми тоғрисида мәлумат берип мундақ дәп язиду:

түрк дуняси тарихи инсанийәт тарихиниң айрилмас бир парчисидур. бүгүнки күндә бу чоң аилә әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, түркийә, түркмәнистан, өзбекистан вә шималий сипуруш түрк җумһурийәти қатарлиқ 7 мустәқил дөләт вә шәрқий түркистан, башқуртистан, чувашистан, татаристан, қарачай - чәркәз, қабардин - балқар, алтай, хақася, тува, саха, дағистан, гагавуз - йеригә охшаш аптоном районлардин тәркип тапмақта. булардин сирт хитай, афғанистан, иран, ирақ, сурийә вә балқанлардиму түркий милләтләр мәвҗут. түркий җумһурийәтләр вә аптоном районлардики хәлқләр пәқәт ортақ тарихтила әмәс, башқа җәһәтләрдинму ортақлиқларға игә. әгәр уларниң мәдәнийәт турмуши, өрп вә адәтлири, әдәбияти, фолклори, миллий байрамлири, ривайәт, дастан, мәсәл, ләтипә вә қошақлириға қарайдиған болсақ бу ортақлиқларни ениқ көрүвалалаймиз. шуңа мәзкур ортақ тарих китабида түркий милләтләрниң ортақ дастанлири, мәниви қиммәтлири, маддий күлтүри вә миллий оюнлириғиму орун берилгән.

қиршеһир университети оқутқучиси др. күршат зорлу әпәнди "түркий милләтләрниң ортақ тарих китаби"ниң қачандин тартип мәктәпләрдә оқутилишқа башлайдиғанлиқини баян қилип мундақ дәп язиду:

түркий җумһурийәтләр алий кеңишиниң қарариға асасланғанда, мәзкур китаб пүтүн түркий җумһурийәтләрдә 8 - синип оқуғучилириға оқутилидикән. бу китаб һәптидә бир саәт йилда 34 саәт оқутилидиған болуп, һәр қайси түркий җумһурийәтләр өз дөләт тилида нәшир қилдуридикән. қачандин тартип оқутилидиғанлиқи бу йил қазақистанниң пайтәхти астанида чақирилидиған түркий җумһурийәтләр алий кеңишидә қарар қилинидикән.